Архип
2013-02-27
12-Нөвәтлик хитай хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәшниң мәмликәтлик йиғини башлинишқа аз қалған бир пәйттә, бир түркүм хитай зиялийлири бирләшмә имзалиқ очуқ хәт елан қилип, хитай хәлқ қурултийидин бу қетимқи йиғинда б д т ниң кишилик һоқуққа мунасивәтлик муһим бир әһдинамисини тәстиқлашни тәләп қилған.
2013-02-25
Бизгә кәлгән мәлуматларға қариғанда, уйғур елигә кәлгән бир қисим көчмән хитайлар хитай һөкүмитиниң ярдими астида терилғу йәрләрни игиләш көлимини кеңәйткән.
2013-02-19
Хитай даирилириниң уйғур елиниң җәнубини асас қилип елип бериватқан аталмиш әмин өй қурулуши әмәлийәттә йәнила нурғун уйғур деһқанларға қулайсизлиқ һәм иқтисадий бесим елип келиватқан икән.
2013-02-12
Уйғур нопусиниң 80% тин көп қисмини деһқан нопуси игиләйду. Деһқанға нисбәтән йәр алтун қозуқ, әмма 80-йиллардин кейин хитай һөкүмити уйғур деһқан аилисидә көпәйгән нопусқа йәр беришни тохтатқан болса, көчмән хитайларни уйғур елидә йәрләрниң қанунлуқ игилиригә айландурмақта.
2013-02-11
Хитай һөкүмитиниң ислаһат, ишикни ечиветиш сиясити билән түзитиш киргүзгән йеза игилик йәр башқуруш қанунлири бойичә йезиларда йәрни һөддигә бериш түзүми йолға қоюлди.
2013-02-11
Уйғур елидә хитай даирилири һәр йили чаған байрими мәзгилидә муқимлиқни қоғдаш баһанисидә, түрлүк қаттиқ бастуруш вә назарәт қилиш һәрикәтлирини күчәйтип кәлмәктә.
2013-02-07
Ши җинпиң хитай компартийисиниң кәскин тәнқидләргә кәң қорсақ болуши керәкликини ейтқан вә охшимиған партийә, гуруһларни, компартийә һәққидә раст гәп қилишқа, қулаққа яқмайдиған гәпләрни қилиштинму өзини тартмаслиққа чақирған.
2013-02-06
Хитай һөкүмити 2004-йилила уйғур аптоном районлуқ адәм күчи вә иҗтимаий параванлиқ назаритиниң тор бетидә уқтуруш чиқирип, уйғур елидә һашар әмгикини бир йил ичидә пүтүнләй түгитидиғанлиқини җакарлиған иди.
2013-02-05
Өткән айда уйғур оқуғучилириниң паспорт беҗиришигә қарита йолға қоюлған түрлүк чәклимиләрни микро блогида ашкарилап наразилиқини ипадилигән, мәркизи милләтләр университетиниң 3-йиллиқ оқуғучиси атикәм рози 5-феврал күни ақсуниң тоқсу наһийисидики өйидин сақчилар тәрипидин әкитилип сорақ қилинди.
2013-02-05
Йеқинда уйғур аптоном районлуқ маарип назарити тәрипидин һәрқайси оттура, башланғуч мәктәпләргә тарқитилған “7 гә рухсәт қилмаслиқ бәлгилимиси” тор бекәтлиридә ашкариланғандин кейин уйғурлар арисида наразилиқ қозғиди.
2013-02-04
Хитайниң уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи, нур бәкрини районниң рәиси қилип қайтидин тәйинлиди. Хитай мәтбуатлири нур бәкриниң лаяқәтлик бир рәис икәнликини тәшвиқ қилмақта, нур бәкриму өзиниң қурултайда “сайлинип” чиққанлиқини тилға елип, хәлққә вә һөкүмәткә миннәтдарлиқ билдүрмәктә.