Хитайниң “қәһриманлар” тизимлики җ х министирлиқ торидин өчүрүветилди, сәвәби намәлум

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.04.19
olgen-saqchi.jpg Хитай җ х тармақлири 1-апрел күни елан қилған инқилабий қурбанлар тизимликидин мәлум болушичә, тизимликтики уйғур райониға тәвә 33 нәпәр сақчиниң 17 нәпири йүрәк кесили билән өлгән.
mps.gov.cn

Бу йил 4-айниң биринчи күни хитай җ х министирлиқи 2015-йиллиқ қәһриманлар тизимликини елан қилған. Тизимликтики йип учлириға асасән мухбиримиз уйғур районида йүз бәргән вәқәләрниң ашкариланмиған қисимлири һәққидә ениқлаш елип бериватқан иди. Аридин 18 күн өткәндә мәзкур қәһриманлар тизимлики җ х министирлиқиниң торидин өчүрүветилди. Мухбиримизниң бу тизимлик һәққидики бүгүнки программисиға пикир қатнаштурған сабиқ сақчи йолвас әпәнди хитайниң уйғур сақчилириға қарита ишәнчсизлики билән бирликтә, мәзкур тизимликниң тордин өчүрүлүш сәвәби һәққидиму пикир баян қилди.

Хитайниң “2015‏-йиллиқ сақчи қәһриманлар тизимлики” дә 17 нәпәр уйғур, 14 нәпәр хитай, бир нәпәр туңган вә бир нәпәр қазақ хадим орун алған. Буларниң ичидә уйғурларниң көп санда болуши, болупму уйғурларниң ичидә йүрәк кесили билән өлгәнләрниң көп санлиқни егилишидәк бу сирлиқ әһвал һәққидә пикир баян қилған сабиқ сақчи йолвас әпәнди, хитай сақчи башлиқлириниң уйғур сақчиларға ишәнчсизлик билән қарайдиғанлиқини пакити билән оттуриға қойди.

Йолвас әпәндиниң қаришичә, уйғур сақчилири гәрчә сәпниң алдида вәзипә өтәватқан болсиму, миллий кимлики сәвәблик, хитайға болған садақәт җәһәттә һәр вақит гуман обйекти; хитай сақчи башлиқлиридики мана бу гуман мәзкур қәһриманларниң өлүм сирини толуқ ашкарилап берәлмисиму, өлүм сәвәблирини реаллиқтин чәтнимигән һалда тәхмин қилишқа бир пакит.

Биз хитайниң уйғур районидики бу 33 нәпәр қәһриманиниң әмди техи 6 нәпириниң иш-излири үстидә йәрлик орунлардин әһвал игилигән вә қалғанлири үстидә ениқлишимиз давамлишиватқан бир вақитта, җ х министирлиқи мәзкур тизимликини өз тор бетидин өчүрүвәтти.

Йолвас әпәндиниң қаришичә, хитай җ х министирлиқи бу тизимликни елан қилинғандин кейин күтүлмигән ақивәт йүз бәрди, йәни хитай йошуруп өтүп өткән вәқәләр, чала хәвәр қилған тәпсилатлар ашкарилинишқа башлиди.

Йолвас әпәнди йәнә, хитайниң бу “қәһриманлар тизимлики” ни өчүрүшидики сәвәб, тизимликтики “қәһриман” дегән бу нам билән уларниң иш-излири арисидики маслашмаслиқни кечикип һес қилиши вә етирап қилиши икәнликини оттуриға қойди.

Йолвас әпәндиниң ашкарилишичә, хитай җ х системисида қәһриманлар иш-излириға асасән талланмастин, бәлки юқиридин чүшүрүлгән санға қарап бекитилиду. Нәтиҗидә бу бекитиш вә тәйинләш усули йиллардин бери, хитай җ х тармақлиридила сүний қәһриманлириниң сепини шәкилләндүргән.

Йолвас әпәндиниң баян қилишичә, мана бу қәһриманларни бекитиш усули иҗтимаий таратқулар актип һалға өткән бүгүнки күндә тәшвиқатчилиқта ақмас һалға кәлгән, бу әһвал мәзкур қәһриманлар тизимликиниң өчүрүлүшидин мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.