Қарамай шәһиридә уйғурларниң ишсизлиқи ашмақта
2014.11.07
Қарамай шәһири уйғур дияриниң шималиға җайлашқан әң чоң нефит шәһири болуп, 1958 - йили 5 - айниң 29 - куни рәсмий шәһәр қилип қурулған.
Қарамай шәһириниң игилигән йәр көлими 9252 квадират километир болуп, 2010 - йилдики нопус ситатистикисида қарамай шәһириниң нопуси йәрлик даириләр тәрипидин 366 миң дәп көрситилгән. Буниң ичидә аз санлиқ милләтләр омоми нопуси 72миң болуп, бу сан уйғур, қазақ, моңғулларни өз ичигә алған.
Қарамай шәһири хитайдики 695 шәһәр ичидә иқтисади, шәһәр тәрәққияти җәһәттә алдинқи қатардики шәһәр болуп һесаблиниду.
Әмма, бу шәһәрләрни дәсләпки ечишқа қатнашқан уйғурларниң пәрзәнтлири һазир ишсизлиқ хәвпигә дуч кәлмәктә.
Қарамай шәһиридә ишсизлиқ ниспитиниң ешишиға әгишип, 2004 - йили хизмәт сақлаватқан уйғур яшлар икки кун қатнашни тосуп намайиш елип берип, наразилиқини билдүргән. Даириләр нәтиҗидә 3 нәпәр уйғур яшни намайишқа башламчилиқ қилиди дәп қамаққа һокум қилиш билән намайиш нәтиҗисиз ахирлашқан иди.
Йеқинда биз игилигән мәлуматларда, қарамай шәһиридә иш кутуп турған яшларниң санниң 5000 дин ашидиғанлиқи, йәрлик даириләр һәр хил сәвәбләр билән уйғурларниң ишқа орунлишишини қийинлаштурватқанлиқи, ишсизлиқ тупәйли уйғур яшларниң һәр хил туюқ йолларға мәҗбурлиниватқанлиқи, ата - аниларға еғир турмуш бесими пәйда қиливатқанлиқи қатарлиқлар мәлум болмақта.
Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн, қарамай шәһиридики бу ишлардин толуқ хәвири бар, әмма исимини ашкарилашни халимайдиған бир ханимдин әһвал игилидуқ.