Бренда симис: “мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған мәһсулатлар америкаға кирсә тутуп қалимиз”

Мухбиримиз алим сейитоф
2021.02.05
Бренда симис: “мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған мәһсулатлар америкаға кирсә тутуп қалимиз” Америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң иҗраийә ярдәмчи комиссари бренда симис мухбиримизниң зияритини қобул қилди.
Photo: RFA

Әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң директори алим сейтоф:

Қени әмсә, башлайли, комиссар бренда симис, бүгүн вақит чиқарғанлиқиңиз үчүн көп рәһмәт. Сиз билән көрүшүш хушаллинарлиқ иш.

Америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң иҗраийә ярдәмчи комиссари бренда симис:

Алим, мени тәклип қилғанлиқиңиз үчүн көп рәһмәт. Мәнму бәк хурсән болдум.

Алим сейтоф: биринчи соалим шуки, америка таможна вә чегра қоғдаш идариси йеқинда елан қилған хитайниң қуллар әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатлирини чәкләш буйруқиниң әһмийити немә?

Бренда симис: билгиниңиздәк, биз уйғур районидики сода орунлири вә мәһсулатлирини нишан қилған бир қатар тутуп қелиш буйруқлирини чиқардуқ. Биз у йәрдики шәрт-шараитларға асасән, шинҗаң өлкисидин експорт қилинған мәһсулатларниң ишләпчиқирилиш җәрянида мәҗбурий әмгәк ишлитилгәнликини җәзим қилалаймиз.

Төнүгүнки тутуп қелиш буйруқини елан қилиш, америкадики импорт содигәрлири билән америка чегра еғизидики америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң хадимлириға йәткүзүлгән ениқ учурдур. Мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған пахта мәһсулатлири вә пәмидур мәһсулатлирини истемал базириға киргүзүшниң хәвипи юқири. Бу буйруқ бивастә чәкләш әмәс, әмма сода саһәсидикиләргә уларниң ашу райондин кәлгән малларға қарита мәсулийитини ада қилишни үмид қилимиз. Биз йоқирида дейилгән даиридики америкаға кәлгән малларни тутуп қалимиз вә тәкшүримиз.

Алим сейтоф: уйғур районида ишләпчиқирилған вә америкаға експорт қилинидиған тәхминән тоққуз милярд долларлиқ пахта вә пәмидур мәһсулатлириға чәклимә қоюлди. Шуңа бу наһайити чоң қарар. Ундақта, америка таможна вә чегра қоғдаш идариси қандақ қилип, американиң чегра еғизлирида чәкләшни йолға қоймақчи? чүнки бу уйғур райондин америкаға келидиған ғайәт зор импорт.

Бренда симис: мән уни “чәкләш” дейәлмәймән, чүнки биз техи иҗра қилмидуқ.

Бизниң вәзипимиз дәлил-испат топлаш вә америкаға кәлгән һәр бир мал йөткәш мәшғулати һәққидә қарар чиқириш. Бу бизниң иш биҗириш тәртипимиз. Бизниң уйғур районидики ишләпчиқарғучилар вә мал тарқатқучилар тоғрисида наһайити ишәнчлик пакитлиримиз бар. Биз хитайдики ашу ишләпчиқарғучилар билән америкадики импорт қилғучилар оттурисида алақә орнаттуқ, биз бу конкрет бағлинишни давамлиқ тәкшүримиз.

Ейтқиниңздәк, хитайдин кәлгән пахта мәһсулатлириниң сани интайин көп. Сиз нәқил кәлтүргән тоққуз милярд доллар бизниң мөлчәримиз. Америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң ашундақ зор көләмдики импорт маллар ичидин чәкләш буйруқи чиқирилған малларни айрип чиқиш хизмити һәқиқәтән тәс.

Билгиниңиздәк, уйғур райони хитайдики әң чоң пахта ишләпчиқиридиған район. Хитайда өстүрүлгән пахтиниң 85 пирсәнти әмәлийәттә уйғур районида өстүрүлгән. Әмма хитай йәнә америка вә һиндистанни өз ичигә алған башқа дөләтләрдин пахта кийим вә башқа пахта мәһсулатлириға ишлитилидиған пахтини импорт қилиду. Шуңа америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң биваситә уйғур райониға четишлиқ болған мәһсулатларни айрип чиқиши зор күч тәләп қилиду.

