Әркинлик сарийи: ши җинпиң дәвридә уйғур елидики бастуруш давамлиқ күчәйди

Мухбиримиз әркин
2015.01.13
xitay-saqchi-herbiy-maniwer-xoten.jpg Хитай қораллиқ күчлириниң “террорлуққа зәрбә бериш” маневиридин көрүнүш. 2014-Йили 6-июн, хотән.
AFP

Америка кишилик һоқуқ тәшкилати-әркинлик сарийи 2012-йили ноябирда ши җинпиң тәхткә чиқип һоқуқ йүргүзүшкә башлиған дәсләпки бир йерим йилда, уйғурларни бастуруш қәдими күчәйгәнликини билдүрди.

Доклатта көрситишичә, бу мәзгил ичидә хитай рәсмий һөкүмәт хәвәрлиридә “уйғур ашқунларниң һәрикити” дәп көрситилгән һуҗумлар билән шинҗаңдики бурундинла давамлишип келиватқан бастуруш давамлиқ еғирлашқан. Пайлақчиларни ишқа селиш, диний кийим-кечәк вә сақал-бурутларни чәкләш билән биргә, аманлиқ күчлириниң вәзийәткә арилишиши күчәйгән.

Доклатта, америка кишилик һоқуқ тәшкилати‏-диалог фонди җәмийитиниң мәлуматини нәқил кәлтүрүп, 2013-йили шинҗаңда ечилған “дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш” кә мунасивәтлик сотниң 10% артип, 300 гә йетип барғанлиқини билдүргән.

Һалбуки, хитайда зораванлиққа қатнашқанлар әмәс, көп һалларда сөз вә йиғилишқа алақидар иш-һәрикәтләрниң бу хил әйибләш билән җазалинидиғанлиқини әскәртип, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитай аманлиқ күчлирини уйғурларниң бәзи наразилиқ вәқәлирини қораллиқ бастуруш билән тәнқид қилғанлиқини тәкитлигән.

Әркинлик сарийи бу қарашни өзиниң 13‏-январ елан қилған “сиясий бюрониң қийин әһвали” сәрләвһилик алаһидә доклатида оттуриға қойди.

Әркинлик сарийиниң шәрқий асия мәсилилири бойичә алий дәриҗилик тәтқиқатчиси, мәзкур доклатни қәләмгә алған апторларниң бири сара кук ханимниң көрситишичә, уйғурлар бу мәзгилдә қаттиқ бастуруш нишаниға айланған хитайдики 11 гуруһниң бири.

У: биз бастуруш қурбаниға айланған 17 охшимиған гуруһни ениқлап чиқтуқ. Ениқлишимизчә, уларниң ичидики 11 охшимиған гуруһқа қаритилған бастуруш күчәйгән. Бу уйғурларни өз ичигә алиду. Шуниси һәқиқәтки, уйғурларни бастуруш күчәйди. Шинҗаңниң әзәлдин мәвҗут бастуруш вәзийити бәзи хәвәрләрдики аталмиш“уйғур ашқунлири” ниң һуҗумидин кейин техиму еғирлашқан. Шуңа, биз бу мәзгилдә аманлиқ күчлириниң техиму көпәйгәнликини, техиму көп кишиләрниң “дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш” билән әйиблинип җазаланғанлиқини, буниң нурғуни уйғур, дәп қариливатқанлиқини көрдуқ, деди.

Әркинлик сарийи доклатида адвокатлар, торға пикри язғучилар, нормал тордашлар, хәлқпәрвәр содигәрләр, партийәлик кадирлар, аммиви тәшкилатлар, әрздарлар, намайишчилар, илмий хадимлар, профессорлар, журналистлар, фалунгоңчилар, христианлар, тибәтләр, уйғурлар вә ишчилар уюшмиси рәһбәрлирини өз ичигә алған 17 гуруһниң әһвалини баһалап чиққан.

