Бурһан шәһидиниң ақсу кочилириға есилған сүритиниң кәйнидә немә оюн бар?

Мухбиримиз қутлан
2015.08.12
Burhan-shehidi-1.jpg Хитайниң сиясий тәшвиқати үчүн кочиларға есилған бурһан шәһидиниң чоңайтилған сүрәтлири. 2015-Йили авғуст, ақсу.
Social Media

Йеқинда ақсу шәһириниң кочилириға бурһан шәһидиниң чоңайтилған сүрити есилип, хитай “инқилабий қурбан” лиридин лей фең, хваң җигваң қатарлиқларниң рәсими билән биллә тәшвиқ қилиниватқанлиқи мәлум.

Ақсу кочилиридики йүзләрчә стулбиларға есилған бурһан шәһидиниң чоңайтилған сүрити билән биллә униң мундақ бир җүмлә сөзи уйғурчә вә хитайчә икки хил тил, йезиқта тәшвиқат тахтисидин орун алған: “шинҗаң икки миң нәччә йилдин буян җуңгониң бир тәркибий қисми иди”.

Ундақта, хитай немә үчүн уйғур елида сиясий вәзийәт җиддийләшкән, райондики йәрлик хәлқ уйғурлар билән көчмән хитайларниң мунасивитидә келиштүргили болмайдиған һаң пәйда болған бүгүнки күндә бурһан шәһидини көтүрүп чиқиду? даириләр немә үчүн ақсуни бурһан шәһидиниң образини тикләштики муһим район қилип таллайду? 20-әсир уйғур тарихидики сирлиқ шәхс бурһан шәһидиниң уйғурлар вәтини вә униң тарихий ейтими үчүн вәзханлиқ қилишқа қандақ салаһийити бар?

Һазирғичә мәлум болған мәнбәләр вә әслимиләрдә, һәтта бурһан шәһидиниң өзи һәққидә язған биографик әслимисидиму униң уйғур диярида әмәс, бәлки русийәниң қазан өлкиси (һазирқи татаристан аптоном җумһурийити) ниң тетиш наһийиси тәвәсидики ақсу йезисида туғулғанлиқини тилға алиду.

Бурһан шәһидиниң замандашлиридин мәрһум хевир өмүрниң баянлириға қариғанда, бурһан 1940-йилларниң ахирлириға кәлгәндә өзиниң уйғур елидики сиясий орниға дәсмайә һазирлаш үчүн өзиниң “юрт” кимликигә еһтияҗи чүшиду. Буниң нәтиҗисидә у интайин устилиқ билән ата-бовилириниң юртини татаристандики “ақсу” дегән йезидин тарим бойидики ақсуға өзгәртиду. Андин ата-бовилириниң мәнчиң ханиданлиқи заманисидә тарим бойидики ақсудин русийәниң қазан өлкисидики тетиш наһийәсигә көчүп, бу йәрдә юртини әсләп туруш үчүн “ақсу” дегән кәнтни бәрпа қилғанлиқидәк ривайәтни қураштуруп чиқиду.

Татаристан алимлиридин академик мирқасим османоф вә ренат мингалийеф қатарлиқлар бурһан шәһидиниң юрти һәққидә тохтилип, татаристанниң тетиш наһийәсидики ақсу йезисиниң уйғур дияридики ақсу шәһири билән һечқандақ алақисиниң йоқлуқини, буниң пәқәтла бурһан шәһидиниң асассиз тоқулмиси икәнликини тәкитләйду.

Татар тарихчилири йәнә 20-әсирдики шәрқий түркистан тарихида татаристанниң тетиш наһийисидә туғулған икки нәпәр татарниң уйғур хәлқиниң миллий мәнпәәти вә азадлиқ инқилабиға еғир зиян салғанлиқини алаһидә тәкитләйду. У буниң бири, генерал ади маликоф, у сталинниң буйруқи билән 1934-йилиниң башлирида совет қизил армийәсини башлап уйғур елиға киргән. Униң қоманданлиқидики бирқанчә полк совет қизил армийиси шең шисәйниң һакимийитини сақлап қелиш үчүн йәрлик қозғилаңчилирини қанлиқ бастурған һәмдә хоҗанияз һаҗини шең шисәй билән бирлишип бирләшмә һөкүмәт қурушқа мәҗбурлиған. Йәнә бири, бурһан шәһиди, у гоминдаң дәвридики әң ахирқи шинҗаң өлкисиниң рәиси болуш сүпити билән уйғурлар вәтинини хитай компартийәсигә қош қоллап тапшуруп бәргән.

