Зәйтинбурну миллий мәдәнийәт паалийәтлири башланди
2016.10.06
Истанбулниң зәйтинбурну наһийилик һөкүмәтниң уюштуруши билән йилда бир қетим өткүзүлүп келиватқан миллий мәдәнийәт күнлири паалийәтлири, зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурат айдинниң ечилиш нутқи билән башланди.
Бу паалийәт түркийә вә оттура асиядин зәйтинбурнуға келип олтурақлашқан һәр қайси милләтләрниң миллий мәдәнийәтлирини тонуштуруш, өз-ара тонушуш, арилишип мунасивәт қуруп өтүши мәқситидә уюштурулған.
9 Күн давам қилидиған бу паалийәт 10-айниң 1-күни башланған болуп, һәр күни кәч тәрәптә, нахша ейтиш, усул ойнаш, шеир оқуш, нутуқ сөзләш қатарлиқ паалийәтләр билән давам қиливатиду.
Бу паалийәттә түркийә вә түрк дуняси үчүн паалийәт қилидиған зәйтинбурнудики 24 иҗтимаий җәмийәт көргәзмә ачқан болуп, көргәзмидә һәр қайси милләтләр өзлириниң мәдәнийәт, өрп-адәтлири, йемәк-ичмәк, кийим-кечәк, чалғу әсваблирини тонуштуруп кәлмәктә.
Бу паалийәткә уйғур дияридин келип зәйтинбурнуда олтурақлашқан қазақлар қатнишип көргәзмә ачти. Мәркизи зәйтинбурнуға җайлашқан қазақ түрклири тәлим-тәрбийә вә һәмкарлиқ җәмийити, қазақ түрклири вәхпи қатарлиқ җәмийәтләр айрим-айрим көргәзмә ечип қазақларниң мәдәнийәт, өрп-адәтлирини тонуштурди.
Паалийәттә зәйтинбурну шәһәр башлиқи мурат айдин сөз қилип, бу паалийәттә 24 җәмийәтниң 9 күн бойичә паалийәт көрситидиғанлиқини билдүрди.
Мурат айдин мундақ деди: “бу паалийәтниң тунҗи күни түрк дунясидин, шәрқий түркистандин, ата юртимиздин нәччә йиллар илгири келип зәйтинбурнуда олтурақлашқан қериндашлиримизниң җәмийәтлири бу йәрдә паалийәт көрситиду. Мән бу йәрдә 9 күн бойичә бизләр билән бирликтә болидиған зәйтинбурну хәлқигә вә 24 аммиви тәшкилатқа тәшәккүр ейтимән.”
Зәйтинбурну мәдәнийәт күнлири паалийити мунасивити билән бир қанчә парчә һөҗҗәтлик филим ишләнгән болуп, буниң бир бөлүми мәхсус уйғурларниң тарихи, җуғрапийиси, мәдәнийәт, өрп-адәтлири вә һазирқи әһвалини тәсвирлигән.
Бу һөҗҗәтлик филимда мурат айдин билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузханниң уйғурлар һәққидики пикир-қарашлириғиму йәр берилгән.
Игилинишичә, бу паалийәткә уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити қатнишидиғанлиқини билдүрүп, зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәт мәдәнийәт паалийәт мудириға илтимас сунған болсиму, бу йил кечикип қалғанлиқи сәвәбидин қатнишалмайдиғанлиқини билдүргән вә келәр йили уйғурлар үчүн мәхсус орун аҗритидиғанлиқини ипадилигән.
Биз бу паалийәтләр тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн паалийәттә көргәзмә ачқан қазақ түрклири тәлим-тәрбийә вә һәмкарлиқ җәмийитиниң пәхри рәиси яқупҗан вә рәиси сәркан денчтүрк билән сөһбәт елип бардуқ.