2017-Йилида уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр (4)

Мухбиримиз меһрибан
2017.12.05
guma-weqesi-herbiy-maniwer.jpg Уйғур районида, терроризмға қарши қәсәмяд бәргән сақчи вә һәрбийләрдин тәркиб тапқан 10 миң хитай қораллиқ күчлириниң бир қисми. 2017-Йили 17-феврал, қәшқәр.
Imaginechina

Мисир қатарлиқ дөләтләрдә оқуватқан уйғур оқуғучилар вә туғқанлириниң тутқун қилиниши

2017-Йили йүз бәргән уйғурларға мунасивәтлик муһим вәқәләр қатарида мисир вә башқа бир қисим әлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң өз юртлириға қайтишқа мәҗбурлиши һәм уларниң учриған әһвалларму орун алди.

2017-Йили 7-айниң бешиға кәлгәндә мисирдики уйғур оқуғучиларниң мисир даирилири тәрипидин тутқун қилиниш вәқәси йүз берип хәлқарада ғулғула қозғиди.

2017-Йили хәлқара таратқуларда әң көп муназирә қозғиған вәқәләрниң бири уйғур аптоном район даирилириниң мәхсус һөҗҗәт чүшүрүп мисир, түркийә вә явропа америка қатарлиқ дөләтләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларни түркүм-түркүмләп мәҗбури қайтуруп келип, уларни вә ата-анилирини тәрбийиләш мәркәзлиригә солаш вә 7-айда мисирда йүз бәргән оқуғучилар вә тирикчилик қиливатқан уйғурларни түркүм түркүмләп тутқун қилиш вәқәси болди.

4-Айниң ахири ашкариланған “чәтәлләрдә оқуватқан оқуғучиларни қайтуруп келиш һөҗҗити” вә ата-аниларниң тәрбийиләш мәркәзлиригә соливелиниш долқуни

Радийомизға кәлгән учурлардин, хитай даирилириниң ата-аниларни бесим қилиш арқилиқ чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларни мәҗбури қайтуруп келиш ишлириниң 4-айдин башлап уйғур дияриниң җәнуп-шималида бирла вақитта башланғанлиқи вә бу һәқтә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң мәхсус һөҗҗәт тарқатқанлиқи мәлум болди.

28-Апрел радийомиз пәйзиватниң барин йезисидин әһвал игиләш җәрянида кәнттики икки нәпәр кадир “чәтәлдә оқуватқан оқуғучиларни қайтуруп келиш” һәққидә аптоном райондин чүшкән мәхсус һөҗҗәт барлиқини ашкарилиди.

Пәйзиватниң барин йезисидики икки нәпәр кәнт секретари билән бир нәпәр сақчи хадиминиң радийомизға билдүрүшичә, барин йеза 1-кәнттики чәтәлдә оқуватқан 5 оқуғучидин икки нәпири қайтип кәлгән. Улар, австралийә вә фирансийәдә оқуватқан үч нәпәр уйғур оқуғучиниң қайтип келиши үчүн 5-айниң ахириға қәдәр мөһләт бәлгиләп бәргән.

5-Ай мәзгилидә хитай һөкүмитиниң бесими чәтәлләрдин қайтип кәлгән уйғур оқуғучилар вә уларниң ата-анилири вә илгири чәтәлләрдә саяһәттә болғанлар, тарқақ һәҗ қилғучиларни “сиясий тәрбийиләш мәркәзлири” гә йиғивалған.

Чәтәлгә оқушқа чиққан яки саяһәткә барғанларниң “үч хил өгиниш” кә уюштурулуватқанлиқи һәққидики учур 2017-йил 5-ай мәзгилидә әң дәсләп радийойимизниң турпан сақчи даирилирини зиярәт қилиш давамида ашкариланди.

2017-Йили яз мәзгилидә санҗи қатарлиқ җайларда тарқақ һәҗ қилған уйғурлар тутқун қилинип түрмиләргә қамалған.

Санҗида турушлуқ бир адвокатниң радийомизниң хоңкоңдики мухбириға билдүрүшичә, “қанунсиз һәҗ қилған” дегән баһанә билән нәччә йүзлигән уйғур санҗидики бир қамақханиға соланған.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит санҗида қамалғанлар арисида аз санда туңганлар бар болсиму, лекин мутләқ көп қисминиң уйғурлар икәнликини илгири сүрди.

Радийомиз 9-айниң ахири игилигән учурлардин даириләрниң җайлардики тәрбийиләш мәркәзлиригә қамалған чәтәлгә чиқип-киргәнләрни пушайман баянати йезишқа мәҗбур қилғанлиқи вә ипадисигә қарап тегишлик чарә көргәнлири, пушайман баянати язғанларниң бир қисми қоюп берилгән болсиму, йәнә бир қисминиң давамлиқ тәрбийиләш мәркәзлиридә тутуп турулғанлиқи һәтта сотниң бир тәрәп қилишиға тапшурулуп, түрмиләргә қамалғанлиқи мәлум болди.


