Сәуди әрәбистан радиосиниң уйғур бөлүми уйғурларни тонуштуруш паалийити өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2014.02.27
Seudi-radiosi-uyghur-bolumi.jpg Сәуди әрәбистандики “дуня ислам әллири иттипақи” тәшкилатиниң қурултай ишлири мудири рәһмәтулла инайәтулла(солда), салам ширкитиниң лидери әмин абдулғәфур(оңда), сәуди радиосиниң мудири һүсәйин әһмәд дәғрири(оттурида)гә сәуди әрәбистан радиоси уйғур бөлүминиң тәшәккүрнамисини тәқдим қилмақта. 2014-Йили 22-феврал.
RFA/Omerjan

Сәуди әрәбистан радиосиниң уйғур бөлүми сәуди әрәбистан хәлқигә уйғурларни вә уйғур елиниң һазирқи вәзийитини тонуштуруш мәқсити билән мәхсус паалийәт өткүзди.

22-Феврал күни сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридики әл римал меһманханисида, сәуди әрәбистан радиоси уйғур бөлүминиң уйғурларниң вәзийитини тонуштуруш паалийити болуп өтти. Паалийәт сәуди әрәбистан җиддә радиосиниң нами “сәуди әрәбистан хәлқара радиоси” дегән исимға өзгәргәнлики мунасивити билән радиониң мудири һүсәйин әһмәд дәғриригә уйғур бөлүми тәрипидин тәйярланған мәхсус тәшәккүрнамини тәқдим қилиш паалийити нами билән өткүзүлди. Паалийәткә сәуди әрәбистандики уйғурларниң мөтивәрлиридин “дуня ислам әллири иттипақи” тәшкилатиниң қурултай ишлири мудири рәһмәтулла инайәтулла, салам ширкитиниң лидери әмин абдулғәфур, вәтәнпәрвәр зиялий абдулла алим түркистани қатарлиқ кишиләр, уйғур бөлүминиң дикторлири вә сәуди әрәбистанлиқ журналистлардин көплигән кишиләр иштирак қилди.

Уйғур хәлқи диний тәлимләргә моһтаҗ

Паалийәттә, сәуди әрәбистан радиоси уйғур бөлүминиң пешқәдәм дикторлиридин сираҗидин әзизи аввал уйғурларни, уларниң һазирқи әһвалини вә уларниң вәтинини тонуштурди. Андин сәуди әрәбистанда уйғур радиосиниң қурулуши, униң тәрәққияти, уйғур елиниң һазирқи вәзийити, у җайлардики диний бесимларниң көплүки, қуран оқуш вә өгинишниң мәни қилинғанлиқи, мусулманларниң диний әркинлики йоқлуқи вә дуня мусулманлириниң уйғур елидики қериндашлирини унтуп қелишиниң хаталиқи қатарлиқ мәсилиләрдә тәпсилий сөзлиди. Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диндин йирақлаштуруш сияситиниң вәһшийликини, мусулманларниң, болупму яшларниң диний паалийәтләрдин, мәсчитләрдин қәтийлик билән мәни қилинидиғанлиқини, мусулман пәрзәнтлиригә атеизм дәрси оқутулидиғанлиқини чүшинишлик һалда баян қилди. Ахирида уйғур елида сәуди әрәбистан радиосиниң диний тәлим тәрәптин алаһидә чоң рол ойнайдиғанлиқини вә бу радиони техиму тәрәққий қилдурушниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

Уйғур радиосиға мусулманларниң еһтияҗи көп

Иккинчи болуп сөзгә чиққан устаз рәһмәтулла инайәтулла түркистани мундақ деди: “сәуди әрәбистан радиосидин бериливатқан программилар сәуди әрәбистанниң сүритини, бу һөкүмәтниң мусулманларға болған һесдашлиқини вә мусулманлар үчүн қиливатқан яхши паалийәтлирини әйнән көрситип беридиған бир әйнәктур. Бу радио мусулманларниң қиблиси болған икки һәрәм земинидин тарқалғанлиқи үчүн бу радиониң әһмийити чоңдур. Радио йетип баридиған җайлардики мусулман хәлқниң бу радиоға болған еһтияҗиму чоңдур.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.