Архип
2016-06-28
Сәуди әрәбистан сақчилири түнүгүн мәккиниң мисфәлә уйғур мәһәллисидә һәҗ мәзгилини күтүп туруватқан йүзләрчә уйғурни топлап йиғивелиш орниға әкәткән.
2016-06-27
Уйғур аптоном районидики һәрқайсй йәрлик һөкүмәт даирилири өткән һәптидин башлап, бу йил 1-июл йетип келиш алдида турған хитай компартийиси қурулғанлиқиниң 95йиллиқини хатириләш паалийәтлирини башливәткән.
2016-06-27
Түркийә маарип министирлиқиға қарашлиқ бир толуқ оттура мәктәпниң оқутқучиси үрүмчи айродромда 36 саәт назарәт астида тутуп турулғандин кейин түркийәгә қайтуруветилди.
2016-06-27
Қарамай нефитликидә хизмәт қиливатқан 15 нәпәр уйғур яш қарамай шәһәрлик дөләт бихәтәрлик идариси тәрипидин охшимиған җайларда тутқун қилинған.
2016-06-22
Адвокат мәмтимин рамизан мәзгилидә уйғур районидики мәсчит имамлириниң иттипақлиқ, муқимлиқ тоғрисидики вәз, нәсиһәтлири вә сақчиларниң мәсчитләрдә чарлаш елип бериши тоғрисида тохтилип өтти.
2016-06-21
Түркийә парламенти инсан һәқ вә һоқуқлири комитети мудири шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати башқуруш һәйити әзалиридин тәркиб тапқан 8 кишини парламент бинасидики ишханисида қобул қилған.
2016-06-16
Абдувәли аюп истанбулниң сәфакөйдики өйидә туруп радиомиз зияритини қобул қилип, 2013-йили үрүмчидә норуз паалийити уюштуруш җәрянида дуч кәлгәнлири тоғрисида сөзләп бәрди.
2016-06-16
Түркийә дөләт рәиси баш мәслиһәтчиси ялчин топчу әпәнди 30 уйғур өсмүрни қобул қилғанда зияритимизни қобул қилип, хитайниң уйғурларға һәқиқий аптономийә һоқуқи бериши керәкликини тәкитлиди.
2016-06-08
Или области сақчи даирилириниң паспорт беҗириш йеңи бәлгилимисидә паспортқа илтимас қилғучилардин бармақ изи, аваз вә DNA үлгисини сақчи даирилиригә тапшуруш тәләп қилинған.
2016-06-08
2016-Йили 7-июн голландийәниң дәнһах шәһиридә “хитайниң террорлуққа қарши йеңи қануни вә униң аз санлиқларға болған тәсири” намлиқ бир муһакимә йиғини өткүзүлди.
2016-06-07
4-Июн күни германийәниң франкфурт шәһиридики хитай консулханиси алдида хитай демократлири, уйғурлар, тибәтләр, җәнубий моңғулийәликләр вә германлар хитайға қарши бирләшмә намайиш елип барди.
2016-06-06
Хитайниң уйғур районида йолға қойған сиясәтлирини изчил ақлап кәлгәнликини әскәртип, “даириләр даим уйғур районидики чәкләш характерлик сиясәтләрни террорлуқ, әсәбий зораванлиқниң алдини елиштики зөрүр тәдбир, дәп чүшәндүрүп кәлди” дегән.
2016-06-01
Өмәр уйғур вәхпи өткән йили афғанистанни зиярәт қилип, у йәрдики иккинчи әвлад муһаҗир уйғурларниң әһвалини ениқлиған вә уларни д у қ әтрапиға уюштуруш үчүн хизмәт ишлигән иди.