Архип
2008-11-01
1 - Ноябир күни "җәнубий җоңгу сәһәрлик почтиси" гезитидә елан қилинған бир мақалидә, хәлқара җамаәт дуня кишилик һоқуқ баяннамиси елан қилинғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләватқан бир мәзгилдә хитайда тән - җазасиниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқи баян қилинған.
2008-11-01
Хитайда бовақлар сүт парашокида байқалған зәһәрлик химийилик мадда меламинниң хитайда ясалған сүт мәһсулатлиридиму оттуриға чиқиши шуниңдәк йеқинда тоху тухумлиридиму байқалғанлиқи хәлқарада хитайдин импорт қилинған йемәкликләр үстидә мәвҗут гуманни техиму күчәйтивәткән.
2008-11-01
Тәйвән демократийә вә илғарлиқ партиси вә тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллайдиған тәшкилат вә гуруппилар, келәр һәптә тәйвәнни зиярәт қилишқа башлайдиған хитайниң "икки тәрәп" мунасивәтлири җәмийитиниң рәиси чән юнлин риясәтчилигидики хитай вәкилләр өмикиниң тәйвәнни зиярәт қилишиға қарши туруш үчүн кәң көләмлик наразилиқ намайишлири тәшкилләшкә тәйярланмақта.
2008-11-01
Афғанистан һөкүмәт даирилириниң билдүрүшичә, җүмә күни афғанистанниң җәнубий вә шәрқий районлирида афған миллий армийиси вә афғанистандики иттипақдаш армийә қисимлири тәрипидин елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә 20 дин артуқ милитант вә икки афған әскири өлгән.
2008-10-31
Йеқинқи йиллардин буян уйғур мәдәнийитигә, тарихиға уйғурларниң миллий кимликигә вәкиллик қилидиған бәзи намларниң марка қилип қоллинилиши ихтилаплар пәйда қилип кәлмәктә.
2008-10-31
Һелиму хитай түрмисидә азап чекиватқан яш қәләмкәш нурмуһәммәт ясинниң "ява кәптәр" намлиқ бәдиий әсири бу йил 9 - айда германийидә нәширдин чиққан болуп, түрк зиялийси мәмәт айдәмир әпәндиниң әмгики билән төт хил тилда һазирланған бу әсәр германларниң сөйүп оқушиға муйәссәр болған.
2008-10-31
Түнүгүн, 30 - өктәбир күни, вәтән ичидики бир радио аңлиғучимиз, радиомизға телефон қилип, уйғур райониниң сиясий вә иҗтимаий вәзийитигә алақидар бир қисим мәсилиләрни инкас қилди.
2008-10-31
Америка президент сайлиминиң ахирқи беләт ташлаш күни 11 - айниң 4 - күни. Бу күнгә йәнә төт күн қалди. Һазирға қәдәр демократлар партийисиниң президент кандидати барак обама еришкән аваз сани җумһурийәтчиләр партийисиниң президент намзати җоһн маккейндин 6 точка юқири.
2008-10-31
Алдинқи күни хитайда ишләпчиқирилған тухумларда меламин маддиси байқалғанлиқи паш болғандин кейин, әмди меламин вәқәси хитайниң бақмичилиқ игиликигә кеңәйди.
2008-10-31
Америка ташқи ишлар министирлики хитай әмәлдарлири билән тибәт роһаний даһийси далай ламаниң вәкиллири җүмә күни бейҗиңда сөһбәт башлаштин бурун баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин тибәт сияситини көздин кәчүрүшни, һазирқи сиясәтниң тибәт вәзийитини җиддийләштүрүвәткәнликини билдүрди.
2008-10-31
"Бүгүнки америка" гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири олимпик йиғинидин бурун олимпик мусабиқисида намайиш қилиш яки аваригәрчилик туғдуруш еһтимали болған америка тәнтәрбийичилириниң тизимликини турғузған болуп, америка тәнтәрбийә өмикидики 9 нәпәр тәнтәрбийичи вә бир ярдәмчи тренирни тизимликкә киргүзгән.
2008-10-31
Хитайниң судандики әлчиханисиниң җүмә күни елан қилишичә, судан даирилири партизанлар тәрипидин икки һәптә бурун гөрүгә тутулған судандики хитай нефит ишчилиридин йәнә бирни "һаят" қутқузивалған.
2008-10-30
Хитай даирилири йеқинқи үч йилдин буян уйғур елидә йүргүзүватқан уйғур ели йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуруш сияситини күчәйтип елип бериватиду.
2008-10-30
Уйғурларниң өзиниң уруғ - туғқанлири билән болған телефон алақиси хитай һөкүмити тәрипидин чәклиниватқанлиқи һәққидә һазир шветсийидә туруватқан һаҗи абдуришит керими хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрди.