Қазақистанлиқ сиясәтшунаслар: хитайниң милләтләр ара тойлишишини риғбәтләндүрүши уйғурларни ассимилятсийә қилишқа қаритилған
2014.09.03
Йеқинда хитай даирилириниң рәсмий һөҗҗәт сүпитидә елан қилған “миллийлар билән хәнзулар тойлашқан аилиләрни мукапатлаш” тәдбирлири һәқиқәтәнму башқа милләтләр билән бир қатарда уйғурларниңму миллий вә диний әнәнилиригә зит келидиған қанун икәнлики һәмдә аталмиш аз санлиқ милләтләрни ассимилятсийә қилишниң бир йоли икәнлики ашкара болмақта.
Шу мунасивәт билән русийәниң “лента ру ахбарат агентлиқида уйғур бөлгүнчиликини ‛тойлишиш капитали‚ тинчландуриду. Хәнзу әрләр яки хәнзу қизлар билән болған той үчүн пул төлиниду” намлиқ мақалә елан қилинди. Хитай ахбарат васитилиригә таянған һалда бу мақалидә уйғур дияриниң бейҗиң үчүн узундин бери келиватқан баш ағритиши икәнлики, хәнзулар билән йәрлик аһалә оттурисидики алақини мустәһкәмләш үчүн хитайниң милләтләр ара тойлишишларни қоллаш программисини ишләп чиққанлиқи, хусусән, уйғурларниң хәнзулар билән болған тойиниң 10 миң йвән билән рәғбәтләндүрүлидиғанлиқи ейтилған. Буниңдин ташқири йәнә буниң уйғур диярида көп миқдарда пул икәнлики, шундақла мундақ арилаш тойлишишқа һәр йили 50 миң йвән төлинидиғанлиқи, йәниму башқа көплигән имтиязларға игә икәнлики әскәртилгән, -дәп йезилиду мәзкур мақалидә, -һәр қандақ имтиязларға қаримай, қанунниң бу йили авғустниң бешида пәйда болғинидин башлап һазирчә бирму никаһ мәйданға чиқмиған. Гезит хәвиригә қариғанда, һазирқи пәйткичә уйғурлар вә хәнзулар оттурисида 54 адәмниң той. Лекин бу җүпләр һич қандақ бир имтиязларни алмайду. Шуниң билән бир вақитта, нәширниң хәвәр қилишичә, уйғурлар вә хәнзулар оттурисида болған тойлар адәттикидәк аҗришиш билән тамамланмақта
Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистанлиқ сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди бу һәқтә өз қаришини мундақ дәп билдүрди: “бу хитайниң уйғурларни бир милләт сүпитидә йоқ қилиш сияситиниң нөвәттики бир ипадиси. Чүнки хитайлар билән никаһ қилиш дегән сөз мәҗбурий ассимилятсийә қилип, уйғурларни хитайлаштурушни мәқсәт қилиштин башқа нәрсә әмәс. Бу, биринчидин, хәлқара принсип-нормиларғиму қарши, шундақла хитайниң асасий қануниғиму тоғра кәлмәс. Бу уйғурлар, омумән, мусулманларниң қаттиқ қаршилиқиға дуч келиду. Хитай билән болидиған йәнә бир тиркишишниң асаси болуп чиқиду. Әсли хитай һөкүмити бизниң миллитимизгу, омумән мусулманларға зит келидиған мундақ һәр хил усул-тәдбирләрни ойлап тапмай, әң аввал шу пүткүл уйғур земинида чоң сиясий ислаһат елип бериши керәк. Униң түп асасий нишани әң ахирқи нөвәттә шу земин игиси-йәрлик уйғурлар өз тәқдирини өзи әркин һәл қилиши-шуниңға йол қоюши керәк. Шу вақиттила мәсилә һәл болиду.”
Сиясәтшунас ғалим агелеуоф болса, хитайниң мәхсус шундақ бир сиясәт йолида меңиватқанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “мәқсәтлик һалда елип бериливатқан бу сиясәт мәдәнийәтләрниң өзара бағлинишини, хәлқләрни, мәдәний қәдрийәтләрни бир-биригә йеқинлаштурушни әмәс, бәлки адәттикидәк уйғурларни ассимилятсийә қилишни көзләйду. Әслидә мундақ тойлишишларниң мәйданға кәлгини яхши, амма улар аммиви рәвиштә елип берилмаслиқи лазим. Әгәрдә хитай һөкүмити, хәнзулар исламни, уйғур вә түркий қәдрийәтлирини чүшәнгән болса, яхши болатти, лекин әгәрдә дөләт мәқсәтлик һалда ассимилятсийә бойичә шундақ сиясәт йүргүзүватқан болса, у чағда, әлвәттә, бу милләтләрниң бир-биридин йирақлишини кәлтүрүп чиқиду.”
Ғ. Агелеуоф уйғур қизлири хәнзуларға турмушқа чиққан тәқдирдә уларниң өз кимликини, пүтүнләй өзиниң мәдәнийитини, әнәнилирини, динини йоқитиш хәвпигә дучар болидиғанлиқини әскәртиду. У шундақла хитай һөкүмитиниң инсан һәқлирини бузмай, уйғурларниң мәнпәәтлирини көзләйдиған сиясәтни елип бериш лазимлиқини оттуриға қойди.