Анализчилар уйғурларниң пүткүл милләт гәвдиси бойичә лагерларға қамилишиниң яман ақивитини агаһландурди

Мухбиримиз меһрибан
2018.09.03
lager-yepiq-terbiyelesh-oginish.jpg Әтрапи сим тор вә қораллиқ әскәрләр билән қоршалған “тәрбийәләш лагери”.
Social Media

Хитайниң чоңчиңдики вейпу тәтқиқат мәркизиниң “инақ җәмийәт” сәһиписидә елан қилинған “‛ашқунлуқни түгитиш‚ тәрбийәсини яхши елип бериш һәққидә” сәрләвһилик доклатида хитай һөкүмәт даирилири һазирғичә етирап қилишни халимайватқан уйғур дияридики йиғивелиш лагерлириниң 2017-йилдики әһвали хуласиләнгән.

Уйғур аптоном районлуқ партийә мәктипиниң тәтқиқатчиси чю йүәнйүән намида йезилған мәзкур доклатта ғәрб дөләтлиридики көплигән нопузлуқ таратқуларда пакитлар арқилиқ оттуриға қоюлған болсиму, әмма хитай һөкүмити тәрипидин мәвҗутлуқи үзлүксиз рәт қилиниватқан аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” ниң қурулуш сәвәби изаһлинип, уйғур аптоном районида “диний әсәбийлик” тин юқумланған кишиләрниң көп болғанлиқи, болупму йеқинқи 3 йилдин буян, йәни 2014-, 2015- вә 2016‏-йиллари районда давамлашқан “қаттиқ зәрбә бериш” долқунида зәрбигә учриған кишиләрниң топлишип вәқә чиқириш хәвипи туғулғанлиқи үчүн һәрқайсий “тәрбийиләш мәркәзлири” тәсис қилинғанлиқи алаһидә әскәртилгән. Мәзкур доклатта йәнә “тәрбийиләп өзгәртишниң узун мәзгиллик бир җәрян” икәнликиму алаһидә әскәртилгән.

Доклатта или области, ақсу, қәшқәр, хотән қатарлиқ вилайәт-областлардики аталмиш “тәрбийиләш мәркәзлири” дин қайтип чиққан 588 киши һәққидики тәкшүрүш мәлумати берилип, бу кишиләрниң ичидә “тәрбийә” лиништин илгири өз хаталиқини тонумиғанлар 68 пирсәнтни игилигән болсиму, әмма “тәрбийә” лиништин чиққандин кейин уларниң ичидә 99 пирсәнт кишиниң өз хаталиқини етирап қилғанлиқи тилға елинип, бу әһвал “идийәви җәһәттин қайта тәрбийәләп өзгәртишниң нәтиҗиси” дәп мәдһийәләнгән.

Ню-йорк шәһәр университетниң сиясий пәнләр профессори, хитай вәзийәт анализчиси шя миң әпәнди зияритимизни қобул қилип, йеқиндин буян хәлқара таратқуларда уйғур дияридики милйондин артуқ киши қамалған “натсистлар услуби” дики җаза лагерлириниң орни ашкарилинип, бу лагерларға қамалғанлар һәққидә шаһитларниң испатлири барғанчә көпийип, хитай даирилириниң қаттиқ тәнқидкә учраватқанлиқини тилға алди. У “хитай даирилириниң бу хил лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қиливатқан бир шараитта хитай һөкүмәт хадимлириниң еғзидин бу хил пакитларниң ашкарилиниши муһим әһмийәткә игә,” деди.

Шя миң әпәндиниң қаришичә, мәзкур доклатта уйғур дияриниң шималидики или областидин тартип, җәнубтики ақсу, қәшқәр, хотән қатарлиқ җайлардики “тәрбийәләш мәркәзлири” ниң санап өтүлүши вә бу җайлардики аталмиш“қайта тәрбийәләш” ни тамамлиған 588 нәпәр кишиниң хаталиқини тонуш нисбитиниң 99 пирсәнткә йәткәнлики етирап қилинишиниң өзила хитай һөкүмитиниң өз ялғанчилиқлирини өзи ашкарилиғанлиқиниң бир ипадиси икәнликини тәкитләп өтти.