Йеқинқи йиллардин буян бурһан шәһиди һәққидә издиниш елип барған татаристан вә русийә апторлири бирдәк униң келип чиқишиниң татар икәнликини, татаристандики ақсу йезисиниң уйғурлар билән бағлиниши йоқлуқини тәкитләйду.

Татар тарихчиси юлдуз хелиюллин татаристанда рус тилида чиқидиған “татар дуняси” журнилида бурһан шәһиди һәққидә мәхсус мақалә елан қилиду. У мақалисидә ғулҗида туғулуп чоң болған, кейин татаристанға кетип академик болған мирқасим османофниң сөзини нәқил кәлтүрүп мундақ дәйду: “бурһан шәһидиниң келип чиқиши татар, униң миллитини ‛уйғур‚ ға өзгәртиши 1949-йилидин кейинки хитай сияситиниң еһтияҗидин ойдуруп чиқирилған тоқулмидур.”

Қазан федерал университетиниң хәвиридә ейтилишичә, татар тарихчиси ренат мингалийеф 2011-йили рус тилида “бурһан шәһиди вә униң тарихтики излири” намлиқ китаб нәшр қилдурған. У мәзкур китабида бурһан шәһидиниң “уйғур” луқ кимликиниң тоқулма икәнликини ениқлап чиққан. У йәнә бурһан шәһидиниң татарлиқ нәсәпнамисини ениқлиған һәмдә униң татаристанниң ақсу йезисида туғулғанлиқини вә өзи билән туғқанчилиқ мунасивитигә игә икәнликини шәрһлигән.

Һәтта татаристан аптоном җумһурийитиниң һөкүмәт тор бетидиму бурһан шәһидини тонуштуруп, уни хитайдики татарларниң мәшһур вәкили, хитай хәлқ җумһурийитиниң муһим дөләт әрбаби дәп тәриплигән.

1946-Йилиниң ахиридин 1948-йилиниң яз мәзгилигичә гоминдаңниң уйғур елида турушлуқ армийисиниң баш қомандани болған суң шилйән өз әслимисидә мунуларни тәкитләйду: “бурһан шәһиди 1949-йили 1-айда шинҗаң өлкисигә рәис болуштин илгири, болупму компартийә һакимийәт бешиға чиқип, уни давамлиқ шинҗаң өлкисигә рәис қилип тәйинләштин илгири у өзини ‛уйғур‚ дәп бақмиған иди. Әмма кейинчә униң миллитиниң бирдинла ‛уйғур‚ ға өзгирип қалғанлиқи вә ата-бовилириниң нәччә йүз йилниң алдида ақсудин русийәгә көчүп кәткәнликини аңлап һәйран болдуқ.”

Мустәқил сиясий анализчилар 20-әсир уйғур тарихидики сирлиқ шәхс бурһан шәһидиниң тирикила әмәс, бәлки әрваһиниңму бүгүнки күндә хитай һакимийити үчүн давамлиқ лазими болуватқанлиқини тәкитләйду. Улар, бурһан шәһидиниң ақсу кочилириға есилған сүритиниң кәйнигә хитай истратегийәчилириниң йирақни көзлигән бир сиясий ғәризи йошурунған. У болсиму, бурһан шәһидиниң русийәлик татар әмәс, бәлки ақсулуқ уйғур икәнликини, униң уйғурларға вакалитән сөз қилиш салаһийитигә игә икәнликини шундақла униң сиясий образиниң хитайниң уйғур диярини давамлиқ идарә қилишида муһим дәсмайә болидиғанлиқини ясап көрситиштур, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.