“уйғур елидики қамал вә тәқиб райондики һәммә хәлқ үчүн охшашла чидиғусиз”
2017.09.11
Хитай һөкүмити уйғур елидики тәқиб вә қамални йәниму күчәйтиш үчүн пән-техникиниң барлиқ имканлирини ишқа селиватқанлиқи мәлум. Көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң бу хил юқири бесимлиқ тәдбирлири ялғуз райондики уйғурларғила әмәс, бәлки хитайларғиму бесим пәйда қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә юқири техникилиқ қамал системилирини қоллинип, уни райондики аһалиләрни тәқиб қилиш, контрол қилиш, уларниң пикир әркинликини чәкләш үчүн ишлитиватқанлиқи көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғимақта. Америкидики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” 5-сентәбир күни елан қилған бир доклатида, хитай һөкүмитиниң уйғур елини юқири техникилиқ қамал системиси вә уларниң түрлирини синақ қилидиған “синақ мәйдани” ға айландурувалғанлиқи билдүрүлгән.
Бу йил авғустта үрүмчидики хәлқаралиқ йәрмәнкә мәркизидә “4-нөвәтлик хитай явру-асия бихәтәрлик көргәзмиси” ечиған. Униңда түрлүк юқири техникилиқ үскүниләр, болупму сүзүклүк дәриҗиси интайин юқири болған бихәтәрлик камералири, учқучисиз айропилан вә машина адәмләр көргәзмә қилинған. “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң доклатида көрситилишичә, илгири шенҗин шәһиридә ечилип келиватқан бу йәрмәнкә орниниң нөвәттә уйғур елиға йөткилиши хитай һөкүмитиниң уйғур диярини бу түрдики юқири пән-техникилиқ қамал системисини синақ қилидиған мәйданға айландуруватқанлиқиниң нәтиҗиси икән.
Доклатта хитай һөкүмитиниң уйғур елидики контроллуқни күчәйтиш үчүн юқиридикиләрдин сирт йәнә кишиләрниң телефонлиридики аталмиш зиянлиқ учурларни тазилайдиған әпләрни ясап чиқип, һәр бир кишидин бу әпни телефониға чүшүрүшни тәләп қилғанлиқи илгири сүрүлгән. Шуниң билән бир вақитта йәнә аптомобилларға сигнал бериш системиси орунлаштурғанлиқини, 2016-йили сақчи органлири, қатнаш-транспорт, сот вә банка қатарлиқ 40 тин артуқ орунниң пуқралар һәққидики учурларни өз ара ортақлишидиған зор бир система шәкилләндүрүш үчүн келишкәнлики баян қилинған.
Йеқинда уйғур аптоном районлуқ малийә назаритиниң назири вән хәйчүнниң алдинқи йерим йиллиқ хамчот һәққидә бәргән доклатида, хитай даирилириниң нөвәттә “бихәтәрлик камералирини торлаштуруш, өз-ара учур йәткүзүш суписи қурулуши” дәп атиливатқан бир техника қурулушиға зор мәбләғ селиниватқанлиқи мәлум болди. “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң доклатида, юқирида тилға елинған сийсий контроллуқ үчүн қоллиниливатқан юқири техника түрлириниң уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрниң һәқ-һоқуқлириға еғир тәһдит елип кәлгәнлики билдүрүлгән.
Германийәдики “явропа мәдәнийити вә илаһийәтшунаслиқ институти” ниң оқутқучиси доктор адриян зенз, уйғур елидики бу хил тәқиб системисиниң сабиқ шәрқий германийә дәвридики юқири бесимлиқ тәқиб системисини әслитидиғанлиқини илгири сүрди вә мундақ деди:
“уйғур елиниң вәзийити сақчи дөлити түзүми билән идарә қилинған сабиқ шәрқий германийәгә охшап қалиду. Сабиқ шәрқий германийә һөкүмитиму кишиләрни ‛берлин теми‚ вә шуниңдәк ғәрб чегралиридин узақ тутуш үчүн әнә шундақ хәвпсизлик вә тәқиб системилирини қурған. Әлвәттә, бу дөләт үчүнму интайин еғир иқтисадий йүк иди. Уйғур елиму дәл шундақ болуватиду. Уйғур елидики кишиләр сиртқа чиқип кетишни арзу қилиду. Мәнчә пәқәтла уйғурлар әмәс, хитайларму у йәрдин кетишни арзу қилиду. Һәтта нәччә әвладтин бери уйғур елидә яшап келиватқан хитайларму кетишни арзу қилиду. Мәнчә, бундақ қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири уйғурларниң җәмийәткә болған ятлишишини кәлтүрүп чиқириду, шуниң билән биргә йәнә бу йәрдики хитайлардиму охшаш вәзийәт шәкилләндүриду. Мәнчә бу интайин хәтәрлик әһвал.”
