Юқири маашлиқ хитай оқутқучилар уйғур диярини қаплимақта

Мухбиримиз меһрибан
2017.09.22
qosh-til-xoten-uyghur-til-cheklesh.jpg Хотән вилайәтлик маарип идариси бу йил 6-айниң 28-күни чиқарған башланғуч-оттура мәктәпләрдә уйғур тилини чәкләш һәққидики һөҗҗәт.
Social Media

Бу йил киргәндин буян, хитай даирилириниң аталмиш “қош тил оқутқучиси”, “алаһидә оқутқучи” дегән намларда хитай көчмәнлирини түркүмләп уйғур дияриға йәрләштүрүливатқанлиқи мәлум болмақта. Көзәткүчиләр, районда хитай көчмәнлиригә бериливатқан алаһидә имтиязларниң йәрлик хәлқтә муқәррәр һалда наразилиқ кәйпияти қозғайдиғанлиқини тәкитлимәктә.

Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, 2017-йил хитай көчмәнлириниң “шинҗаңға ярдәм” намида юқири мааш вә тәминат билән уйғур дияриға мәмурий хадимлиққа яки оқутқучилиққа әң көп чақиртилған бир йил болған.

Уйғур диярида йеқинқи 10 йилдин буян, мәҗбурий йолға қоюлуп кәлгән “қош тиллиқ маарип” намидики хитайчә оқутуш уйғур тилини мәктәпләрдин сиқип чиқарған иди. Бу йил 7-айда уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң йеңи оқуш мәвсумида хитайчә дәрсликләрни ишлитиш қарари районда уйғур оқутқучиларни ишсиз қалдуруп, уларниң хизмәт орнини хитай оқутқучилар игиләйдиған вәзийәтни шәкилләндүргән.

Хитай һөкүмәт таратқулириниң бу йил 5-айда елан қилған хәвәрлиридә 2017-йили уйғур аптоном райониға юқири мааш бериш шәрти билән пүтүн хитай миқясидин 60 миң хизмәтчи қобул қилинидиғанлиқи елан қилинған иди. Хитай һөкүмәт хизмәтчилири имтиһан учури тор бекитиниң 15-май күнидики тәпсилий хәвәрдин мәлум болушичә, бу йил пүткүл уйғур аптоном райони бойичә 19миң 182 нәпәр алаһидә оқутқучи қобул қилиш елани чиқирилған.

“хәлқ гезити” ниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, бу йил язда пәқәт ғулҗа наһийисигила 1331 нәпәр алаһидә оқутқучи қобул қилинидиған. Ақсуниң онсу наһийисигә 256 нәпәр “қош тиллиқ” йәсли оқутқучиси, 160 нәпәр оттура-башланғуч мәктәп алаһидә оқутқучиси қобул қилинған.

Мәзкур хәвәрдә хитай оқутқучиларни қобул қилиштики сәвәбләр һәққидә тохтилип, 2017-йили йеңи оқуш мәвсумида хитайчә дәрс өтидиған оқутқучиларни толуқлаш еһтияҗи сәвәбидин пүтүн мәмликәт миқясидин йеңидин бир түркүм алаһидә оқутқучиларни қобул қилиш еһтияҗи туғулғанлиқи әскәртилгән.

Радийомиз зияритини қобул қилған ғулҗа шәһәрлик маарип идариси хадимиму охшаш мәзмундики гәпни тәкрарлиди. У мундақ деди: “бу йил язлиқ тәтилдә пүтүн мәмликәт бойичә оқутқучи қобул қилиш хизмитиниң җиддий елип берилишиға аптоном районлуқ маарип назаритиниң йеңи оқуш мәвсумида мәктәпләрдә дөләт бойичә бир туташ тарқитилған хәнзу тилидики дәрсликләрни омумлаштуруш һәққидики һөҗҗити сәвәб болди, десәк болиду. Ғулҗидики мәктәпләргә дөләт ортақ тилида дәрс өтәләйдиған оқутқучилар җиддий еһтияҗлиқ болғини үчүн ичкири өлкиләрдин йеңидин бир түркүм алаһидә оқутқучилар қобул қилинди.”

Зияритимизни қобул қилған бу хитай хизмәтчи хадим сөзини давамлаштуруп мундақ деди: “9-айда башланған 2017-йиллиқ йеңи оқуш мәвсумида ғулҗидики барлиқ мәктәпләрдә әслидики уйғур оқутқучилар қайта тәртипкә селинди. Хитай тили өткилидин өтәлмигән бир түркүм уйғур оқутқучилар әлвәттә шаллашқа дуч кәлди. Шуңа пүтүн мәмликәт бойичә елан чиқирилип, ичкири өлкиләрдин 3000 сомдин юқири мааш вә бир қисим алаһидә тәминатлар билән хәнзу оқутқучилар қобул қилиниватиду. Әмма хитай тили дәриҗә имтиһан өткилидин өткән вә хитайчә дәрс бериш иқтидариға игә бир қисим миллий оқутқучиларниң иш орни йәнила сақлинип қелинди”, деди.

Һалбуки, уйғур диярида университетларни түгәткәндин кейин йиллар бойи ишқа орунлишалмай, әң төвән мулазимәт орунлирида тирикчилик қилишқа мәҗбур болған уйғур яшлири давамлиқ көпийиватқан бир шараитта, райондики иш пурсәтлириниң хитай көчмәнлиригә берилиши уйғурларниң наразилиқини қозғаватқан йәнә бир муһим амилға айланған.

Илгири радийомиз зияритини қобул қилғинида, қарамайдики ишсиз уйғур яшлири нәччә миңдин ашқан әһвалда нефитликтики иш пурсәтлириниң юқири мааш вә тәминат билән түркүм-түркүм хитай көчмәнлиригә берилгәнликидин шикайәт қилған бир ана, һөкүмәтниң уйғурларға қаратқан тәңсиз сияситигә қарита өз наразилиқини ипадилигән иди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, уйғур диярида университетларни түгитип йиллар бойи ишсиз қеливатқан уйғур яшлири көпәйгән, уйғур деһқанлири қатму-қат қамаллар арисиға елинип сиртларға чиқип ишләш пурситидин мәһрум қалдурулған бир мәзгилдә хитай өлкилиридин юқири мааш вә алаһидә тәминат вәдиси билән хитай көчмәнлиригә берилгән бу имтиязлар йәрликтики наразилиқ кәйпиятиниң күчийишигә сәвәб болидиған йәнә бир муһим амил икән. 

Уйғур дияриға йеңидин хизмәткә қобул қилинғанлардин 7 миң хадим тәклимакан бойиға җайлашқан үч вилайәт, бир областтики маарип системисиға “қош тил” оқутуши бойичә ярдәмгә әвәтилгәнлики мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.