Тоғра, сиз ейтқандәк, бу бир чоң риқабәт, пахта уйғур районидин шәрқий-җәнубий асия вә җәнубий асиядики баңладеш, вейтнам, камбоджа қатарлиқ бир қанчә дөләткә әвәтилиду, андин у йәрләрдә пишшиқлап ишлинип, америкадики асаслиқ маркилар үчүн ишлитилиду. Ralph, Lauren, Calvin Klein Tommy Hilfiger Nike қатарлиқ маркиларниң мәһсулатлири биваситә хитайдин әмәс, бәлки ашу үчинҗи дөләтләрдин әвәтилиду. Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси американиң кириш еғизида бу хил шәкилдә алмаштурулған малларни тәкшүрүп тутуп қалиду.

Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси бир қанчә дөләтләргә тутушидиған тәминләш зәнҗирилирини яхши билиду. Сиз тәсвирлигәндәк, биз тәптиш иқтидаримизни юқири техникилар арқилиқ ашуримиз. Бизниң төт йүзгә йеқин назарәт қилидиған мупәттишимиз бар. Улар америка импорт җәмийити билән йеқиндин һәмкарлишип, тәминләш зәнҗириниң зади қандақ болидиғанлиқи һәққидики материял вә испатларни толуқлайду.

Алим сейтоф: мәҗбури әмгәккә селинватқан ишчилар қәйәрдә ишләйду, уларниң иш һәққи хизмәт шараити қандақ?

Бренда симис: уларниң сетивелиш заказлири арқилиқ бир сода орнидин йәнә бир сода орниға бағлиналмасмизму? униң үстигә иқтисадий тәптиш иқтидариму бизни тәминләш зәнҗиригә қарита йип учи билән тәминләйду. Биз пайдиланмақчи болған йәнә бир усул болса хам әшяниң келип чиқишини җәзимләштүрәләйдиған техника. Әгәр биздә бир баңладешта ясалған дәп йезилған көк рәңлик падичилар иштини биз бу иштанниң рәхтини тәкшүрүш арқилиқ хитайда өстүрүлгән пахтидин ясалған болуши мумкинликини тепип чиқалаймиз. Биз бу хил пахтиниң келиш мәнбәсини дәлилләйдиған техиника арқилиқ американиң кириш еғизиға кәлгән мәһсулатларни тәкшүрәләймиз.

Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси төнүгүндин етибарән уйғур районида ишләнгән барлиқ пахта вә пәмидур мәһсулатлирини тутуп қелиш буйруқини елан қилди. Канада һөкүмити вә әнглийә һөкүмити бир күн бурун охшаш тәдбирләрни чиқарған болсиму, лекин бизниңки уларниңкидин бир аз пәрқлиқ.

Алим сейтоф: иккинчи соалим шуки, уйғурларниң мәҗбурий әмгәк мәсилисини һәл қилишта америка һөкүмити канада, әнгилийә қатарлиқ американиң иттипақдашлири билән бирликтә һәрикәт қиливатамду? мәҗбурий әмгәккә болған тонуш дуняда күнсери күчийиватиду. Бу пәқәт мәтбуатларниңла әмәс, бәлки йәнә әнгилийә вә австиралийә қатарлиқ дөләтләрниң заманиви қуллуқ мәсилсини көтүрүп чиқиши вә нурғунлиған аммиви тәшкилатлар вә һөкүмәтләрниңму тиришчанлиқиниң нәтиҗиси.

