Хитай билән пакистан шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати тоғрисида сөһбәт өткүзгән

Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ қадир
2013.07.09
li-kechyang-pakistan-li-keqiang.jpg Хитай баш министири или кечяң пакистан президенти асиф алий зардан билән хитай пакистан оттурисидики келишимгә қол қоюштин бурун. 2013-Йили 22-май, исламабат.
AFP

Чәтәл мәтбуатлири бәш күнлүк хитайда зиярәттә болған пакистан баш министири наваз шәрифниң хитайдики зиярити җәрянида хитай дөләт рәиси ши җинпиң, хитай баш министири ли кечаң қатарлиқлар билән өткүзгән сөһбәтлиридә иқтисадий һәмкарлиқ, район бихәтәрликидин башқа шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати тоғрисида тәпсилий сөһбәттә болғанлиқи хәвәр қилинған.

Һиндистанда чиқидиған һиндистан вақит гезитиниң “хитай террорлуқ лагери мәсилисини көтүрүп чиқип шәриф билән сөһбәтләшти” дегән сәрләвһилик хәвиридә, пакистан баш министири наваз шәрип билән биргә пакистанниң 11 нәпәр юқири дәриҗилик әмәлдарлири хитайға зиярәткә барғанда хитай билән террорлуқ мәсилиси тоғрисида сөһбәтләшти дейилгән.

Хәвәрдә пакистан билән хитай енергийә каридори қуруш пилани тоғрисида сөһбәтлишиш бәлгиләнгән бу күнләрдә, пакистан билән чегрилинидиған хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районида хитай һөкүмитигә қарши бу райондики уйғурларниң йәни мусулман хәлқләрниң түрлүк қаршилиқ һәрикәтлири йүз берип, бир қетимлиқ вәқәдә 35 киши қаза қилди,дейилгән.

Хәвәрдә пакистан билән болған сөһбәттә хитай тәрәп пакистандики шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң террорлуқ лагерида мәшиқ қиливатқан террорчилар мәсилисини оттуриға елип чиққанлиқи билдүрүлгән.

Хәвәрдә, хитай шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати мәсилисини пакистан тәрәп билән сөһбәтлишиватқан мәзгилдә, хитайниң һөкүмәт мәтбуатлири сүрийидики әсәд һакимийитигә қарши урушқа әлқаидә тәшкилати билән бирликтә шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң әзалириниңму қатнашқанлиқи тоғрисидики учурни кәң түрдә тәшвиқ қиливатқанлиқи билдүрүлгән.

Хәвәрдә йәнә, хитай тәрәп ахбарати йеқинда елан қилған: “шинҗаңда бир террорлуқ тәшкилати паш болди” дегән учуриму көрситилгән.

Хәвәрдә хитай мәркизи телевизийә истансисиниң хәлқара мәсилиләр тәһлилчиси гав җикәйниң телевизор программисида пакистан билән хитайниң һәмкарлиқиға баһа берип:“пакистан билән хитай йеқин һәмкарлашқандила террорчилиқниң тәһдитигә ортақ қарши турғили болиду” дегән тәһлилигә орун берилип, мутәхәссис гав җикәйниң : “әгәр карзайи һөкүмити террорлуққа қарши турушта мәғлуп болса, афғанистан кәлгүсидә дунядики террорлуқ, бөлгүнчилик һәрикәтлириниң бир парчисиға айлиниду ” дегән мулаһизә сөзиму қистурулған.

Хәвәрдә, хитай ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси хуа чунйиңниң пакистан баш министири наваз шәрифниң хитай зиярити тоғрисида мухбирларни күтүвелиш йиғинида:
“хитай тәрәп, пакистан террорлуққа қарши турушта көп күч сәрп қилишқа тоғра келиду дәп қарайду. Әмма хәлқара җәмийәтниң террорлуққа қарши һәрикәттә пакистанни қоллайдиғанлиқиға ишиниду” дегән сөзиму берилгән.

Әрәб хәвәрлири гезитидә болса, пакистан баш министири наваз шәриф бейҗиңға келиштин илгири, бу йил май ейида хитай баш министири ле кечаң исламабадта зиярәттә болғанда хитайдики мусулманларниң һәрикитини икки тәрәп ортақ һалда бастуруш келишимлиригә қол қойғанлиқи үчүн, пакистан хитайниң көплигән ярдимигә еришти. Пакистан бир қанчә йилдин буян өзидики мусапир уйғурларни әлқаидә тәшкилатиниң әзаси дегән баһанә-сәвәбләр билән өлтүрди. Лекин һазир улардин бир қисми пакистанда бар,-дейилгән.

Хәвәрдә исламабад билән бейҗиңниң дипломатик мунасивитиниң чоңқурлишиши, хитайдики уйғурлар мәсилисиниң үзлүксиз дунялишиши дәп көрситилгән.
Биз бу мунасивәт билән японийилик хәлқара мунасивәтләр тәтқиқатчиси йүки ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Йүки ханим пакистан-хитай мунасивити тоғрисида тохтилип мундақ деди:
-Пакистан аталмиш шәрқий түркистан ислам һәрикити террорчилириға қарши турушни баһанә қилип, хитайдин һазирғичә көп нәп елип кәлди. Әмма пакистан вә хитай ейтиватқан шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң һәр икки дөләткә тәһдит салғидәк күчи йоқ. Хитай һакимийитиниң мәқсити шәрқий түркситан ислам һәрикити тәшкилатини көккә көтүрүш арқилиқ уйғурларни террорлуққа бағлап қаттиқ бастуруш елип бериштин ибарәт.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.