Йәнә бир сиясий дәрслик “дөләт дәриҗилик сәрхил оқушлуқ” дәп бекитилди

Мухбиримиз қутлан
2013.12.03
siyasiy-derslik.jpg “шинҗаңниң тарихи, милләт-дин нәзәрийиси вә сиясий тәдбирләр” намлиқ дәрслик дөләт дәриҗилик сәрхил оқушлуқ тизимигә киргүзүлгән.
xju.edu.cn diki munasiwetlik maqalidin tartilghan

“шинҗаң университети тори” дин мәлум болушичә, “шинҗаңниң тарихи, милләт-дин нәзәрийиси вә сиясий тәдбирләр” намлиқ дәрслик йеқинда хитай маарип министирлиқи тәрипидин дөләт дәриҗилик сәрхил оқушлуқ сүпитидә тәстиқланған.

Мәзкур дәрслик шинҗаң университети марксизм институтиниң профессори ваң йи тәрипидин түзүлгән. Бу йил хитай маарип министирлиқиниң “иккинчи түркүмдики дөләт дәриҗилик сәрхил дәрсликләрни таллап бекитиш уқтуруши” елан қилинғанда, улар мәзкур дәрсликни бу түргә йоллиған. Өктәбирниң ахирлири хитай маарип министирлиқи пүтүн мәмликәттики алий мәктәпләрдин йолланған дәрсликләр ичидин 1091 дәрсликни таллап чиққан. Хитай маарип министирлиқи тәшкиллигән мутәхәссисләрниң баһалап бекитиши нәтиҗисидә шинҗаң университети илтимас қилған “шинҗаңниң тарихи, милләт-дин нәзәрийиси вә сиясий тәдбирләр” намлиқ дәрслик дөләт дәриҗилик сәрхил оқушлуқ тизимигә киргүзүлгән.

Мәлумки, 1990-йилларниң башлирида уйғур аптоном районлуқ тәшвиқат органлири тарихчи турғун алмасниң “уйғурлар” қатарлиқ үч китабиға қарши сиясий долқун қозғиған. Узун өтмәйла уйғур аптоном районидики алий мәктәпләрдә “шинҗаңниң йәрлик тарихи” намлиқ мәхсус дәрс тәсис қилинип, толуқ курс оқуғучилириниң мәктәп пүттүрүшидики зөрүр оқушлуққа айландурулған. 2000-Йилларниң башлириға кәлгәндә бу дәрслик шинҗаң университети вә башқа алий мәктәпләрдә зөрүр оқутулидиған “тунҗи түркүмдики дөләт дәриҗилик сәрхил дәрслик” дәп бекитилгән.

Явропадики мәлум әлдә олтурушлуқ пәзиләт ханим бу һәқтә радиомиз зияритини қобул қилди. У өзиниң илгири узун мәзгил үрүмчидики мәлум алий мәктәптә оқутқучи болғанлиқидәк салаһийити билән пикир баян қилди.

Пәзиләт ханим университетлардики “дөләт дәриҗилик сәрхил дәрслик” дәп бекитилгән алаһидә сиясий дәрсләрни мәхсус марксизм вә сиясий факултет профессорлири өтидиғанлиқини, адәттики оқутқучиларниң бу дәрсләрни өтүшигә йол қоюлмайдиғанлиқини тәкитлиди.

У сөзиниң ахирида йәнә “шинҗаңниң тарихи, дин-милләт нәзәрийиси вә сиясий тәдбирләр” намлиқ бу дәрсликниң әмәлийәттә шинҗаң университети рәһбәрлик қатлимидикиләр ишлигән зор соммилиқ тәтқиқат түри икәнликини илгири сүрди. Униң билдүрүшичә, оқуғучилар университетларниң сиясий вәзийәткә қарап тәсис қилған бу хил сиясий дәрсликлиригә пәқәтла қизиқмайдикән. Мәктәп пүттүрүштики зөрүр дәрслик болғачқила амалсиз оқуйдикән.

Илгири үрүмчидики мәлум кәспий алий мәктәптә узун йил оқутқучи болған, һазир шиветсийәдә олтурушлуқ абдушүкүр мәмәт әпәндиму бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У өзиниң 1990-йилларниң ахирлирида мәктипиниң орунлаштуруши билән “шинҗаңниң йәрлик тарихи” намлиқ дәрсни өткәнликини, бүгүн алий мәктәпләргә йеңидин қошулуватқан дөләт дәриҗилик сиясий дәрсликләрниң әмәлийәттә хитайниң “меңә ююш” истратегийисидин башқа нәрсә әмәсликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.