Бренда симис: америка мәҗбурий әмгәккә даир қанунлар арқилиқ өзиниң күчлүк позитсийәсини ипадилиди. Наһайити ениқки, бизниң башқа дөләтләр билән һәмкарлишидиған тәрәплимиз бар. Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси сиз тилға алған дөләтләр вә башқа дөләтләрдики таможна хадимлири билән наһайити яхши мунасивәттә. Биз америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң қанунида бәлгиләнгән һоқуқи вә бизниң таможна хадимлиримизниң иқтидаридин пайдилинип, мәҗбурий әмгәктин ибарәт бу мәсилини һәл қилишқа тириштуқ. Биз йәнә аммиви тәшкилатлар, әқил амбири вә башқилар билән хели қоюқ һәмкарлаштуқ. Шундақла сода саһәсидикиләр билән бирликтә һәрикәт қилиш һәққидиму пиланлиримиз бар. Уларға мәҗбурий әмгәк яки мәҗбурий әмгәк ишлитишниң қобул қилғили болмайдиған мәсилә икәнликини уқтурдуқ.

Алим сейтоф: өткән йилиниң бешида австиралийә истратегийилик сиясәт тәтқиқат орни ғайәт зор доклатни елан қилди. Улар алма, найке, калвин клейн вә башқа маркиларни өз ичигә алған уйғур мәҗбури әмгикигә четишлиқ 80 дин артуқ хәлқаралиқ маркиларни ашкарилиди.

Биз найк билән алақилаштуқ, улар йәнила бурунқидәк тиҗаритини давамлаштуруватиду. Уйғур районидин мал киргүзүватқан башқа ширкәтләрму давамлаштуруватқан болуши мумкин. Биз найке вә алма ширкитиниң америка парламентида мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қанун лайиһәсигә қарши туруш паалийити қилғанлиқини билимиз. Ундақта, найке вә башқа ширкәтләргә охшаш “хитайдики һәмкарлашқучилиримиз бизгә ‛мәҗбурий әмгәк‚ йоқ деди, шуңа биз пахта яки башқа мәһсулатларда йәнила хитайни мәнбә қилишни давамлаштуримиз” дегүчиләргә қандақ сөзлириңиз бар?

Бренда симис: бизниң уларға дәйдиғинимиз шуки, сизниң тәминләш зәнҗириңиз ундақ адди әмәс. Биз америкадики импорт содигәрлириниң пәқәтла тәминләш зәнҗириниң биринчи басқучида әмәс, бәлки әң ахириқи ишләпчиқириш басқучиғичә мәсулийәтчанлиқ билән муамилә қилишини үмид қилимиз. Әлвәттә, хам әшя ишләпчиқиришиғичә тәкшүрүш қийинға тохтайду, чүнки бу йәрдә нәччә онмиңлиған тәминлгүчиси болған чоң ширкәтләр бар.

Әмма америка һөкүмитиниң үмиди шуки, америкада сода қилидиған ширкәтләр өзлириниң тәминләш зәнҗирини билиши керәк вә мунасивәтлик қанунларға бойсуниши керәк. Таможна вә чеграда сорилидиған барлиқ қийин суалларға җавап бериши, йәни уларниң маллириниң америка қануниға уйғун бир шәкилдә, йәни мәҗбурий әмгәк ишлитимигәнлики һәққидики һөҗҗәтлири тәйяр болуши керәк.

Алим сейтоф: мениң йәнә бир соалим, төнүгүн америка ана вәтән бихәтәрликини қоғдаш министирлиқиниң министири кен кучинелли уйғурларниң мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған пахта мәһсулатлири вә пәмидур мәһсулатлириға қарита тутуп қелиш буйруқини елан қилғанда, хитай һөкүмитидин лагерларини тақашни алаһидә тәләп қилди.

Америка ана вәтән бихәтәрликини қоғдаш министирлиқи вә америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң бу тутуп қелиш буйруқи вә башқа тәдбирлири америка һөкүмитиниң хитайға бесим ишлитип, уйғурларни солиған җаза лагерлирини тақаш үчүн көрсәткән тиришчанлиқиниң бир қисми дейишкә боламду?

Бренда симис: мениңчә, америка һөкүмитиниң хитайниң уйғур районида йүргүзүвтқан сияситигә тутқан позитсийәси бир қәдәр ениқ болди. Мән әмәлийәттә сиясәт мутәхәссиси әмәс, әмма америка һөкүмитиниң 7-айда төт тармақ тәрипидин елан қилған сиясәт баянати вә сода ситратигийәси наһайити аз көрүлидиған болуп, пәқәт хитай һөкүмитигила әмәс, бәлки хитай карханилириға, болупму америка карханилириға мәҗбурий әмгәкниң вә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан сияситиниң қобул қилиғили болмайдиғанлиқи һәққидә ениқ мәйданини билдүрди.

