Вәзийәт көзәткүчилири: уйғурлар дияридики қизил тәшвиқатниң мәқсити хәлқни техиму наданлаштуруш

Мухбиримиз әзиз
2015.11.05
qizil-teshwiqat-musabiqe.jpg Кучадики қизил тәшвиқатчиларниң иқтидарини синаш мусабиқисигә қатнишиватқан аял кадир.
Tengritagh tori

“тәңритағ тори” ниң уйғурчә хәвиригә асасланғанда, куча наһийисидә бир һәптә давам қилған йәрлик тәшвиқатчилардин “қабил” шәхсләрни таллаш вә нутуқ сөзләш мусабиқә һәптилики 3-ноябир ахирлашқан. Алақидар учурлардин мәлум болушичә, мәзкур мусабиқигә куча наһийиси тәвәсидики һәрқайси йеза-кәнтләрдин кәлгән 185 нәпәр тәшвиқат кадири қатнашқан. Мусабиқидә “милләтләр иттипақлиқи, хәлқниң баяшат турмуши, сотсиялистик йеңи йезидики йеңи өзгиришләр, диний әсәбий идийиләрниң зийини қатарлиқ йәрлик даириләр изчил тәшвиқ қилип келиватқан темилар” лексийә шәклидә қайта оттуриға чиққан. Бу һәқтә бәзи тәпсилатларни игиләш үчүн биз куча наһийиси алиқаға йезисидин мәзкур мусабиқигә талланған рабийхан билән телефонда сөһбәтләштуқ.

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт уйғурлар диярида узақ мәзгиллик әминликни ишқа ашуруш үчүн “қаттиқ зәрбә бериш, хитай тили өгитишни омумлаштуруш вә милләтләр ара юғурулуп кетишни техиму күчәйтиш” һәққидә тәшвиқат йүргүзүватқан бир пәйттә, мәзкур паалийәтниң барлиққа келиши бир қисим уйғур вәзийәт анализчилирини ойландурди.

Шиветсийәдики уйғур сиясий паалийәтчиләрдин абдулла көкяр әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, дуняда учур васитилириниң учқандәк тез раваҗлинип тәрәққий қилишиға, дөләтләр ара риқабәтниң күндин-күнгә кәскинлишип меңишиға әгишип, иқтисад вә һәрбий күчтин қалсила тәшвиқатниң күчи әң юқири орунни игиләйдиған болуп қалғанлиқини, мушу нуқтини тонуп йәткән хитай һакимийитиниң дәл мушу мәқсәттә уйғур елидики коммунистик тәшвиқат паалийәтлиригә айимай пул хәҗләватқанлиқини тәкитлиди.

Биз йәрлик даириләрниң мәзкур паалийәтни уюштуруштики мәқситини билип беқиш үчүн куча наһийилик һөкүмәт билән бу тоғрида сөһбәтлишип бақмақчи болдуқ. Әмма алақидар хитай хадим өзиниң бу мәсилигә җаваб берәлмәйдиғанлиқини, зөрүр болса бизниң юқири дәриҗилик рәһбәрләрдин соришимиз лазимлиқини ейтти.

Ахирида абдулла көкяр әпәнди хитай һөкүмитиниң мушу хилдики хәлқни наданлаштуруш вә меңә ююш паалийәтлириниң қурбани болуп кетиватқан уйғур деһқанлирини әйибләшкә болмайдиғанлиқини, әйибләш тоғра кәлсә уйғурлар дияридәк мол тәбиий байлиққа егә бир земинниң хәлқини мушундақ намрат вә надан қалдуруватқан хитай компартийисини әйибләш керәкликини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.