Уйғурларниң кәлгүсини ким бәлгиләйду?
2016.10.06

Нюйорк шәһиридә үч күн давам қилған хәлқаралиқ йиғинда йеқин кәлгүсидә хитайда демократик инқилаб ишқа ашқанда оттуриға чиқиш мумкинчилики болған мәсилиләр муһакимә қилинди.
Шу қатарда хитай ишғалида туруватқан уйғур вә тибәтләрниң мәсилисиму мәлум дәриҗидә музакирә қилинди. Йиғин иштиракчилириниң бир қисми мухбиримизниң уйғурларниң шу вақиттики орни қәйәрдә болидиғанлиқи һәққидә сориған соаллириға җаваб бәрди.
Коммунистик партийә һөкүмранлиқидики хитай дөлитиниң демократийигә өтүши һәққидики чуқанлар 1989-йили бейҗиңдин башланған оқуғучилар һәрикити мәзгилидә ашкара тәләп қилинғандин буян, чәтәлләргә чиқип кәткән хитай зиялийлириниң мутләқ көп қисмида бу хил истәкниң давам қиливатқанлиқи мәлум. Бу истәк һәққидә дәсләп болуп тәпсилий қәләм тәврәткән зиялийларниң бири хитай өктичиси ваң лишюңдур. У 2007-йили тәйвәндә нәшр қилдурған “мениң ғәрбий диярим, сениң шәрқий түркистаниң” намлиқ зор һәҗимлик әсиридә хитай дөлитиниң демократийәгә өтүши һәмдә шу вақитта уйғурларниң өз мәвҗутлуқини қайси шәкилдә намаян қилиши мәсилиси һәққидә кәң-кушадә муһакимә йүргүзгән иди. Униң шу вақиттики уйғурлар һәққидә йүргүзгән мулаһизилири бәзи хитай зиялийлириниң тәнқидигә учриған болсиму, бу һал хитай зиялийлири ичидә хитайниң демократийәгә өтүшигә әгишип оттуриға чиқиши мумкин болған милләтләр мунасивитиниң бир муһим тема болуватқанлиқидин бешарәт бәргән иди.
Мушу сәйшәнбә күни нюйорк шәһиридә ахирлашқан “хитайда һакиммутләқлиқниң ахирлишиши вә демократийә упуқи” хәлқаралиқ йиғинида мана мушу мәсилини чөридигән һалда, хитай демократчилириниң бир қисим вәкиллирини зиярәт қилдуқ. Бу һәқтә далай ламаниң америкидики вәкили, “тибәт ишханиси” ниң мәсули конга таши йиғинда алаһидә қилип тибәтләрниң һазирқи әһвалда “оттура йол” истратегийисини әң тоғра таллаш дәп қарайдиғанлиқини, хитай демократийәгә өткәндин кейинму мәзкур лайиһәдин ваз кәчмәйдиғанлиқини тәкитлиди. Йиғин арилиқида биз униңдин “оттура йол” истратегийиси йолға қоюлған оттуз-қириқ йилдин буянқи реаллиқ бу лайиһәниң һечқанчә рошән бир өзгириш елип кәлмигәнликини көрситиватсиму, немә үчүн далай лама башчилиқидики тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң бу лайиһәни өзгәртмигәнликини соридуқ. У бу һәқтә мундақ җаваб бәрди: “бу йәрдә бир нуқтини айдиңлаштурувелиш наһайити муһим. ‛оттура йол лайиһәси‚ ни әйни вақитта далай лама оттуриға қойған. Әмма һазир бу лайиһә пүткүл тибәт райониниң ортақ сиясий мәвқәси сүпитидә дуняға мәлум. Шуңа далай лама уни өзгәртимән дәпла өзгәртәлмәйду. Дәрвәқә оттура йол лайиһиси йолға қоюлғандин буян һазирға қәдәр түплүк өзгиришкә мәнсуп һечқандақ бир һадисини вуҗудқа чиқиралмиди. Әмма униңда көплигән мәнпәәтлик нуқтилар бар. Шуңа баятин мән йиғинда тилға елип өткәндәк, мәйли хәлқарада болсун, яки тибәт райониниң өзидә болсун вә яки тибәт хәлқиниң өзидә болсун бу лайиһә изчил қоллашқа еришип келиватиду. Бизниң һөкүмитимизниң тәшкили қурулмисида дөләт мәҗлиси сиясәтләрни түзүп чиқиду, һөкүмитимиз буни иҗра қилиду. Шуңа дөләт мәҗлисимиз түзүп чиққан бу сиясәтни бир адәм халиғанчә өзгәртәлмәйду. Йәнә бир җәһәттин, тибәтниң һазирқи әһвалини тарихтики әң мүшкүл бир басқучта дейиш мумкин. Мушундақ бир тарихий шараитта ‛оттура йол‚ истратегийисидинму яхширақ бир йол мәвҗут әмәс. Чүнки бизгә һазир әң муһими тибәтләрниң мәвҗутлуқини сақлап қелиш һәмдә идеологийә җәһәттики бирликни йоқатмаслиқ әң муһим. Шуңа биз бу лайиһидә еғишмастин меңиватимиз. Навада кәлгүсидә биз бу усулни карға кәлмиди, дәп қарисақ у чағда йеңидин бир лайиһәни түзүп чиқалаймиз, дәп ойлаймән.”
