1-Өктәбир шиветсийәдә хитай һакимийитигә қарши наразилиқ намайиш елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2014.10.02
Nijat-Turghun-shiwetsiye-namayish.JPG Шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң муавин рәиси ниҗат турғун хитай һакимийитиниң уйғурлар устидин елип бериватқан дөләт террорлуқини әйиблимәктә. 2014-Йили 1-өктәбир, ситокһолм.
RFA/Éhsan

Хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанни ишғал қиливалғанлиқиниң 65 йиллиқи мунасивити билән шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмда турушлуқ хитайниң баш әлчиханиси алдида, хитай һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүлди.

Бу намайишни шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмиси орунлаштурған болуп, намайишқа ситокһолм вә әтраптики шәһәрдин кәлгән уйғурлар қатнашти.

Намайишчилар қоллириға шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқи билән 5-июл вәқәсидә өлтүрүлгән уйғурларниң рәсимлирини көтүргән һалда, “таҗавузчи хитай даирилириниң шәрқий түркистанни бесивалғандин буян елип бериватқан зораванлиқлириға қарши туримиз” дегәндәк шоарларни товлап, өзлириниң хитай һөкүмитигә болған ғәзәп-нәпритини ипадиләп һәрхил тилларда шоарларни товлашти.

Намайишта шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң муавин рәиси ниҗат турғун, тәшкилатқа вакалитән хитай һакимийитиниң уйғурларниң вәтинидә елип бериватқан дөләт террорлуқи һәрикәтлирини әйибләп язған, уйғурчә вә шведчә баянатини оқуп өтти. Арқидин уйғур маарип уюшмисиниң баш катипи абдуләһәд башчилиқида бир гуруппа хитай һакимийитигә язған очуқ хәтни елип хитай әлчиханиси дәрвазиси алдиға берип, очуқ хәтни әлчихана хәт сандуқиға селивәткәндин кейин, зияритимизни қобул қилди.

Арқидин намайишчилар өзлириниң хитай таҗавузчилириға болған ғәзипини ипадиләп хитай байриқини көйдүрүп ташлиди.

Намайиш җәрянида зияритимизни қобул қилған мунирә ханим, уйғур маарип уюшмисиниң баш катипи абдулла әһәд, уйғур маарип уюшмиси рәиси әхмәтҗан турсун қатарлиқлар уйғуларниң бу күнни матәм күни дәп хатириләйдиғанлиқини әскәртип өз қарашлирини баян қилди.

Шиветсийә вақти чүштин кейин саәт 14:00 башланған намайиш 15:30 да тәклимакан ислам мәдәнийәт мәркизиниң мәсули өмәр мәхсумниң дуаси билән ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.