Сиясий анализчи ху пиң хитайниң террорлуққа зәрбә бериш һәрикити һәққидә тохталди
2014.06.11

Йеқиндин буян хитайда давамлишиватқан “террорлуққа зәрбә бериш” намида елип бериливатқан кәң көләмлик тутқун қилиш, сақчиларға 1 минут ичидә оқ чиқириш рухсити бериш, уйғур яшлириниң “террорчи яки террорлуққа урунған” дегән баһаниләрдә нәқ мәйданда бастурулуш вәқәлириниң көпийиши қатарлиқ әһваллар хәлқаралиқ көзәткүчиләрниң диққәт нуқтисиға айланди.
“бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири, сиясий анализчи ху пиң хитай даирилири “террорлуққа зәрбә бериш” намида елип бериватқан бу хил қаттиқ бастурушиниң, “уйғурларни пүтүн милләт бойичә дүшмән” дәп елан қилип, бир милләткә қарита “дөләт терроризми” йүргүзүш икәнликини тәкитләп, бу хил бастуруш елип келидиған яман ақивәтләр һәққидә тохталди.
Ху пиң өз қаришини төвәндики бирқанчә нуқтилар бойичә оттуриға қойди:
“хитай һөкүмити пүткүл уйғур хәлқини дүшмән қилиш сиясити йүргүзүватиду”
Ху пиң мундақ деди: мениң қаришимчә һазир елип бериливатқини пүткүл уйғур хәлқини дүшмән қилиш сиясити. Бу сиясәтниң ақивити дүшмәнни көпәйтиду. Йәни аталмиш “террорчилар”ни барлиққа кәлтүриду. Чүнки хитайниң әһвалини биз ениқ көрүп туруватимиз. Компартийә қанчә бастурғансери зораванлиқ вәқәлири шунчә көпийиватиду. Хитайда дейиливатқан зораванлиқ вәқәлири америка қатарлиқ дөләтләрдики әһвалға охшимайду. Һәтта хитай һөкүмити өзи елан қилған һөҗҗәт-материяллиридиму, хитайда йүз бәргән аталмиш “террорлуқ һуҗумлири”ниң зор көпчилики һөкүмәт вә сақчиларға қаритилғанлиқи ениқ қилип йезилған. Йәнә бир җәһәттин бу хил қаршилиқлар һәммиси йәккә йеганә елип бериливатиду. яки болмиса йеқин ағиниләр вә уруқ-туғқанлар бирликтә әң иптидаий һаләттики қораллар билән қаршилиқ көрситиватиду.Мана бу нуқтилар хитайда елип бериливатқан һөкүмәт вә сақчиларға қарши һәрикәтләрниң террорлуқ һәрикити әмәсликини көрситиду. Әмма һазир хитай һөкүмити уйғурларниң наразилиқидин йүз бәргән барлиқ қаршилиқларни “террорлуқ һуҗуми” дәп бекитип, пүткүл уйғур хәлқини дүшмән қилиш сиясити йүргүзүватиду.
“бу хил қаршилиқлар шу йәрдики хәлқниң қаршилиқи, чәтәлләрдики террорлуқ тәшкилатлири билән мунасивити йоқ”
Ху пиң әпәнди йәнә йеқинқи вақитларда йүз бәргән бир қатар вәқәләр һәққидә тохтилип, гәрчә бу вәқәләрдә һуҗум нишани авам пуқралар болған болсиму, әмма буларниң йүз беришигә сәвәб болған амилларниң мурәккәпликини тилға елип, даириләрниң уйғурларға қаратқан қаттиқ бастуруш сиясити уйғурларни радикаллиқ йолиға мәҗбурлиғанлиқини әскәртти.
Ху пиң әпәнди мундақ деди:
2-Җәһәттин елип ейтсақ, пуқраларға һуҗум қилиш вәқәлириму әмәлийәттә йәккә һалда елип берилған қаршилиқ һәрикәтлири. Уларниң тәшкилати йоқ, чәтәлләрдики аталмиш террорлуқ тәшкилатлири биләнму алақиси йоқ. Уларниң қаршилиқ көрситиш қораллириму пичақ қатарлиқ иптидаий қораллар. Даириләрниң нөвәттә уйғурларға қаратқан қаттиқ бастуруши уйғурларни өз җенидин кечип бу хил радикал қаршилиқ йолини таллашқа мәҗбур қиливатиду.
