Архип
2015-09-28
Хитай мәркизи һөкүмити вәкилләр өмикиниң башлиқи йү җеңшиңниң 26-сентәбир қәшқәрдә қилған сөзи униң һазирқи сияситидә һечқандақ өзгириш болмайдиғанлиқиниң сигнали, дәп қаралди.
2015-09-28
Пакистандики хитай әлчиханиси көп йиллардин буян һәр йилқи қурбан һейтта равалпинди шәһиридики бир қисим уйғурларға қурбанлиқ қой гөши совға қилиш арқилиқ уларни өзигә тартмақчи болуп кәлгән.
2015-09-24
Мәлум болушичә, 18-сентәбир күни сәһәрдә бай наһийисидики соған көмүр кениға һуҗум қилған пидаийлар алди билән канда вәзипә өтәватқан аманлиқ хадимлири вә кан хоҗайинлириға зәрбә бәргән.
2015-09-23
Йеқинда хотән вилайитиниң йеза-кәнтлиридә йәрлик даириләр билән сақчиханилар бирлишип хәлқниң өз пәрзәнтлиригә “муҗаһит, муслимә, сәйпидин” қатарлиқ мусулманчә исимларни қоюшини чәклигән.
2015-09-23
Әркин алиптекин әпәнди уйғур вәтининиң нөвәттики вәзийити һәққидә тохтилип, хитайниң миллий сияситиниң барғансери начарлишиши, уйғур илидики миллий зулумниң артип бериши сәвәблик уйғурларниң миллий ирадә вә ғайисидин тәврәнмәсликини үмид қилди.
2015-09-23
Хитай хәлқ ишлири министирлиқи йеқинда бәзи дөләтләрдики хитай пуқралириға “никаһ әһвали испати” беҗирип бәрмәйдиғанлиқини ашкарилиди.
2015-09-22
Бу һәптә вашингтон үчүн алаһидә шундақла җиддий бир һәптә болиду, чүнки ватикан попи фиранчис вә хитай рәиси ши җинпиң пайтәхтни зиярәт қилмақчи.
2015-09-22
Түнүгүн “шинхуа тори”, “җуңго радио тори” қатарлиқ хитай һөкүмәт таратқулири хәвәр берип, өткән йилидин буян 200 миң кадирни төвәнгә әвәтиш арқилиқ уйғур аптоном районида “әбәдий әминлик” кә пухта асас селинғанлиқи илгири сүрүлди.
2015-09-21
Мәлумки, йеқинда таҗикистан пайтәхти дүшәнбә шәһиридә коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатиға әза мәмликәтләр рәһбәрлириниң нөвәттики учришиши болуп өткән иди.
2015-09-18
9-Айниң оттурилиридин башлап, уйғур елиниң һәрқайси вилайәт, наһийилиридә “уйғур аптоном райониниң 60 йиллиқини тәбрикләп қизил нахша ейтиш”, 60 йиллиқ нәтиҗиләрни хуласиләш йиғинлири, рәсим-һөснхәт көргәзмилири уюштуруш қатарлиқ паалийәтләр башланған.
2015-09-18
450 Миң әзаси бар түркийә кадирлар уюшмиси рәиси фаһрәттин йоқуш әпәнди зияритимизни қобул қилип, “шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини күчләндүрүш шәрт” деди.
2015-09-17
Үрүмчидә бәзи идариләрдә хизмәтчиләргә йиғин ечип, узун мәзгиллик дәм елишқа орунлаштурушниң “уйғур аптоном райониниң 60 йиллиқини тәбрикләш мәзгилидики бихәтәрлик тәдбирлириниң бири икәнлики” әскәртилгән.
2015-09-14
8-Авғусттин башлап хитай һөкүмитиниң тәшкиллиши билән чәтәлләрдики хитай муһаҗирлар тәшкилатлириниң мәсуллири үрүмчигә йиғилип рәсмий уйғур елини вә хитай өлкилирини екскурсийә қилиш паалийитини башлиған.
2015-09-11
Уйғур елидики билим очиқи болған мәктәпләрниң йеқиндин буян қайтидин “идийә өзгәртиш”, “сиясий еңини юқири көтүрүш” чақириқлири билән һәр хил сиясий өгиниш, тәшвиқатларға зорлиниватқанлиқи мәлум болмақта.
2015-09-10
Сүний мәйданға кәлтүрүлгән, коммунистик қизил роһни тәрғиб қилидиған “шанлиқ 60 йил. Шинҗаңға мәдһийә” темисидики түрлүк шәкилләрдики сиясий тәшвиқат паалийәтлири уйғур елидин тарқитилидиған һөкүмәт мәтбуатлири вә тор бекәтлиридә асаслиқ салмақни игилимәктә.