Даириләр алтай, чөчәкләрдики шииврғанлиқ қар апити һәққидә бир тәрәплимә хәвәр бәрди

Мухбиримиз меһрибан
2016.11.25
Uyghur-elide-qar-apitida-olgen-mal-charwa-305.jpg Сүрәт, 2010 - йили 17 йанвар күни, уйғур елиниң шималидики чиңхе дегән йәрдики чарвичилар соғуқта тоңлап өлгән қойларни бир тәрәп қиливатқан көрүнүш.
AFP Photo

Хитай таратқулирида бу йил 10-ноябирдин 25-ноябирғичә уйғур дияриниң ғәрбий шималидики алтай, чөчәк, или районлирида 15 күн давамлашқан шивирғанлиқ қар бәзи җайларниң қатнишини үзүп қойғанлиқини хәвәр қилди. Әмма шивирғанлиқ қарниң райондики хәлққә елип кәлгән иқтисадий зиянлири һәққидә рәсмий статистикилиқ мәлумат бәрмиди. Алтай,чөчәк қатарлиқ җайлардин зияритимизни қобул қилған йәрлик хәлқ бу йилқи қишниң шивирғанлиқ қар билән башлиниши, райондики қатнашқа қолайсизлиқ елип кәлгәндин башқа, техиму муһими деһқан, чарвичиларға еғир иқтисадий зиян елип келиши мумкинликини билдүрди.

Хитайниң җуңго хәвәрләр ториниң 25-ноябирдики хәвиридә, һөкүмәт даирилириниң икки һәптидин буян алтай, чөчәк вә или районлирида давамлишиватқан қар-шивирғанлиқ һава келиматиға қарита җиддий тәдбир еливатқанлиқи вә бу районларда қатнайдиған йүк аптомобиллири вә йолучиларниң бихәтәрликигә диққәт қилишқа чақирғанлиқи хәвәр қилинди.

Охшаш мәзмундики хәвәрләр уйғур райони һөкүмәт даирилириниң башқа таратқулиридиму бериливатқан болуп, бу һәқтики хәвәрләрдә бу йил қиш пәслидә балдур башланған қар-шивирғанлиқ һава райи келиматиниң тәңритеғиниң шималидики ташйол, төмүрйол қатнишиға еғир тосқунлуқ елип кәлгәнлики тилға елинди.

Әмма, уйғур районидики һөкөмәт таратқулириниң районда давамлишиватқан шивирғанлиқи қарниң йәрликтики чарвичилиқ вә деһқанчилиққа тайинип турмушини қамдайдиған деһқан-чарвичиларға елип келидиған иқтисадий зиянлири һәққидики хәвәрлири интайин аз болмақта. Йәрлик даириләрниң бу һәқтики дәсләпки статистикилиқ мәлуматиму 17-ноябир күни хитай мәркизи һөкүмитигә қарашлиқ хәлқ гезитидики мәлуматтин көчүрүп берилгәндин башқа, уйғур дияридики йәрлик таратқулар мухбирлириниң нәқ мәйданға берип қар апити һәққидә игигән мәлуматлири һазирға қәдәр берилмиди.

Хитайниң җуңго хәвәрләр тори қатарлиқ һөкүмәт таратқулириниң 25-ноябирдики хәвиридә, таш йол идарисида ишләйдиған йол асриғучи хадимлар вә хитайниң алтай, чөчәк районлирида чеграни қоғдаш намида вәзипә иҗра қиливатқан әскәрлириниң қатнаш йолини раванлаштуруп, тосулуп қалған йолучиларни җиддий қутқузғанлиқи һәққидики мәдһийә хәвәрлири көпләп берилди.

Чөчәкниң дөрбилҗин наһийисидин зияритимизни қобул қилған йәрлик уйғурлар һөкүмәт даирилириниң шивирғанлиқ қар апити башланғандин буян һәқиқитән қатнашниң раванлиқиға капаләтлик қилишни алдинқи вәзипә қиливатқанлиқини, әмма қатнаш мәсилиси алди билән мәзкур районлардин тошулидиған көмүр, нефит қатарлиқ йәр асти байлиқлири вә районда барғанчә көпийиватқан көчмәнләрниң турмуш еһтияҗини қамдаштики алдинқи шәрт болғини үчүн, даириләрниң бу қәдәр көңүл бөлүшигә сәвәб болғанлиқини билдүрди.

Өз кимликини ашкаримаслиқни тәләп қилған бирәйлән бу районларда әвладтин-әвладқичә яшап чарвичилиқ вә деһқанчилиқ билән тирикчилик қиливатқан йәрлик хәлқниң апәткә учраш әһвали һәққидә һөкүмәт таратқулирида хәвәрләрниң интайин азлиқини билдүрүп, даириләрниң райондики йәрлик хәлқниң наразилиқи сәвәбидин йүз бериш еһтимали болған һәрқандақ бир кичиккинә наразилиқ һәрикитидинму еһтият қилғини үчүн, йеқинқи йилларда уйғур дияриниң муһит булғиниши сәвәбидин барғанчә көпийиватқан боран апити, ямғур, қар апити қатарлиқ тәбиий апәтләрниң хәлққә кәлтүргән зийини һәққидики хәвәрләрниң теливизор екранлири, радийо вә гезит-журналларда барғанчә азийиватқанлиқини билдүрди.

Өткән һәптә, хитайниң һөкүмәт таратқулирида уйғур районида йүз бәргән ямғур арилаш қар апити һәққидики хәвәрләр берилгәндин кейинму, или дияридин радийомиз зияритини қобул қилған уйғурлар һөкүмәт таратқулирида асасән қатнаш түгүнлиридики тосулуп қалған аптомобил вә йолучилар һәққидики хәвәрләр берилип, қатнаш түгүнлиридин йирақ болған йеза, қирлардики деһқан, чарвичиларниң апәткә учраш әһвали һәққидә хәвәрләрниң интайин азлиқини тилға елип, бу йил қишта балдурла башланған соғуқ еқим вә қар-шивирғанлиқ һава райиниң, бу йил яз пәслидә ямғур вә кәлкүнниң зийиниға учриған или йезилиридики деһқанларни йәнә ғәмгә салғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.