Доклатта көрситишичә, бу мәзгилдә торға пикри язғучилар, нормал тордашлар, партийәлик кадирлар, уйғурларни бастуруш күчәйгән. Охшаш мәзгилдә хәлқпәрвәр содигәрләрни, ишчилар уюшмиси рәһбәрлирини, илмий хадим - профессорлар, журналистлар, христиан вә тибәтләрни бастуруш бир аз күчәйгән. Бу мәзгилдә әрздарларниң әһвали бир аз яхшилинип, башқа гуруһларниң әһвали бурунқи һаләтни сақлап кәлгән.

Әркинлик сарийи доклатида йәнә, ши җинпиң дәвридә хитайниң қанун вә дөләт бихәтәрлик аппаратлириниң истратегийәси, методи, вә хизмәт усулида бәзи өзгиришләрниң йүз бәргәнликини оттуриға қойди.

Сара кук ши җинпиң дәвридики өзгиришкә баһа берип мундақ деди: ши җинпиңниң дөләт бихәтәрлик аппаратлирини башқуруши ху җинтавға қариғанда бир қанчә җәһәттин пәрқлинидиғанлиқини байқидуқ. Буларниң бири, һоқуқ сиясий бюрониң башқа әзалириға нисбәтән ши җинпиңниң қолиға йүксәк дәриҗидә мәркәзләшкән. Биз байқиған йәнә бир әһвал, истратегийилик маслишишчанлиқ күчәйгән. Ахбаратчиларға, иҗтимаий паалийәтчиләргә қарши қолланған тактикилар бир пүтүнлүккә еришип, бәзидә үнүмлүк рол ойниған. Биз байқиған йәнә бир мәсилә, дөләт бихәтәрлик аппаратлириниң зәрбә бериш нишани кеңәйгән. Бурун бәзи кишиләрниң паалийитигә көз юмулған болсиму, мана әмди уларниң бастурулғанлиқини көрүватимиз. Бастурулғанлар бурун биз “алаһидә гуманлиқ” дәп қаримиған вә “бастурушқа қарши чиқмайду” дәп қариған иқтисадий, сиясий сәрхилларни өз ичигә алиду.

Доклатта йәнә, хитай даирилириниң уйғур өктичи зиялийси илһам тохтини қолға елип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи тәнқидлинип, “илһам тохтиниң 2013-йили қолға елиниши, бу компартийәниң шинҗаң сияситигә қарши турған пикирләргә сәвр-тақити йоқлуқиниң дәлили” дейилгән.

Сара кукниң илгири сүрүшичә, илһам тохтиниң қолға елинип, еғир қамақ җазасиға һөкүм қилиниши, хитай компартийәсиниң өз путиға өзи оқ атқанлиқ билән баравәр.

У мундақ деди: бизни әң һәйран қалдурған нәрсә, илһам тохтиниң қолға елинип, бундақ қаттиқ җазаға тартилишидур. Уйғурларға четишлиқ террорлуқ вәқәсидин кейин, хитай уни бу вәқәгә четишқа урунған. Бу компартийә қилалайдиған әң қәбиһ тәшвиқат иди. Чүнки, хәлқара илһам тохтиниң ғәйрий зораванлиқ тәрәпдари икәнликини билиду. У диалогни тәшәббус қилип кәлгән. Шу нуқтидин алғанда бу компартийә өзиниң путиға өзи оқ атқанлиқ иди. Һечқандақ зораванлиқ билән шуғулланмиған, бәзиләр мөтидил, бәзиләр наһайити пайдилиқ иш қиливатиду, дәп қараватқан бир кишини бундақ қаттиқ җазалаш уйғурларни әмәс, шундақла хитайларниму һәйран қалдурди.

Доклатта көрситишичә, ши җинпиң вә униң рәһбәрликидики хитай йеңи рәһбәрлик гуруһи хитай дөләт бихәтәрлик аппаратлиридики мәсилиләрни һәл қилип, дөләт бихәтәрлик аппаратлириниң һоқуқи җов йоңкаң дәвридики бир шәхсниң қолиға мәркәзлишип қелиш әһвалиға хатимә беришкә урунған болсиму, бирақ у үзүл-кесил өзгәртиш елип бериш, дөләт бихәтәрлик аппаратлирини қанун йолиға селиш җәһәтләрдә наһайити аз қәдәм басқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.