Түркийә сабиқ министири: “хитай уйғурларға қарита системилиқ ассимилятсийә сиясити елип бармақта”
2018.08.01
Түркийәниң сабиқ иҗтимаий ишлар вә аилә хизмәтлири министири сәма рамазаноғлу ханим, министирлиқ вәзиписи өтәватқан мәзгилдә түркийәниң коня шәһиридики әрбақан университетида өткүзүлгән доклат бериш йиғинида бир университет оқуғучисиниң уйғурлар тоғрисидики соалиға бәргән җаваби иҗтимаий таратқуларда кәң-көләмдә тарқитилмақта. Сабиқ министир соалға бәргән җавабида хитайниң уйғурларға қарита системилиқ һалда кәң-көләмдә ассимилятсийә сиясити йүргүзүватқанлиқини тәкитлигән.
Түркийәдә конядики әрбақан университети чиш дохтурлуқи кәспи оқуғучиси фурқан түркийә иҗтимаий ишлар вә аилә хизмәтлири министири сәма рамазаноғлу ханимдин уйғурлар тоғрисида мундақ соал сориған: “маңа бәкла тәсир қилған бир иш бар, кейинки бир йилдин буян хитай һөкүмити ‘қошмақ туғқан болуш’ нами астида һәр уйғурниң өйигә бирдин хитай орунлаштуруватиду. Сиз бир министир болуш сүпитиңиз билән буниңға қандақ қарайсиз? биз университет оқуғучилири болуш сүпитимиз билән буниңға қарши немиләрни қилишимиз керәк?”
Фурқанниң бу соалиға, министир сәма рамазаноғлу ханим мундақ җаваб бәргән: “сиз сориған соал бәк муһим, һазир хитай уйғур елидә кәң-көләмдә ассимилятсийә сиясити елип бериватиду. Һазир бесим вә зулум чидиғусиз дәриҗигә йәтти. Пиланлиқ туғуттин иқтисадий һәқ вә һоқуқлириғичә һәр саһәдә мусулман уйғурлар бесим астида яшимақта. Мән бу йәрдә шәхсий пикримни оттуриға қоймақчимән. Хитайниң бу сияситини қобул қилғили болмайду. Биз буни дөлитимизниң ташқи сиясити сүпитидә хитай дөлити билән сөзлишишимиз керәк. Бу йәрдә шәхсий исянимни, пәрядимни баян қилмақчимән. Биз шәхсий немә қилалаймиз десиңиз, дуа қилиштин башқа чаримиз йоқ”.
Түркийәниң сабиқ министири сәма рамазаноғлу ханим йәнә дегән: “хитайниң уйғурларға қарита кәң-көләмлик системилиқ ассимилятсийә сиясити бар. Бу мәсилә тоғрисида икки дөләт оттурисида музакирә елип бериш арқилиқ йеңи сиясәт бәлгиләп чиқип һәл қилиш керәк дәп ойлаймән”.
Министирниң баянидин шуни биливалғили болидуки, министир сәма рамазаноғлу ханим хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини вә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини яхши билидикән. Бундақ туруқлуқ түркийә һөкүмитиниң һазирғичә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ билдүрмәсликидики сәвәб немә? йеқин кәлгүсидә түркийә һөкүмитиниң бу һәқтә позитсийә билдүрүш еһтимали барму? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн әнқәрәдики истратегийилик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, күтаһядики думлупинар университети хәлқара мунасивәтләр оқутқучиси доктор бариш адибәлли әпәнди, шәрқий түркистан тәшкилатлар мунбири рәиси һидайәтулла оғузхан әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди, түркийә иҗтимаий ишлар вә аилә министири сәма рамазаноғлу ханимниң конядики әрбақан университетида өткүзүлгән доклат бериш йиғинида уйғурлар тоғрисидики соалға бәргән җавабидин униң уйғур мәсилисини яхши билидиғанлиқини чүшинип йәткили болидиғанлиқини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди түрк хәлқиниң уйғурларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини, түрк һөкүмитиниңму бәзидә уйғурларни рәнҗитип хитайни хурсән қилидиған сиясәт елип бериватқанлиқини баян қилди.
Күтаһядики думлупинар университети хәлқара мунасивәтләр оқутқучиси доктор бариш адибәлли әпәнди түрк рәһбәрлириниң уйғурларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини, әмма дөләт сиясити болуш сүпити уйғур мәсилиси тоғрисида хитайға инкас қайтурмайдиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “түркийәдин көп нәрсә күтмәңлар, түркийәниң ғәрб дөләтлири билән болған мунасивити бузулди. Түркийә һазир иқтисадий җәһәттин хитайға еһтияҗи бар. Шуңа уйғур мәсилисидә хитайға қарши биваситә бир нәрсә дейәлмәйду. Қайси партийә һакимийәт бешида болса болсун хитайға бир нәрсә дейәлмәйду. Чүнки, һазир түркийәниң иқтисадий әһвали яхши әмәс, хитай билән русийәдин ваз кечәлмәйду”.
У, түркийә һөкүмитиниң васитилик йоллар билән уйғурлар тоғрисида бир нәрсә қиливатқанлиқини баян қилип мундақ деди: “түркийә һөкүмити васитилик йоллар билән бәзи гуруһ вә тәшкилатлар арқилиқ хитайға позитсийә билдүрүши мумкин. Мәсилән һөкүмәт билән мунасивити яхши гезит вә телевизийәләр уйғурлар тоғрисида давамлиқ хәвәр елан қиливатиду, әмма һөкүмәт өзи хитайға қарши наразилиқ билдүрмәйватиду”.
Доктор әркин әкрәм әпәнди бүгүнки мурәккәп хәлқаралиқ вәзийәттә түркийә-хитай мунасивитиниң қандақ болидиғанлиқи тоғрисида бирнәрсә дейишниң қейин икәнликини баян қилди.
Сәма рамазаноғлу ханим 2015-йили 5-айдин 2016-йили 5-айғичә иҗтимаий хизмәтләр вә аилә ишлири министирлиқи вәзиписи өтигән.
Уйғур елидики лагер мәсилиси өткән һәптә америка қошма штатлирида муавин президент сәвийәсидә күнтәртипкә кәлгән болсиму, лекин түркийә һөкүмити бу һәқтә техиғичә һечқандақ позитсийә билдүрмиди.