Мәзкур доклатта йәнә һәрқайси җайларда елип берилған “қаттиқ зәрбә бериш” долқунида зәрбә обйектилирида арилаштуруветиш, зиядә кеңәйтиветиш хаталиқлириму йүз бәргәнлики етирап қилинип, “нөвәттики шараитта қаттиқ зәрбә долқунида нарази болған аилиләрниң вәқә чиқирип қоюшиниң алдини елиш үчүн қайта тәрбийәләш обйектилириға сиясий тәрбийәни күчәйтиш, уларниң өз хаталиқини тонуп идийәдә қайил болушини қолға кәлтүрүш зөрүр,” дейилгән.

Шя миң әпәнди доклатта оттуриға қоюлған мәсилиләрдин хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики “тәрбийәләш мәркәзлири” намида кәң көләмдә қурулған бу хил җаз лагерлириниң хитай һөкүмитиниң пүткүл уйғур хәлқини өзиниң диктатор һакимийитигә қарита “йошурун хәвп” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Шамиң әпәндиниң билдүрүшичә, хитайда бу хилдики җаза лагерлири хитай компартийәси қурулғандин буянла мәвҗут болуп, улар“әмгәк билән өзгәртиш”, “әмгәк билән тәрбийәләш”, “өсмүрләрни тәрбийәләш”, “зәһәр ташлатқузуш” қатарлиқ һәр хил намларда атилип кәлгән икән.

Шя миң әпәнди хитай һөкүмитиниң һеч қачан бу хил җаза лагерлириниң ички әһвалини дуняға ашкарилимиғанлиқи вә 60 нәччә йилдин буян хитайда нәччә йүз милйон кишиниң бу хил лагерларда зиянкәшликкә учриғанлиқини тәкитлиди. У нөвәттә пүткүл дуня хитай һөкүмитидин уйғур дияридики “җаза лагерлири” ни тақашни вә мунасивәтлик хитай әмәлдарлирини җазалашни тәләп қиливатқан шараитта, әгәр хитай пуқралири йәнила сүкүттә турса “натсистлар услуби” дики бу хил лагерлириниң пүткүл хитай миқясиға давамлиқ кеңийиши мумкинликини агаһландурди.

Шя миң әпәнди йәнә йеқиндин буян хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири хитай даирилиридин уйғур районидики җаз лагерлирини тақашни тәләп қилип, мунасивәтлик әмәлдарлириға хәлқара қанунлар бойичә җазалаш тәдбирлирини қоллинидиғанлиқини елан қилиши хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики җаза лагерлирини тақишида мәлум үнүми болидиғанлиқини тәкитлиди.

28-Авғуст америка авам палатаси билән кеңәш палатасиниң 17 нәпәр әзаси америка ташқи ишлар министири майк помпейо, малийә министири стивен минучинға мәктуп йезип, трамп һөкүмитиниң уйғурларни бастурушта вә йиғивелиш лагерлириға қамашта рол ойниған хитай әмәлдарлири вә хитай ширкәтлирини җазалишини тәләп қилған иди. Мәктупта америка һөкүмитиниң “йәр шари магнитский қануни” ни ишқа селип, алақидар хитай әмәлдарлириға вә ширкәтлиригә виза ембаргоси қоюш арқилиқ уйғур аптоном районида йүз бериватқан “кишилик һоқуқ кризиси” ни һәл қилишқа чақирилған.

30-Авғуст күни, хәлқара кәчүрүм тәшкилати баянат елан қилип, хитай һөкүмитини уйғурларға қаратқан кәң көләмлик тутқун һәрикитини аяғлаштурушқа чақирилған. 30-Авғуст күни йәнә б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитети хитай һәққидә елан қилған хуласә доклатида хитай һөкүмитидин “қайта тәрбийә” лагерлиридики қанунсиз тутуп турушни дәрһал аяғлаштурушни, тутуп турулуватқанларни қоюп беришни, өткән 5 йилдин буян қанунсиз тутуп туруш орунлирида йетиватқан уйғурларниң сани, кимлики, тутулуш сәвәблири вә бу орунларниң шараитлирини ашкарилашни тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.