Архип
2008-12-30
Қирғизистан уйғур иттипақи қирғизистанда паалийитини тохтатмай изчил давамлаштуруп келиватқан чәтәлдики уйғур аммиви тәшкилатлириниң биридур.
2008-12-30
Германийә ташқи ишлар министирлики алдинқи һәптә германийә һөкүмитиниң гуантанамодики бир қисим тутқунларни қобул қилишни ойлишиватқанлиқини елан қилғандин кейин, германийә мәтбуатлирида гуантанамодики уйғур тутқунлири мәсилиси йәнә бир қетим муһим темиларниң биригә айланди.
2008-12-30
Йеқинқи заман уйғур маарипиниң асасчилиридин бири болған, ислаһатчи алим абдуқадир дамоллам көпчилик алим - өлималар тәрипидин бүйүк алим дәп бирдәк етирап қилинип, нам - шәрипи даим һөрмәт билән тилға елиниду.
2008-12-30
2008 - Йили ахирлишип 2009 - йили келәй дәп қалған бүгүнки күндә пүтүн шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири 2008 - йили елип барған паалийәтлирини хуласә қилип, 2009 - йили елип бармақчи болған паалийәтлириниң пиланини түзмәктә.
2008-12-30
Хитай һөкүмити башқурушидики уйғурчә хәвәр тор бәтлиридин ашкарилинишичә, уйғур елиниң барлиқ җайлири, барлиқ саһәлиридә,һөкүмәтниң өткән пәсилдә башлиған миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш сиясий һәрикити йәниму юқири бесим билән давам қиливатқан болуп, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райониға қойған рәиси нур бәкриниң йолйоруқи билән даириләр нөвәттә болупму маарип саһәсидә, үч хил күчләрниң маарип саһәсигә сиңип киришиниң алдини елишта чиң туруп,оқутқучи, оқуғучиларни " төт җәһәттин ойлишип, икки җәһәттә өз - өзини тәкшүрүш" кә қистимақта икән.
2008-12-30
Уйғур ели иқтисади хәвәрлиригә қариғанда, 29 - декабир күни, хитай һөкүмитиниң пиланидики ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба қурулушиниң иккинчи линийисиниң ғәрбтики йәни уйғур ели чегрисидики қисми тамамланған.
2008-12-30
Хитайда меламин қошулған сүт парашоклирини ишләпчиқирип хитайда алтә бовақниң өлүшини, йәнә үч йүз миңдин артуқ бовақниң охшимиған дәриҗидә зәхмилинишини кәлтүрүп чиқарған вәқәгә четишлиқ сәнлу маркилиқ сүт парашоки гуруһини өз ичигә алған 22 кархана - завутниң, зәһәрләнгән бовақларға дәсләпки қәдәмдә бир милярд бир йүз милйон йүән төләм төлиши бекитилгән.
2008-12-30
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә көрситишичә, хитай дөләтлик әрзийәт идариси 2009 - йили 1 - январдин башлап әрзийәтчиләрниң илхәт арқилиқ йоллиған әрзини қобул қилишқа башлайдиғанлиқини елан қилған.
2008-12-30
Беританийә ахбаратиниң сәйшәнбә исраилийә баш министири иһод олмартниң сөзини нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, исраилийиниң газа райониға қаратқан бомбардимани башланғиниға төт күн болған болсиму, иһуд олмарт " бу техи исраилийиниң газа районидики пәләстин әскәрлиригә қаратқан узақ муддәтлик һуҗум пиланимизниң биринчи қәдими" дегән.
2008-12-29
Уйғур хәлқиниң 11 - әсирдә яшиған тилшунас мутәпәккури мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқини хатириләш паалийити алимниң юрти қәшқәрдә өткүзүлгән.
2008-12-29
Хитай демократчилири мушу айниң бешида, 2008 низамнамисини елан қилип, хитайда сиясий түзүлмә ислаһатини тәләп қилғандин кейин, хитай ичи - сиртида бу һәқтә көплигән талаш - тартишлар келип чиқти.
2008-12-29
Австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси, узун мәзгил ғулҗа шәһиридә оқутқучилиқ қилип, кейин австралийигә йәрләшкән зиялий һүсән әпәнди йеқинқи йиллардин буян уйғур ели вә чәтәлләрдә нәшир қилинған бир қисим тарихий китабларни оқуғанлиқи шуниңдәк йәнә бир қисим чәтәлликләр вә уйғур әрбаблириниң өткән әсирдә болуп өткән сиясий һәрикәтлириниң йәни икки қетим қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң мәйданға келишидики сәвәблирини ноқул һалда пәқәт миллий зулумға бағлишиниң тоғра әмәсликини оттуриға қойди.
2008-12-29
Канаданиң торонто шәһиригә орунлашқан хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл бөлидиған кишилик һоқуқ бирләшмиси алдинқи һәптидә, мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзүп, һәмдә канада баш министири степһен һарпер, ташқи ишлар министири лаврәнке каннон вә һәр қайси өктичи партийиләрниң рәһбәрлиригә мәктуп йоллап, улардин, кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа "2008 низамнамиси" ни қәләмгә алғанлиқи үчүн тутқун қилинған, охшимиған сияси көз қараштики язғучи лю шавбони қоюветишкә вә хитай пуқралириниң "2008 низамнамиси"ни әркин муназирә қилиши вә имзалишиға йол қоюшқа хитай һөкүмитигә бесим ишлитишни тәләп қилған иди.
2008-12-29
Түркийиниң "йеңи шәпәқ" гезитиниң 12 - айниң 20 - күнидики санида, "һәқсиз хитай саяһити" мавзулуқ хәвәр елан қилинди. Хәвәрдә нобел мукапати комитети әзалиридин бәзи кишиләрниң хитайға тәклип қилинғанлиқи вә бу кишиләрниң пүтүн чиқимлириниң хитай һөкүмити тәрипидин берилгәнлики илгири сүрүлгән.
2008-12-29
Һиҗрийә йилнамиси ислам йилнамиси дәпму атилиду. У әслидә әрәбләрниң йил, ай вә күнләрни айниң һәрикити бойичә һесаблайдиған қәмәрийә йилнамиси асасида барлиққа келип, һиҗрәт ( муһәммәд әләйһиссаламниң мәдинигә көчкән) йилини баш йил қилған бир хил йилнамә болуп, ислам дини арқилиқ дуня мусулманлири арисида омумлашқан бир хил йилнамидур.