Бу қетимқи йиғинға алаһидә тәклип қилинған йәнә бир хитай вәкил чен покуң өзиниң тирән вә салмақ сиясий анализлири, шундақла көп қетимлиқ телевизийә сөһбәтлири арқилиқ америкидики хитай демократлири ичидә бәлгилик тәсиргә игә. У хитайдики сиясий түзүлминиң ағдурулуши муқәррәр болсиму, һакиммутләқлиқниң ахирлишиши һәммила мәсилиниң һәл болуп кетидиғанлиқидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини, буниң үчүн мунасивәтлик мәсилиләрни қандақ һәл қилишниң йәнә бир басқучлуқ хизмәт икәнликини тәкитлиди.
У бу һәқтә мундақ деди: “дәрвәқә демократийә кәлгүсидики мәсилиләрни һәл қилишниң асаси, әлвәттә. Мушу асаста биз ишларни өз-ара кеңишип бир яқлиқ қилсақ тамамән болиду. Буниңда ялғуз хитайлар өзлирила әмәс, йәнә хитайлар билән уйғурлар кеңишиш арқилиқ шинҗаң мәсилисини, хитайлар билән тибәтләр дәрқәмдә олтуруп мәслиһәтлишиш арқилиқ тибәт мәсилисини қандақ һәл қилишни музакириләшсәк болиду. Худди шу шәкилдә йәнә ичкиридики хитайлар билән хоңкоңдики хитайлар мәслиһәтлишип хоңкоң мәсилисини һәл қилсақ, демәк мәслиһәтлишиш арқилиқ бу мәсилиләрни һәл қилип кетиш мумкин. Демәк мушу асаста мәслиһәтлишиш зорлуқ күчи арқилиқ, қан төкүш арқилиқ әмәс, бәлки тинч сөһбәт арқилиқ ишқа ашиду. Әнә шундақ сөһбәткә олтурған вақитта мениңчә, уйғурлар болсун яки тибәтләр болсун, яки хитай вәкиллири болсун, һәммәйлән әқил билән, тинчлиқ билән иш көрүши, бу җәрянда демократийиниң түп принсиплириға толуқ әмәл қилип, мәсилини б д т ниң алақидар хитабнамә вә шәртнамилириниң роһи бойичә һәл қилиши лазим. Әнә шуларда ениқ қилип қайси милләт болушидин қәтийнәзәр, йәни мәйли хитай болсун, яки уйғур болсун, яки тибәт болсун, һәммила хәлқ өз тәқдирини өзи һәл қилиш һоқуқиға игә, дәйдиған бир мадда бар. Әгәр биз кәлгүсидә мушу принсипқа әмәл қилалисақ, ишинимәнки, уйғурлар мәсилисиниң һәл болмиқи қийин әмәс.”
Йиғинға иштирак қилған уйғур вәкилләрдин әнивәрҗанму бу мәсилә һәққидә өз қарашлирини биз билән ортақлашти. Униң қаришичә, уйғур зиялийси илһам тохти тәшәббус қилип келиватқан пикирләр маһийәттә тибәтләр йолға қоюватқан “оттура йол” сияситигә охшап кетидикән. У, бу һәқтә тохтилип буниңдики бәзи муһим нуқтиларни көрситип өтти.
Әнивәрҗанниң пикричә, хитайдики һакиммутләқлиқ ахирлишип демократийә һәққидә сөз қилиш мумкин болғанда, уйғурлар мәсилисини қайси йосунда һәл қилишни вәтәндики уйғурларниң қарар қилиши әң ақиланилик болидикән.
Бу қетимқи йиғинда уйғурларға вакалитән сөз қилған илшат һәсән бир қисим хитай демократлириниң “компартийәниң диктаторилиқи ахирлашқандин кейин уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң “бүйүк җуңхуа империйиси” ниң бир әзаси болуп, йүксәк аптономийәдин бәһримән болуп яшиғини әң әвзәл таллаш” дәйдиған қариши һәққидә өз пикрини баян қилди.
Мәлум болушичә, хитай демократлириниң ички қисмидиму хитайда демократийә әмәлгә ашқан кәлгүсидә һазирқи хитай һакимийитиниң ишғали астида туруватқан хитай болмиған милләтләр мәсилисини қандақ һәл қилишта охшимиған қарашлар мәвҗут икән.