Архип
2013-04-26
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди бир илмий муһакимә йиғиниға қатнишиш үчүн тәйвәнгә йетип барди. Униң тәйвәнгә қилған бу зиярити хәлқара мәтбуат органлириниң алаһидә диққитини қозғиди.
2013-04-16
Уйғур елиниң или области қорғас наһийисидики йезиларда, даириләр деһқанларни йәрлирини сетишқа мәҗбурлап, йәрлик парихор әмәлдарлар деһқанниң қолидин әрзан баһаға сетивалғандин кейин, устидин пайда елип хитай мәбләғ салғучиларға сетип, зор пайда көрүватқан икән.
2013-04-15
Әнглийә ташқи ишлар министирлиқи2012-йиллиқ кишилик һоқуқ вә демократийә доклатида, хитай кишилик һоқуқ саһәсидә түзитишкә тегишлик нурғун мәсилә барлиқини, қаттиқ қол сиясәтниң уйғур елидә миллий җиддийликни өткүрләштүрүвәткәнликини билдүрди.
2013-04-11
Д у қ түркийә парламентида түркийә дөләт мудапиә министири исмәт йилмаз, адаләт вә тәрәққият партийиси муавин рәиси нуман қуртулмуш, җумһурийәт хәлқ партийиси муавин рәиси әминә үлкәр тарқан ханимлар билән айрим-айрим һалда көрүшүп, уйғурларниң бәзи тәләплирини оттуриға қойди.
2013-04-04
Тоққузтара наһийисидин чапчал наһийисигә өстәң чепиш қурулушида қайнуқ йезисидики бир қисим деһқанларниң терилғу йәрлири өстәң қурулушиға чиқип кәткән.
2013-04-03
Хитай һөкүмитиниң уйғур елигә хитай көчмәнлирини пиланлиқ йөткәш сиясити нәтиҗисидә, уйғур елиниң нопус қатлимида көрүнәрлик пәрқләр оттуриға чиқти. Бу һәқтики статистикилар уйғурлар зич олтурақлашқан районлардиму хитай нопусиниң ешиши нисбитиниң юқирилиқини көрситип турмақта.
2013-04-01
От кетип күлгә айланған турпан шәһәр мәркизидики “йеңи тәрәққият сода базири” да узун муддәтлик иҗарә елип тиҗарәт қиливатқан дукандарларниң аз дегәндә 70% ни уйғурлар игиләйтти.