“хитай һөкүмити йүргүзгән дөләт терроризми өчмәнликни күчәйтти, у йәрдики хитай пуқралири гөрүгә елинған һаләттә яшаватиду”
Ху пиң әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита дөләт терроризми йүргүзүши өчмәнликниң күчийишигә сәвәб болуватқанлиқини, хитай пуқралирида вәһимә күчәйгәнликини тәкитләп мундақ деди:
Башқичә қилип ейтсақ даириләр қоллиниватқан террорлуққа зәрбә бериш васитиси аллиқачан әң радикал һаләткә йәтти. Һәтта телефон вә интернетта террорлуқ учурлири тарқатти дегән баһанидә кишиләрни тутқун қилип, җазаға һөкүм қилмақта. Улар аддий хәлқниң йәккә қаршилиқини мәҗбури һалда “аталмиш чәтәлдики террорлуқ тәшкилатлири” билән бағлашқа урунмақта. Әмәлийәттә хитай һөкүмити өзи дөләт терроризми йүргүзүватиду. Хитай һөкүмити һазир “террорлуққа зәрбә бериш” нами астида қалаймиқан адәм тутуватиду, халиғанчә өлтүрүватиду. Болупму сақчиларға 1 минут ичидә оқ чиқириш һоқуқи берилиши бу бир ай ичидә нурғунлиған бигунаһ кишиләрниң биһудә өлүми вә ярилинишиға сәвәб болди. Җәмийәттики өчмәнликни күчәйтип техиму яман ақивәтләрниң келип чиқишиға сәвәб болуватиду. Һазир хитай вәзийити җиддийлишип, хитайда һөкүмәт террорлуққа зәрбә беришни тәкитләйдиған, хитай пуқралирида “террорлуқ һуҗумиға учраш вәһимиси” күчәйгән вәзийәт шәкилләнди. Һазир хитай пуқралири арисида өз һаятидин әнсирәш вәһимиси аллиқачан шәкиллинип болди. Буларни әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң “террорлуққа зәрбә бериш”ни һәддидин зиядә тәкитлиши, тутқун қилиш даирисини кеңәйтиветиши, бу җәһәттики тәшвиқатларни зиядә көп бериши қатарлиқ көп хил амиллар кәлтүрүп чиқарди. Һазир райондики миллий өчмәнлик кәйпияти күчийип кәтти. Бу әһвални хитайдики ваң лишюң әпәндиму аллиқачан агаһландурған иди. Ваң лишюң әпәнди “шинҗаңдики хәнзулар гөрүгә елинған һаләттә туруватиду” дегән иди.
“хитай һөкүмити дөләт тероризмини өзгәртишкә мәҗбурлиниши керәк, әмма үмид зор әмәс”
Ню йоркта нәшр қилинидиған “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди нөвәттә хитайда давамлишиватқан “дөләт терроризми” шәклидики радикал бастурушниң йәнә бир мәзгил давамлишидиғанлиқини, әгәр хәлқара җәмийәтниң хитайға қаратқан бесими күчәйсә, бәлким хитай һөкүмитиниң нөвәттә йүргүзүватқан бу хил қаттиқ бастурушиға усул җәһәттин түзитиш киргүзүши мумкинликини, әмма буниңдин үмид зор әмәсликини билдүрүп мундақ деди:
Дөләт терроризми түсини алған радикал бастурушниң күчийиши,һәммила җайда вәһимилик кәйпиятини күчәйтивәтти. Мениңчә һазир бу хил бастурушта маһийәтлик өзгириш болуш еһтимали аз. Әмма әгәр хитайға һәр җәһәттин бесим күчәйгән әһвалда улар һазирқи “радикал бастуруш һалити” ни өзгәртиши мумкин. Чүнки хитай һөкүмити өзиниң “терроризмниң һуҗумиға учриған”лиқини тәкитләватқан болсиму, әмма бу җәһәттә испат көрситип берәлмиди. Хәлқара җәмийәт нөвәттә хитайда йүз бәргән қаршилиқларниң хитай һөкүмитиниң бастуруш сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүрмәктә. Чүнки районда йүз бериватқан қаршилиқ һәрикәтлириниң алаһидилики буни испатлаватиду. Шуңа хитай һөкүмитигә бу җәһәттики бесимни күчәйтиш керәк. Әмма хитайниң уйғурларға қаратқан нөвәттики бастуруш сияситиниң маһийәт җәһәттин өзгиришидә үмид йәнила аз.