Алим сейтоф: төнүгүн “билумберг” гезити америка кийим-кечәк вә аяғ кийим-кечәк җәмийитиниң баш иҗраийә әмәлдари вә рәисиниң сөзини нәқил кәлтүрүп мундақ деди: “асасий җәһәттин бу мәсилигә америкала әмәс, бәлки пүтүн дуня бирликтә һәл қилиши керәк. Мениңчә, америка мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған пәмидор, пахта вә башқа мәһсулатларни чәкләш буйруқи чиқарған билән хитай бу мәһсулатларни явропа, африқа, җәнубий америка вә дунядики башқа дөләтләргә давамлиқ икиспорт қилиду. Шуңа американиң бу мәһсулатларниң импорт қилинишиниң алдини елиш үчүн көрсәткән тиришчанлиқи йетәрлик әмәс. Шуңа чоқум дунядики барлиқ дөләтләр явропа вә башқа дөләтләр билән һәмкарлишиши керәк. Сиз буниңға қандақ қарайсиз?

Бренда симис: йеқинқи бирқанчә йилдин буян мәҗбурий әмгәк мәсилисини һәл қилишниң асан әмәсликини билдуқ. У мәбләғ, учур, билим вә очуқ-ашкарилиқни тәләп қилиду. Мениңчә, америка һөкүмити һәр саһәдикиләрни бирләштүрүш үчүн һәқиқәтән яхши хизмәт қилди.

Мән бая тилға алған ташқий ишлар министирлиқи, әмгәк министирлиқи, америка хәзинә ишлири министирлиқи шундақла дөләт бихәтәрлик ишлири идариси қатарлиқ органлар истималчилар вә ртиҗарәтчиләр билән мәҗбурий әмгәкниң хәвипи һәққидә алақә орнитиш үчүн амал-чариләрни тепип чиқти. Мениңчә, бу әң зөрүр. Шуңа биз башқа һәмкарлашқучиларниң иқтидари, тәминлигән учури, сетивелиш күчи, мәблиғини қошсақ, дуняви бирлик болуш сүпитимиз билән техиму тиз илгирилийәләймиз. Һәмдә бу мәсилини әң мувәппәқийәтлик усулда һәл қилалаймиз.

Алим сейтоф: мениң суаллирим мушунчилик. Әгәр сизниң башқа қошумчә қелип қойидиған пикирлириңиз болса, қарши алимиз. Рәһмәт.

Бренда симис: мениңчә, сиз бу мәсилигә диққәт қиливатисиз вә аңлиғучилириңизни бизниң учурлиримиз билән тәминләватисиз. Елан қилинған тутуп қилиш буйруқи наһайити үнүмлүк. Мениң шуни әскәртип қойғум бар, әгәр аңлиғучилириңизда мәҗбурий әмгәкниң мәнбәсигә мунасивәтлик қошумчә учурлар болса, бизни бу учурлар билән тәминлишини қарши алимиз. Бу хизмәтниң наһайити күч тәләп қилидиғанлиқни юқирида ейтип өттүм. Биз дейишиватқан бу мәсилә американиң кириш еғизидин уйғур районидики ишләпчиқарғучиларға четилиду. Биз конкрет сода учурлири вә мушу содиға мунасивәтлик барлиқ инчикә учурларға муһтаҗ. Шуңлашқа мәйли (мәҗбури әмгәккә даир) гуваһлиқ болсун, мәйли (мәҗбури әмгәккә четишлиқ) ширкәт һөҗҗәтлири болсун, мушу түрдики учурлар билән бизни тәминлишини үмид қилимиз. Шуңлашқа аңлиғучилириңизниң учур билән тәминләш арқилиқ америка таможна вә чегра қоғдаш идарисини қоллишиму наһайити муһим.

Алим сейтоф: комиссар бренда симис, зияртимизни қобул қилғанлиқиңиз үчүн көп рәһмәт.

Бренда симис: сизгиму рәһмәт алим.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.