Мәсчитләрдики “компартийәни сөйүш” тәшвиқати әйибләнди

Мухбиримиз әзиз
2017.07.26
partiyeni-soyush-teshwiqati-meschit.jpg Қағилиқ наһийисидики оттура мәктәп оқуғучилири “партийәгә әгишиш” һәққидики қизил тәшвиқат паалийитидә. 2017-Йили май.
xjyc.gov.cn

Уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлиридики мәсчитләрдә “партийәни сөйүш, дөләтни сөйүш” мәзмунидики лозункиларниң есилиши, бу җәһәттики әһвалларни көзитип келиватқан алақидар шәхсләрниң күчлүк тәнқидигә учриди. Улар хитай һөкүмити йолға қоюватқан бу тәшвиқат паалийәтлириниң хәлқара низамларға яки хитайниң өз қанунлириға уйғун әмәсликини көрситип, буни “пуқраларниң хусусий таллишиға қопаллиқ билән арилашқанлиқ” деди.

Хитай даирилириниң уйғурлар диярида “әсәбийликкә қарши туруш” намида иҗра қиливатқан диний сиясәтлириниң бири, уйғурлардики диний етиқад чүшәнчисини суслаштуруш болуватқанлиқи түрлүк учурлардин давамлиқ мәлум болмақта. Йеқинқи тәкшүрүшләр нәтиҗисидә бу җәһәттики хизмәтләрниң бири дәл уйғурларниң диний етиқадида муқәддәс орунда туридиған мәсчитләрни нишан қилғанлиқи айдиңлашти. Болупму буниңда һәммидинму бәкрәк кишиләрниң диққитини тартқини, һәрқайси җайлардики мәсчитләргә хитай дөләт байриқи есишниң омумлишишиға әгишип, әмдиликтә мәсчитниң үстигә “партийәни сөйүш, дөләтни сөйүш” мәзмунидики ғайәт зор лозункиларни есиш болған.

Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун бу мәсилә һәққидә зияритимизни қобул қилғанда, мәсчитләргә “компартийәни сөйүш” дегән лозункини есишни уйғурларниң диний етиқадидики “аллани сөйүш” чүшәнчисигә қилинған хирис, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Шуниң билән биргә, буниң уйғур хәлқи үчүн бир зор һақарәт икәнликини тәкитлиди.

Худди турғунҗан алавудун “хитай һөкүмитиниң бу қилмиши әң әқәллий инсан һәқлири принсиплириғиму хилап” дәп көрситип өткәндәк, “америка хәлқара диний етиқад әркинлики комитети” ниң тәтқиқатчиси тина маффорд бу хил тәшвиқатни әмәлийәттә йиллардин буян иҗра болуп келиватқан сиясәтләрниң давами, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У бу һәқтә мундақ деди: “шундақ, бу йеңи бәлгилимиләрни һәқиқәтәнму қаттиқ дейишкә болиду. Әмма булар, һазирқи мәвҗут сиясәтләр вә йиллардин буян иҗра болуп келиватқан чәклимиләрниң кеңийиши һәмдә чоңқурлишиши, халас. Булар маһийәттә пәқәт бейҗиңдики мәркизий һөкүмәт вә шинҗаңдики йәрлик һөкүмәтләрниң уйғур мусулманлирини уларниң диний етиқади, мәдәнийити, тили вә әнәнисидин айрип ташлаш арқилиқ уларниң түплүк кимликини йоқитиветиш урунушлириниң әкс етишидур. Бу әйибләшкә тегишлик бир қилмиш болуп, хәлқара инсан һәқлири өлчимигә пүтүнләй зит келиду.”

Хитай һөкүмитиниң һазир “диний әсәбийликниң алдини елиш” дегән намда мушу хилдики тәшвиқатларға күчәп кетиши һәққидә пикир қилған турғунҗан алавудун уйғурлар ислам динини қобул қилинғандин буян уларниң диний етиқадида һечқачан “әсәбийлик” дегән уқумниң мәвҗут болмиғанлиқини тәкитлиди.

Уйғурлар дияридики ислам диниға даир паалийәтләрниң һазир хитай һөкүмити тәрипидин “террорлуқ вә әсәбийлик” кә бағлап қоюлуши һәққидә пикир қилған тина бу хилдики бәлгилимиләрниң хитай күткәндәк нәтиҗә бериштин йирақлиқини, бу хил йәрлик сиясәтләрниң һәқиқий мәқситигә йошурунған маһийәтлик мәзмунларни чүшинишниң муһимлиқини тәкитлиди. У бу һәқтә мундақ деди: “хитай һөкүмити бир яқтин диний аммини дәпсәндә қилса, йәнә бир яқтин диний етиқад әркинликигә хилаплиқ қиливатиду. Чүнки, улар динни өзлириниң һакимийәтни йеганә һалда игиливелиши үчүн бир тәһдит, дәп қарап кәлмәктә. Әмма, хитай компартийәси шуни аңқириши лазимки, әгәр у хәлқни диний етиқади яки башқа сәвәбләр түпәйлидин мушу йосунда бесивәрсә, у һалда муқимсизлиқ вә тоқунуштин башқа нәрсә һасил болмайду. Булар болса әмәлийәттә хитай һакимийити һәрқачан тилға елип келиватқан, шундақла сақланмақчи болған мәсилиләрдур. Йәнә бир яқтин хитай һакимийити шуни яхши чүшиниши лазим, әгәр бир шәхс бир түрлүк диний етиқадқа әгишиш яки һечқандақ диний етиқадқа егә болмаслиқни таллиған болса, у һалда бу ишлар бир шәхсниң компартийәгә яки һөкүмәткә садиқ болуш-болмаслиқи билән тоқунушуп қалмайду. Йәни бир шәхс үчүн һәм һакимийәткә садиқ болуш, һәм өзиниң диний етиқади арқилиқ шу һакимийәттинму йүксәк болған қудрәткә ишиниш тамамән мумкин болидиған ишлар. Шуниң үчүн диний етиқадлиқ болуш яки диний етиқадсиз болуш һечқачан хитай компартийәси дәватқандәк хаинлиқ яки өктичилик қилмиши әмәс. Әгәр хитай компартийәси мушу йосунда динни һәмдә диний етиқад әркинликини өзлири үчүн тәһдит, дәп қарайдикән, у һалда өзини милйонлап зорийиватқан диний амма билән қариму-қарши қойған болиду.”

Турғунҗан алавудунниң пикричә, һазир уйғурлар дияридики бу бәлгилимиләр һәмдә тәшвиқат паалийәтлири әмәлийәттә уйғурларниң миллий кимлики вә мәвҗутлуқини йоқитишни нишан қилғанлиқи үчүн, уйғурларниң “компартийәни сөйүши” мумкин әмәс икән.

Мәлум болушичә, һазир бу хилдики “компартийәни сөйүш, дөләтни сөйүш” тәшвиқат лозункилири уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлиридики мәсчитләргә арқиму-арқидин есилмақта икән. Шуниң билән биргә, йәрлик хәлқ бу һәқтә һечқандақ пикир қилиш һоқуқиниң болмаслиқи түпәйлидин “кишиләрниң буниңға инкаси яхши” дейишкә мәҗбур болмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.