Архип
2016-01-14
Оксфорд университетида чақирилған “инсан һәқ-һоқуқлири вә дипломатийә” мавзулуқ курсқа д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди билән яшлар комитети рәиси ғәюр қурбан қатнашмақта.
2016-01-14
Хитайниң “террорлуққа қарши туруш қануни” ни йолға қоюп, арқидинла уйғур елидә йәнә “диний әсәбийликкә қарши туруш мизани” ни түзмәкчи болғанлиқи диққәтни тартмақта.
2016-01-14
Шиветсийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси петир дәһлинниң хитай даирилири тәрипидин 4-январ күни бейҗиң айродромида тутқун қилинғанлиқ хәвири, хәлқара мәтбуатларда қизиқ нуқтиға айланди.
2016-01-14
10-январ токйо шибуяда өткүзүлгән тәйвән президент сайлимини қоллаш паалийитигә уйғурларму қатнашти.
2016-01-14
Қазақистанлиқ уйғурларниң иҗтимаий, иқтисадий вә мәдәний һаятини тәшвиқ қилишта, болупму аммиви ахбарат васитилириниң атқуруватқан роли чоң.
2016-01-13
Хитай һөкүмити “13-бәш йил” мәзгилидә, уйғур райониниң 2 милйон 610 миң намрат аһалисини намратлиқтин қутулдуруш, 35 наһийиниң намратлиқ қалпиқини чөрүп ташлашни җакарлиди.
2016-01-13
Өткән йили 7 - айда хитай һөкүмити тайландтин 109 нәпәр уйғурни мәҗбурий һалда қайтуруп кәткәндин кейин һазирға қәдәр уларниң тәқдири һәққидә һечқандақ учур бәрмиди.
2016-01-13
“5 - июл үрүмчи вәқәси” дин кейин бәзи түрк ахбарат васитилири изчил һалда уйғур мәсилисигә орун беришкә башлиди.
2016-01-13
Қазақистандики тәнһәрикәтниң муштлишиш түрлиридин бокс, карате, кик - боксиң, вушу - санда, тай бокси, муай - тай вә башқилар бойичә җумһурийәт вә хәлқара дәриҗидә тонулған уйғур чемпийонлири көпләп санилиду.
2016-01-12
“ шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийиси” ниң капитани, атақлиқ язғучи, шаир вә драматорг мәсүмҗан зулпиқарофниң 90 йиллиқи мунасивити билән алматада униң әсәрлири “ мир” нәшрият өйи тәрипидин он том болуп нәшр қилинди.
2016-01-12
Ваксина әмләш арқилиқ дуняда аллиқачан контрол қилинған қизил юқуминиң нөвәттә уйғур елидики бир қисим районларға тарқалғанлиқи диққәт қозғимақта.
2016-01-12
12-январ күни әтигән түркийә вақти он йерим әтрапида истанбулниң тарихий саяһәт мәркәзлиридин бири болған султанәһмәт мәйданида йүз бәргән партлитиш вәқәсидә 11 киши өлди, 15 киши яридар болди.
2016-01-12
9-январдин 11-январғичә токйода зиярәттә болған тибәт сүргүндики һөкүмитиниң рәһбири лобсаң сангай уйғур, моңғул тәшкилатлириниң мәсуллири билән учрашқан.
2016-01-12
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмиси 2015-йиллиқ паалийәтлирини хуласиләп, 2016-йили елип бармақчи болған хизмәт пиланлирини оттуриға қойди вә идарә һәйәт әзалириниң мәсул хизмәтлирини бекитти.
2016-01-11
Бай көмүркан һуҗумчилирини чарлаш давамида мәмәт тохтинияздин башқа йәнә бай наһийилик алаһидә сақчи әтритиниң муавин башлиқи шяв кейүн қатарлиқ 3 сақчиниңму өлгәнлики ашкариланди.