“он миңлиған уйғурни тәйҗи гумписи ойнашқа мәҗбурлаш ассимилятсийәниң очуқ ипадилиниши”

Мухбиримиз ирадә
2016.08.23
teyji-gumpisi-meshiq-qilish-1.jpg “дөләт нахшиси ейтип, тәйҗи гумписи мәшиқ қилиш” дәп исим қоюлған, хитайчә йосунда кийиндүрүлгән он миңлиған киши “он икки муқам мәйдани” да тәйҗи гумписи ойнаш паалийитидин көрүнүш. 2016-Йили 18-авғуст, йәкән наһийәси.
ts.cn

Силәр аңлаватқан бу аваз 18-авғуст күни йәкән наһийисидики “он икки муқам мәйдани” да яңриған хитайчә музика авазидур. Шу күни мәйданда тәкши һалда хитайчә йосунда кийиндүрүлгән он миңлиған киши тәйҗи гумписи ойнаш паалийитигә селинди. Тәңритағ ториниң бу һәқтики мәхсус хәвиригә қариғанда, “дөләт нахшиси ейтип, тәйҗи гумписи мәшиқ қилиш” дәп исим қоюлған бу паалийәткә йәкән наһийәсиниң ават базири, бәшкәнт базири вә миша йезисини өз ичигә алған 25 йеза, базардин тәшкилләп елип келингән кишиләр қатнашқан. Мәзкур хәвәр хитайдики барлиқ һөкүмәт таратқулирида наһайити кәң хәвәр қилинди. Улар өз хәвәрлиридә, түмән кишилик “дөләт нахшиси ейтип, тәйҗи гумписи мәшиқ қилиш” паалийити “җуңхуа милләтлириниң есил мәдәнийәт әнәнисини җари қилдуруп, вәтәнпәрвәрлик тәрбийәсини қанат яйдуруш” ни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүрди.

Биз, бу паалийәткә қандақ кишиләрниң қатнаштурулғанлиқини, немә үчүн елип берилғанлиқини билиш үчүн йәкән наһийилик тәшвиқат идарисигә телефон қилдуқ. Бирақ, телефонимизға чиққан хитай хадим бизниң соалимизға җаваб беришни рәт қилди. Бу хадим бизгә “гезит -журналларда һәммә тәпсилатлар ениқ берилгәнғу, мән һечнемә дәп берәлмәймән. Әң яхшиси шу йәрдин көрүвал” деди.

Биз йәнә йәрликтики кишиләрдин әһвал игиләп беқишқа тириштуқ. Телефонимизға чиққан йәкәнлик бир қиз болса, бизниң бу һәқтики соалимизға җаваб берип паалийәткә асаслиқ өйидә бикар олтуридиғанларниң вә һөкүмәт органлиридики ишчи -хизмәтчи, оқуғучи -оқутқучиларниң орунлаштурулғанлиқини ейтти. Бирақ бу аял, бизниң бу һәқтики башқа соаллиримизға җаваб беришни рәт қилип, бу һәқтә көп сөзлисә яхши болмайдиғанлиқини әскәртти.

Тәңритағ торида бу һәқтә берилгән хәвәрдә, йәкән наһийәсиниң һәрқайси йеза, базарлиридики тәшвиқат кадирлири билән аяллар бирләшмиси мудирлириниң сөзлири нәқил кәлтүрүлүп, йеза, кәнтләрдики нурғун уйғур яшларниң тәйҗи гумписиға һәвәс қилидиғанлиқи тилға елинған. Йәкән наһийәлик парткомниң секретари ваң юңҗи: “бу қетимлиқ түмән кишилик ‛дөләт нахшиси ейтип, тәйҗи гумписи мәшиқ қилиш‚ паалийити йәкәндики амминиң вәтәнпәрвәрлик кәйпиятини юқири көтүрүш үчүн уюштурулди” дегән.

Бирақ, чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ актиплири йәкән даирилири елип барған бу һәрикәтни қаттиқ тәнқид қилди. Улар, уйғур миллий мәдәнийитиниң бөшүки һесаблинидиған йәкәндики хәлқниң уйғур миллий мәдәнийити билән қилчиликму алақиси болмиған тәйҗи гумписи ойнашқа селиниши, хитай һөкүмитиниң уйғурларни мәдәнийәт җәһәттин ассимилятсийә қилип йоқитиш сияситиниң очуқ -ашкара һалда ипадилиниши, деди.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохтилип өз қарашлирини баян қилди.

Йәкәндә өткүзүлгән түмән кишилик “тәйҗи усули ойнаш” қа охшап кетидиған бир паалийәт өткән йили 11-айда қәшқәрдә өткүзүлгән иди. Қәшқәр даирилири хитайниң чаған байримини күтүвелиш үчүн орунлаштурған шу қетимлиқ чоң типтики паалийәттә йәнә 10 миң нәпәр киши һейтгаһ мәсчити алдида хитайчә кийиндүрүлүп “кичик алма” усулиға селинған. Бу паалийәттә һәтта мәсчит имамлириму усулчиға, қизил тәшвиқатчиға айлинип кәткән иди. 10 Миң нәпәр хитайчә кийиндүрүлгән уйғур балилири, сақаллиқ имамлар, әр-аял, қери-яш, өсмүр-балиларниң қоллирида хитайниң қизил байрақлирини тутуп охшаш музикиға усул ойнаватқан көрүнүшлири болса әйни чағда хәлқара мәтбуатлардиму кәң хәвәр қилинип күчлүк ғулғула қозғиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.