Бу һәқтә пикир қилған йәрлик әмәлдарлар һазир чәтәлгә чиққанлардин ташқири паспортқа илтимас сунған яки виза алғанларниң бәзилириниңму “тәрбийә” еливатқанлиқини ашкарилиди.

Мисир вә түркийәдә оқуватқан бир қисим оқуғучилар 5-ай мәзгилидә радийомизға инкас йоллап өзлири вә юртлиридики ата-анилири дуч келиватқан бесим-тәқипләрни аңлатти.

Радийомизниң илгириләп һалда әһвал игилиши давамида, 5-айдин башлап уйғур дияриниң һәрқайси җайлирида даириләрниң чәтәлдин қайтуруп келингән оқуғучилар, қайтип кәлмигән оқуғучиларниң аилә-тавабиатлири вә илгири чәтәлләрдә саяһәттә болғанларниң өз юртлирида ечилған охшимиған намлардики “сиясий өгиниш” мәркәзлиригә соливелинғанлиқи мәлум болди.

5-6-Ай мәзгилидә түркийә вә оттура асия дөләтлиридики бир қисим уйғур тиҗарәтчиләрниң уйғур ели билән сода алақиси тосқунлуққа учриған яки мәҗбури һалда юртлириға қайтуруп кетилгәндин кейин тәрбийиләш мәркәзлиригә йолланған.

Радийомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, чәтәлләрдә тиҗарәт қиливатқан уйғур тиҗарәтчиләрниң үрүмчи, қәшқәр, хотән қатарлиқ җайларға мал селиши яки пул әвәтиши тосуветилгән.
Истанбулдики бир уйғур аял содигәрниң ашкарилишичә, түркийәдә “шинҗаң санаәтчиләр бирләшмиси” ни қурған сабир буғрадин башқа уйғур тиҗарәтчиләрниң уйғур елиға мал селиши кашилиға учриған.

Мисир қатарлиқ әлләрдин мәҗбури қайтип барғанларниң тутқун қилинип түрмиләргә ташлиниш әһваллири ашкариланди.

Радийомиз игилигән әһваллардин 2017-йили 5-ай мәзгилидә, хитай һөкүмитиниң бесими вә мәҗбурлиши билән уйғур дияриға қайтип барған әзһәр университетини пүттүргән доктор һәбибулла тохти вә әзһәр университетиниң оқуғучиси зәйнәпгүл қатарлиқ бир түркүм уйғурларниң тутқун қилинип түрмиләргә ташланғанлиқи ашкариланди.

Радийомиз игилигән учурлардин 2015‏-йили әзһәр университетини пүттүргән доктор һәбибулла тохтиниң хитай сот мәһкимиси тәрипидин “дөләт бихәтәрликигә зәрәр йәткүзүш җинайити” билән әйиблинип кесиветилгәнлики ашкариланди. Игилинишичә, доктор һәбибулла тохти шинҗаң ислам институтиниң хизмәт тәклипигә бинаән 2016‏-йилиниң оттурилирида аилисини елип мисирдин үрүмчигә қайтқан.

4-Июл мисирдики уйғур оқуғучиларниң ахтурулуп тутқун қилиниш вәқәси

Мисир һөкүмитиниң2017-йил 7-айда қаһирәдә оқуватқан уйғур оқуғучиларни тутқун қилип, уларниң бир қисмини хитайға қайтурғанлиқи мәлум болди.

Радийомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, 7-айниң 4-күнидин етибарән мисирда оқуватқан уйғур оқуғучилар мисир сақчилириниң өйму-өй бастуруп кирип тутқун қилишиға учриған. Радийомиз игилигән әһваллардин 7-айда мисирда тутқун қилинған уйғур оқуғучиларниң сани 200 дин ашқан.

Радийомиз игилигән әһваллардин мисирда дәсләпки түркүмдә тутқун қилинған уйғур оқуғучилардин 73 нәпириниң мисир баш истихбарат идариси-әл мухарабатниң қамақханисиға йиғивелинғанлиқи ашкариланди. Мәлум болушичә бу оқуғучилар мисир истихбарат идариси хадимлири тәрипидин сорақ қилинип, дәриҗиләргә айрилған.

7-Айниң ахири радийомиз игилигән әһваллардин қаһирәниң тура түрмисигә қамалған 100 нәпәр уйғур оқуғучиниң хитай сақчилири тәрипидин сорақ қилинған. Оқуғучиларниң бир қисми 7-айниң бешида хитай һөкүмитигә мәхпий қайтурулған.

