Қағилиқ һойла кәнттики 4 һаҗим вә бир хатип дукинида һарақ қоюшқа мәҗбур болған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.06.04
haraq-tamaka-uqturush.JPG Ақташ кәнтиниң уйғур дукандарларға һарақ сатқузуш тоғрисида чиқарған уқтуруши. 2015-Йили апрел.
Social Media

Мәлум болушичә һарақ-тамака сетишни мәҗбурлаш түзүми қағилиқ наһийисидиму кәң көләмдә вә қаттиқ шәкилдә йолға қоюлған; һәтта йемәк ичмәк дукини ачқан диний затларму бу түзүмгә әмәл қилишқа мәҗбур болған.

Мухбиримизниң қағилиқ наһийә сайбағ йеза һойла кәнт мәсуллиридин игилишичә һойла кәнт мәсчитиниң хатипи турсунмәмәтму тирикчилик үчүн ачқан йемәк-ичмәк дукиниға һарақ-тамака селиштин қачуралмиған; буниңдин башқа йәнә һемит һаҗи, мәмәт нияз һаҗи қатарлиқ йеқинқи йилларда һәҗ ибадитини ада қилип кәлгән 4 нәпәр һаҗимму амалсиз һалда дуканлириға һарақ-тамака салған.

Мухбиримизниң соаллириға җаваб бәргән бу кишиләр нөвәттә вәзийәтниң кәскинликини тилға елип өзлириниң мәзкур түзүмгә наразилиқ билдүрүш әмәс, һәтта соал сорашму һоқуқиниң йоқлуқини баян қилди.

Бу һәқтә пикир баян қилған икки кәнт мәсули , юқириниң орунлаштуруши бойичә дуканларда һарақ-тамака қоюлуш әһвалини һәр вақит тәкшүрүп туруватқанлиқини ашкарилиди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.