Архип
2014-12-29
Өткән һәптиләрдә пәйзиватта уйғурларни кичик алма усули ойнатқан хитай даирилири пичанниң лүкчүн йезисида кишиләрни изчил һалда кино вә консерт көрүшкә тәшкиллигән, пәйзиват наһийисидә йәнә деһқанларни 50 миң кишилик самаға салған.
2014-12-24
Йеқинда хитай компартийәси мәркизий комитети билән хитай дөләт ишлири кабинети бирликтә “йеңи шараитта милләтләр хизмитини күчәйтиш вә өзгәртиш һәққидә пикир” намлиқ һөҗҗәт чиқарған.
2014-12-24
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйруллаһ әпәндигил башчилиқидики бир өмәк әнқәрәдә үлкү учақлири маарип вә мәдәнийәт фонди җәмийити рәиси олҗай килавуз әпәнди билән ишханисида учришиш елип барди.
2014-12-23
22-Декабир күни шиветсийә бинакарлиқ вә шәһәр тәрәққият министири мәһмәт қаплан шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмисиниң рәиси әхмәтҗан турсун башчилиқидики идарә һәйәт әзалирини ишханисида қобул қилди.
2014-12-18
Радиомизниң игилишичә, бу йил 9 - айниң 19 - күни хотән наһийә лаңру йезилиқ һөкүмәт нусуй кәнтидә олтурушлуқ закир ясин аилисигә “мәсулийәт сүрүштүрүшкә маслишиш уқтуруши” чиқирип, униң 2 күн ичидә йезилиқ сақчиханиға өзини мәлум қилишини уқтурған.
2014-12-17
Биз хотән наһийә лаңру йезисиниң йәрлик кадирлирини “чәтәлгә чиққучиларни тәкшүрүш җәдвили” тоғрулуқ давамлиқ зиярәт қилдуқ.
2014-12-17
Хитай баш министири ли кечаңниң тайландқа елип бармақчи болған зиярити мәтбуатларда орун алғандин кейин тайландтики уйғурлар мәсилиси уйғурларни әндишигә салмақта.
2014-12-17
Йеқиндин буян түркийәдә аммиви тәшкилатларниң уйғурларни қоллап елип бериватқан бир йүрүш паалийәтлиригә әгишип түркийәдики охшимиған университетлардиму уйғур мәсилиси тоғрисида йиғин, рәсим көргәзмиси дегәнгә охшаш паалийәтләр уюштурулмақта.
2014-12-16
Түркийәниң истанбул шәһиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан вәқпиниң 4-нөвәтлик омумий йиғинида вәқипниң йеңи рәһбәрлик һәйити сайлап чиқилди.
2014-12-16
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан явропа түрк демократлар бирликиниң шиветсийәдики шөбиси, түркләрниң шиветсийәгә йәрләшкәнликиниң 50 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән паалийәткә уйғурларму алаһидә тәклип билән қатнашти.
2014-12-16
Хитай һөкүмити “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш” дегән нам астида уйғур елида динниң әң асасий шәртлирини ада қиливатқан кишиләрниму қара тизимликкә елип зәрбә берип кәлгән иди.
2014-12-15
Уйғур елидики тор бәтлиридә билдүрүшичә, нөвәттә уйғур елида пүткүл йезилардики деһқанлар аптоном районниң бир туташ буйруқиға асасән мәҗбурий һалда “кичик алма усули”ни ойнашқа буйрулған болуп, йеқинда поскам, пәйзиват, мәкит наһийәлири кәнтләр ара “кичик алма усули”ни ойнаш мусабиқиси елип барған.
2014-12-11
2014-Йили уйғур елида хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикәтлири әң көп йүз бәргән бир йил болди. Һазирғичә хитай даирилири мәтбуатларда ашкарилиған вәқәләрниң өзила 30 дин ашқан.
2014-12-10
Түркийә үлкү оҗақлири тәшкилатиниң әлазиғ шөбиси, хитай даирилириниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сияситигә болған наразилиқини ипадиләп, қәләм сундуруш паалийитини башлатқан.
2014-12-09
6-Декабир шәнбә германийә “уйғуристан азадлиқ тәшкилати” дин 6 кишилик һәйәт, вәтән-хәлқиниң сиясий истиқбали һәққидә өз-ара чүшиниш вә һәмкарлишишни илгири сүрүш үчүн голландийәдә зиярәттә болди.