Бейҗиңдики қарамайлиқ анилар: қарамайда көчмәнләр ишқа елинди, балилиримиз өз юртимизда ишсиз қалди
2013.05.30
Даириләрниң уйғур яшлирини хизмәткә орунлаштурмиғанлиқи үстидин әрз қилип бейҗиңға кәлгән қарамайлиқ ата-анилар зияритимизни қобул қилип, нөвәттә қарамайдики иш пурсәтлириниң ички өлкиләрдин кәлгән хитай көчмәнлиригә берилип, қарамайниң өзидә туғулуп һәрқайси университетларда оқуп кәлгән уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрдин 5000 дин артуқ яшниң хизмәткә орунлаштурулмай, һәр хил паҗиәләр йүз бериватқанлиқини билдүрди. Улар йәнә бу хил тәңсизликни өзлириниң авази арқилиқ дуняға аңлитишни тәләп қилди.
“биз сәккиз ана балиларниң хизмәт иши тоғрилиқ қарамайдин бейҗиңға 2-қетим келишимиз,кәлгинимизгә 18 күн болди. Әмма бизниң әрзимизни қобул қилидиған орун чиқмиди. Балилиримиз һәммиси алий мәктәпләрни түгәткән студентлар. Ишсиз йүрүватқили алди 10 йил, кәйни 3-4-йил болди. яшлиримиз чиқиш йоли тапалмиди. Ахири биз ата-анилар бу әһвалларға чидимай исян көтүрүп чиқтуқ. Бу йил 2-айниң 24-күни биринчи қетим кәлгән идуқ. Улар бизгә ишиңларни қарамайниң өзидә һәл қилиду дәп қайтурувәтти. 40-50 Тәк ата-ана һәр күни дегүдәк қарамайдики һөкүмәт ишханисиға бардуқ. Әмма қарамайда әрзимиз қобул болмиди. Шуңа бу қетим 7 уйғур, бир қазақ сәккиз ана йәнә әрз қилип бейҗиңға кәлдуқ.”
Мана бу, йеқинқи бирнәччә йилдин буян алий мәктәпләрни түгитип, юрти қарамайға қайтқандин кейин ишқа орунлаштурулмай узун йил ишсиз қалған уйғур студентларниң анилиридин бирәйләнниң, 29-май күни радиойимизниң зияритини қобул қилған чеғида дегән сөзлири.
Дилбәр ханимниң баян қилишичә, нөвәттә қарамайда иш күтүп туруватқан уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрниң пәрзәнтлири тәхминән 5000дин ашидиған болуп, әгәр бу йил оқуш пүттүридиған 1200 студент қошулса, бу балиларниң сани 6000дин ашидикән. Әмма хитай өлкилиридин һәр йили түркүм-түркүмләп хитай көчмәнлири қарамай нефитликигә орунлаштурулуватқан болуп, уларниң айлиқ мааши 5000 сом дәп бәлгилинидикән, һәқсиз олтурақ өй берилип рәсмий ишчилиққа қобул қилинидикән, бу әһвал қарамайниң қурулуши үчүн бәдәл төлигән йәрлик уйғурларниң наразилиқини қозғиған.
Дилбәр ханим сөзидә, бу қетим кәлгән 8 ханимниң һәммисиниң 50 яштин юқири, дәм елишқа чиққан анилар икәнликини билдүрүп, өзлириниң 2-қетим бейҗиңға кәлгәндин буян уларни елип кетиш үчүн қарамайдин кәлгән қарамай әрзийәт идарисиниң хизмәтчиси күрәш, қарамай сиясий қанун ишханисиниң хизмәтчиси абдурешит қатарлиқлар тәрипидин тәһдиткә учрап, бейҗиңдики дөләт аманлиқини қоғдаш сақчилири тәрипидин тәқиб қилиниш, назарәт қилиниш, һәтта солап қоюлуштәк қисмәтләргә йолуққанлиқини билдүрди.
Қарамайдин бейҗиңға әрз қилип кәлгән ата-анилар һәққидики хәвәр уйғурбиз торида елан қилинғандин кейин, өткән һәптидин буян хәлқара мәтбуатлардин әркин асия радиоси,түркийә, хоңкоң қатарлиқ дөләт вә районлар мәтбуатлириниң диққитини қозғиған иди. Түнүгүн 29-май күни уйғур биз тори, әркин асия радиоси қатарлиқларда қарамайдин кәлгән ата-аниларниң һөкүмәт хадимлири тәрипидин назарәт қилинғанлиқи һәққидики хәвәрләр берилгәндин кейин қарамай даирилириму инкас қайтурди.
Уйғурбиз ториниң бүгүн йәни 30-май күнидики хәвиридә дейилишичә, қарамай шәһәр башлиқиниң ярдәмчиси абдусалам қарамайдин әрз үчүн бейҗиңға барған ата-аниларни назарәт қилиш үчүн шәһәрлик һөкүмәтниң хизмәтчи әвәткәнликини инкар қилған. У йәнә шәһәрлик һөкүмәтниң йерим йил илгирила әрздарларға уларниң ишиниң һәл қилинидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргәнликини билдүргән.
Қарамайдин бейҗиңға кәлгән анилардин дилбәр ханим болса, даириләрниң уларниң әрзигә нисбәтән үзлүксиз етибарсиз муамилидә болуши, һәтта тәқиб астиға елиши, ата-аниларни үмидсизләндүргәнликини билдүрүп, нөвәттә өзлириниң пәқәт хәлқара мәтбуатларға мураҗиәт қилиш арқилиқла, уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләр учраватқан тәңсизликләрни дуня җамаәтчиликигә ашкарилашқа мәҗбур болғанлиқини билдүрди.