Һалбуки, көзәткүчиләрниң юқириқидәк агаһландурушиниң әксичә, хитай һөкүмити уйғур елидә бу хил юқири техникилиқ тәқиб түрлирини давамлиқ тәрәққий қилдурушни тәләп қилмақта. Хитай компартийиси мәркизи комитети сиясий бюросиниң әзаси, сиясий-қанун комитетиниң секретари миң җйәнҗу йеқинда үрүмчидә зиярәттә болғанда, уйғур елида муқимлиққа капаләтлик қилип, террорлуққа қарши турушта сиясий сапани өстүргәндин башқа, йеңи техникилардин пайдилиниш вә истихбарат саһәсидики йеңи техникиларни омумлаштурушниң әһмийитини тәкитлигән иди.
“уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәтқиқатчиси һенрий шаҗевски сөзидә, бихәтәрлик тәдбирлириниң хитайниң “бир йол, бир бәлвағ” истратегийисигә капаләтлик қилиш үчүн елиниватқанлиқи мөлчәрлиниватқан болсиму, әмма буниң тоғра бир тәдбир әмәсликини әскәртти. У мундақ деди: “бәзи көзәткүчиләр, хитай уйғур елидики бихәтәрлик тәдбирлирини ‛бир бәлвағ, бир йол‚ истратегийисиниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн қилди, дәп қарайду. Чүнки уйғур ели хитайниң ‛бир бәлвағ, бир йол‚ истратегийисиниң муһим бир түгини, шундақла явру-асияға ечилидиған дәрвазиси. Әмма бу йәрдики мәсилә, хитайниң ‛бир бәлвағ, бир йол‚ истратегийисини капаләткә игә қилиштики васитиси бихәтәрлик тәдбирлири болмаслиқи керәк. Уйғурлар районда иқтисадий, сиясий вә салаһийәт җәһәттиму тәңсиз муамилигә учраватқан бир шараитта, хитай еливатқан бундақ тәдбирләр мәсилигә тоғра җаваб болаламду? мәнчә бу райондики уйғурларниң наразилиқини түгитишниң чариси әмәс. Бу, уйғур ели үчүнла әмәс, бәлки хитайниң муқимлиқини қоғдаш үчүнму тоғра бир усул әмәс.”
Адриян зенз әпәнди уйғур елидә елиниватқан бихәтәрлик тәдбирлириниң уйғур елидики иқтисадий тәрәққият үчүнму зор бир тосалғулуқини билдүрди. У мундақ деди:“дәрвәқә, бу районни еғир дәриҗидә малийә ярдимигә беқиндуруш истратегийиси. Чүнки бундақ тәдбирләр иқтисад үчүнму пайдисиз. Чүнки бундақ тәдбирләр сәвәбидин тиҗарәткә кетидиған вақит узирайду. Уйғур елида бир ширкәт ачқанда бихәтәрлик камераси, бихәтәрлик қоғдиғучи дегәндәк нурғун бихәтәрлик шәртлири болғанлиқи үчүн бир ширкәтни ечиш үчүн кетидиған малийә өсүп кетиду. Әмгәк күчлириниң йөткилишини қийинлаштуриду. Шуңа бу ақивәттә хитайниң өзигә малийә йүки пәйда қилиду. Әлвәттә хитай буниңға рази болған муддәткичә һөкүмәткә һечнемә болмаслиқи мумкин, әмма у йәрдики хәлқ үчүн болса һаят чидиғусиз дәриҗигә йетип қалиду.”