Радийомизға кәлгән мәлуматларға қариғанда, тура түрмисигә қамалған уйғур оқуғучиларниң бешиға қара халта кийдүрүлүп, хитай тәрипидин мисирға әвәтилгән уйғур сақчиларниң сорақ қилишиға тапшурулған.
Мисирда қечип йүргән бир уйғур оқуғучиниң билдүрүшичә, 23-июл күни 4 нәпәр хитай аманлиқ хадими униң қаһирәдики иҗарә өйигә келип, уни тутмақчи болған. Әмма у әһвални сезип қелип өйидин қечип кәткән. Униң билдүрүшичә, 4 нәпәр хитай сақчиси икки нәпәр мисир истихбарат хадиминиң һәмраһлиқида кәлгән болуп, улар бинаға бесип кирмәкчи болғанда дәрвазивән тәрипидин тосуп қелинған.

Мисирда уйғур оқуғучиларниң тутқун қилиниш вәқәсидин кейин хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур тәшкилатлири наразилиқ баянатлири елан қилинди. Һәрқайси дөләтләрдә муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар намайиш қилип наразилиқини ипадилиди.

Хәлқара инсан һәқлири тәшкилати хитай бөлүминиң мәсули софийә ричардсон ханим бу һәқтә җиддий инкас қайтуруп, хитай билән мисир һөкүмитини әң әқәллий инсан һәқлири принсипиға һөрмәт қилишқа үндиди.

13-Июл күни америкидики бир қисим уйғур яшлири мисирниң вашингтондики әлчиханиси алдиға йиғилип наразилиқ намайиши өткүзди вә мисир даирилириниң инсан һәқлиригә қарши қилмишини қаттиқ әйиблиди.

7-Ай мәзгилидә йәнә мисирдики тутқундин қечип башқа дөләтләргә кетишкә мәҗбур болған уйғурларниңму мисирдики айродром вә чегра понкитлирида давамлиқ тутқун қилиниватқанлиқи ашкариланди.

9-Айда ашкариланған әһваллардин, бу йил 7-айниң башлирида мисирниң һәрқайси шәһәрлиридә қолға елинған икки йүзгә йеқин уйғур оқуғучиниң бир қисми хитайға қайтурулған болса, йәнә бир қисми қоюп берилгәнлики мәлум болди. Әмма бу оқуғучилардин қалғанлириниң кейинки из-дерики ениқ әмәс.

Мисирда ғайип болған уйғур тутқунлардин мухтәр рози һәққидә униң аяли мәрйәм ханим 9-айда мураҗиәтнамә елан қилди. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийиму 26-сентәбир баянат елан қилип, мисир даирилирини ғайиб болған уйғур оқуғучиларниң ақивити һәққидә мәлумат беришкә чақирди.

Мисирдики уйғур оқуғучиларни тутқун қилиш һәрикитидә бир қисим туңган оқуғучиларниңму тутулған.

Мисир һөкүмитиниң ички җәһәттин маслишиши билән елип берилған бу кәң көләмлик тутқунда уйғурлардин башқа йәнә мисирда оқуватқан бир қисим қазақ вә туңган оқуғучиларниңму тутқун қилинған. Америкада олтурушлуқ туңган кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин сулайман йи гуниң радийомизға билдүрүшичә, әл-әзһәр университетида оқуватқан 60 тин артуқ туңган оқуғучи тутқун қилинған.

Хитай даирилири чәтәлләрдики уйғурларни паракәндә қилмақта

Инкаслардин мәлум болушичә, хитай даирилириниң қайтип келиш һәққидики буйруқлириға бойсунмастин чәтәлдики шәхсий паалийитини давам қилдуруватқан уйғурларниң вәтинидики уруқ-туғқанлири “тәрбийәләш мәркәзлири” гә елип кетилгән, бәзиләрниң туғқанлирини хитай даирилири мәҗбурий “гөрү” шәклидә тутуп турған. Шуниң билән биргә чәтәлдә туруватқан уйғурларниң вақти тошуп қалған хитай паспортини йеңилаш илтимаслири чәтәлләрдики хитай әлчиханилири тәрипидин рәт қилинған.

Уйғур дияридики вәзийәтни йеқиндин көзитип келиватқан мутәхәссисләр хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучилирини мәҗбури қайтуруп келип түрмиләргә ташлаш, вә чәтәлләрдә саяһәттә болған уйғурларни йепиқ тәрбийиләш мәркәзлиригә соливелиш қилмишлири һәққидә пикир баян қилип, “бу хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә уйғур җамаитиниң күчийишидин әндишә қиливатқанлиқиниң нәтиҗиси”, дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.