Пакистан палата әзаси вә и һ һ мәсуллири уйғур тәшкилатини зиярәт қилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2016.08.23
muhemmed-talha-mehmud-oghuzxan.jpg И һ һ (IHH) инсанпәрвәрлик ярдими фонди һәйити вә пакистан кеңәш палата ички кабинет даимий комитетиниң башлиқи муһәммәд талһа мәһмуд шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитидә зиярәттә болди. 2016-Йили 23-авғуст, истанбул.
RFA/Arslan

23-Авғуст сәйшәнбә күни мәркизи истанбулға җайлашқан и һ һ (IHH) инсанпәрвәрлик ярдими фонди һәйити вә пакистан кеңәш палата ички кабинет даимий комитетиниң башлиқи муһәммәд талһа мәһмуд шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитидә зиярәттә болди.

Түркийәдики хәлқаралиқ иҗтимаий һәмкарлиқ тәшкилати болған инсан һәқ вә һөрийәтлири инсанпәрвәрлик ярдими фонди җәмийити(қисқичә и һ һ)ниң муавин рәиси һүсәйин оруч башчилиқидики 12 кишилик бир һәйәт шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитидә зиярәттә болди.

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити мәсуллиридин һидайәтуллаһ оғузхан вә абдулһәкимхан мәхсум һаҗим билән башқа идарә һәйәт рәһбәрлири инсан һәқ вә һөрийәтлири инсанпәрвәрлик ярдими фонди һәйити билән биргә пакистан кеңәш палатаси ички кабинет даимий комитетиниң башлиқи муһәммәд тәлһа мәһмудни җәмийәт мәркизидә күтүвалди.

Зиярәт җәрянида һидайәтуллаһ оғузхан, муһәммәд тәлһа мәһмуд вә һүсәйин оруч қатарлиқ рәһбәрләргә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң хизмәт паалийәтлири тоғрисида мәлумат бәрди. Үч тәрәп қизғин сөһбәт елип барди вә уйғурлар тоғрисида пикир алмаштурди.

Биз бу зиярәт тоғрисида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан вә баш катипи абдуләһәд абдурахман билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдуләһәд абдурахман әпәнди бу зиярәт тоғрисида тохтилип инсан һәқ вә һөрийәтлири инсанпәрвәрлик ярдими фондиниң уйғурларға йеқиндин көңүл болуп келиватқан бир тәшкилат икәнликини, бу тәшкилат шәрқий түркистан маарип һәмкарлиқ җәмийитиниң хизмәт паалийәтлиридә йеқиндин һәмкарлишиватқанлиқини, шуниң үчүн мунасивәтни техиму күчәйтиш мәқситидә уларни зиярәткә тәклип қилғанлиқини билдүрди.

Һидайәтуллаһ оғузхан бу зиярәт тоғрисида тохталди вә зиярәтчи һәйәт билән вә пакистанлиқ ички кабинет авам палата әзаси муһәммәд талһа мәхмут билән уйғур мәсилиси тоғрисида пикир алмаштурғанлиқини вә пакистанниң хитай билән әмәс, уйғурлар билән чегридаш қошна икәнликини, пакистан хәлқиниң хитай билән әмәс, уйғур мусулманлар билән һәқиқий ислами қериндаш икәнликини тәкитлигәнликини билдүрди вә пакистанниң уйғур мусулманлириниң мәсилилиригә көз юммаслиқ керәкликини оттуриға қойғанлиқини ипадилиди.

Биз пакистанлиқ кеңәш палата әзаси муһәммәд талһа мәһмуд вә и һ һ инсан һәқ вә һөрийәтлири инсанпәрвәрлик ярдими фондиниң муавин рәиси һүсәйин оруч билән әркин асия радийоси үчүн сөһбәт елип беришни тәләп қилдуқ, бирақ улар вақтиниң қисқа икәнликини билдүрүп кетип қалди.

Түркийә мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, пакистан кеңәш палата әзаси муһәммәд талһа мәһмуд әслидә мушаһид һүсәйин қатарлиқ пакистан кеңәш палатаси вә пакистанниң һәр қайси партийиләрниң вәкиллиридин тәркиб тапқан 8 кишилик алий дәриҗилик рәһбәрлири билән түркийәгә кәлгән болуп, 15-июл түркийәдә йүз бәргән һәрбий исянға қарши түркийә һөкүмитини қоллайдиғанлиқини ипадиләш мәқситидә рәсмий зиярәткә кәлгән. Пакистанлиқ бу һәйәт 19 -авғуст күни түркийә җумһурийәт сарийини зиярәт қилип җумһур рәис рәҗәп таййип әрдуған билән учрашқандин кейин истанбулға келип шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитини зиярәт қилған.

Юқиридики аваз улиништин бу һәқтики сөһбәт программимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.