Түркийәниң қарабүк вилайитидә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.11.05
seyit-tumturk-doklat-uyghurlar-mesilisi.JPG Түркийәниң қарабүк вилайәтлик һөкүмәт залида, д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди уйғурларниң һазирқи җиддий вәзийити тоғрисида доклат бәрди. 2014-Йили 1-ноябир.
RFA/Erkin Tarim

11-Айниң 1-күни түркийәниң қарабүк вилайәтлик һөкүмәт залида уйғурларниң һазирқи җиддий вәзийити тоғрисида доклат бериш йиғини чақирилди.

Йиғинда қарабүк валийси, қарабүк шәһәрлик һөкүмәтниң һәр дәриҗилик кадирлири вә сиясий партийә мәсуллиридин болуп 300 әтрапида киши қатнашқан.

Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған түрк оҗақлири тәшкилати уюштурған доклат бериш йиғинида д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди доклат бәргән. У, нуқтилиқ һалда уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида тохталған. Униң ейтишичә кейинки йилларда түркийәниң һәр дәриҗилик кадирлири уйғур мәсилисигә қизиқишқа башлиған, бу қетимқи йиғинға көп санда юқири дәриҗилик кадирларниң қатнишиши униң диққитини тартқан.

Биз йиғинниң тәпсилати тоғрисида мәлумат игиләш үчүн униң билән сөһбәт елип бардуқ.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.