Лагерлардики начар шараитниң өлүм-йетимгә сәвәб болуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.06.18
Osman-Tursun02.png Осман турсунниң паспорти.
RFA/Shohret Hoshur

Германийәдики муһаҗир осман турсунниң хотәндики “йиғивелиш лагери” дин чәтәлгә чиқирилған оғли мәмәттурсундин аңлиғанлириға қариғанда вә қарақаш наһийәлик чинибағ сақчиханиси хадиминиң дәлиллишичә, нөвәттә лагерлардики һаваниң тинчиқлиқи вә озуқлуқ йетишмәслик әһвали “йиғивелиш лагерлири” да тутуп турулуватқанларниң күндин-күнгә зәиплишишигә вә нөвәттә лагерларда өлүм-йетим вәқәлириниң барғансери көпийишигә асаслиқ сәвәб болмақтикән.

Германийәдики муһаҗир осман турсун лагердин қоюп берилгән оғлиниң илгири, йәни лагерға қамилиштин бурун 2016‏-йили истанбулда көрүшкән чеғида 75 килограм еғирлиқта икәнликини, әмма униң лагерға қамилип чиққандин кейин еғирлиқиниң 55 килограмға чүшүп қалғанлиқини баян қилған иди. Бу нөвәт оғлини қучақлиған чағда худди бир дөвә устиханни қучақлиғандәк һес қилғанлиқини баян қилған осман турсун бу әһвалға “йиғивелиш лагерлири” дики тамақ шараитиниң сәвәб болғанлиқини илгири сүрди. Мәзкур лагерларниң шараити һәққидә тохталған қарақаш наһийәсиниң чинибағ сақчиханисидики бир хадим, гәрчә лагерлардики тамақ шараитиниң яхшилиқини тилға алған болсиму, әмма у баян қилған тамақниң түрлири осман турсунниң баянлириниң тоғрилиқини ишарәтлимәктә.

Осман турсун йәнә оғлидин аңлиғанлириға асасән лагерда қейин-қистақ қатарлиқ һәрхил сәвәбләрдин өлүм-йетим ишлириниң йүз берип туридиғанлиқи, сақчиларниң бу хил өлүмләрниң алдини елишқа һечқандақ тиришчанлиқ көрсәтмәйдиғанлиқини баян қилған иди. Қарақаштики сақчи хадими лагерларда сәһийә хадимлириниң барлиқи, кесәл болғанларниң дохтурханиға апирилидиғанлиқи, еғирлириниң болса аилисигә қайтурулидиғанлиқини баян қилди.

Биз алдинқи күнидики программимизда осман турсунниң оғлиниң гумидики лагерда 60 киши билән тар бир ятақта турғанлиқи, қистаңчилиқ сәвәбидин 15 тин нөвәтлишип ухлайдиғанлиқи вә бу әһвалниң қарақаш сақчи хадими тәрипидин дәлилләнгәнликини хәвәр қилған идуқ. Хәвәрни аңлиғандин кейин радийомизға тәсират баян қилған америкидики бир өй-имарәт қурулуши ширкитиниң саһиби абликим рахман әпәнди 70 кишиниң 70 квадрат метирлиқ өйгә солинишиниң қорқунчлуқ бир әһвал икәнликини илгири сүрди.

Буниң бир қейин-қистақ икәнликини әскәрткән абликим рахман әгәр лагерлар мушу пети давам қилса, лагердики сесиқ һава вә тинчиқлиқиниң өзила нурғун җанға замин болидиғанлиқи, йәни начар шараитниң сүний йосундики бир хил қирғинчилиқни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини тәкитлиди.

Алдинқи һәптә қарақаш наһийә базириға қарашлиқ икки кәнттинла өткән йилидин буян 26 кишиниң лагерда җан үзгәнлики ашкариланған болсиму, әмма өлүм сәвәби айдиңлашмиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.