Голландийә уйғур бирлики рәһбәрлирини йеңилиди
2014.11.17
16-Ноябир голландийә уйғур бирлики тәшкилат әзалири ички йеғин чақирип, рәһбәрлик қисмида хизмәт өтәватқан мәсулларни қайтидин сайлап чиқти.
Шу күни голландийәниң һарлим шәһиригә җайлашқан голландийә уйғур бирлики хизмәт залида, өз-ара сәмимийәт билән һәмсөһбәт болған тәшкилат әзалири бир йиллиқ кәчмишлиридин тәҗрибә-савақларни йәкүнлиди вә мәсуллирини йеңилиди.
Көпчилик ортақ пикиргә келип тил, сәвийә вә пидакарлиқ җәһәттики артуқчилиқлирини нәзәрдә тутуп садиқҗан сәләй әпәндини баш рәис қилип таллиди. Бәхтияр насир муавин мәсул, зәйнидин турсун тәптиш мәсули болуп бәлгиләнди.
Өткән бир йилда рәислик вәзиписини өтәп кәлгән абдусалам нияз әпәнди өзиниң хаслиқи, шәхси турмуши вә хизмәт еһтияҗи түпәйлидин, мәзкур тәшкилатниң рәислик вәзиписини иҗра қилишқа аҗиз кәлгәнликини билдүрүп, тәшәббускарлиқ билән истепа бәрди.
Тәшкилатниң йеңи рәисиму көпчиликкә сөз қилип, вәтәндашлириниң өзигә ешинип бу вәзипини тапшурғанлиқи үчүн рәһмәт ейтидиғанлиқини вә теришип хизмәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған әпәндиләр йүрәк сөзлирини радио аңлиғучилиримизға аңлатти.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.