Архип
2008-10-27
Түркийә авази радиоси 10 - айниң 26 - күни түркийә вақти билән әтигән саәт 3 тә, йәни үрүмчи вақти әтигән саәт 6 да уйғурчә аңлитишни рәсми башлиди.
2008-10-27
Тибәтләрниң роһани даһиси далай лама тибәткә мәдәнийәт вә диний әркинлик асасидики алий аптономийә тәләп қилидиған оттура йолни тәшәббус қилғандин бери, хитай һөкүмити тибәтләр билән көп қетим сөһбәт елип барған болсиму, лекин бу сөһбәтләрдин һечқандақ иҗабий нәтиҗә чиқмиди.
2008-10-27
Доктор әркин әкрәм түркийидики һаҗитәпә университетиниң оқутқучиси; у хәлқара еқим мәсилилирини; хитай вә уйғур райониниң сиясий вә иҗтимаий вәзийитини изчил көзитип келиватқан бир тәтқиқатчи.
2008-10-27
Хитай коммунст партийиси үчинчи омумий йиғин ечилиштин бурун 'бу йиғинда деһқанларниң йәрләрни өтүнүш һоқуқи нуқтилиқ музакирә қилиниду' дәп елан қилған иди. Йиғин ахирлашқанда, 'үчинчи омумйиғинниң қарарини 'йезиларни тәрәққи қилдуруш қарари' дәпла атиди, әмма бу йиғинда деһқанларниң йәр һоқуқи һәққидә елинған қарарниң тәпсилий мәзмунлирини хәлқтин йошурди.
2008-10-27
Өткән әсирниң 30 - йиллирида пүтүн уйғур диярида йүз бәргән миллий азадлиқ һәрикәтлири һәққидә түрлүк әслимиләр уйғур елиниң ичи вә сиртида мәлум санда елан қилинди.
2008-10-27
2008 - Йили 23 - өктәбирдин 26 - өктәбир йәкшәнбә күнигичә түркийә мустәқил карханичилар вә кәспий тиҗарәтчиләр җәмийитиниң уюштуруши билән истанбул дуня тиҗарәт мәркизидә 12 - нөвәтлик хәлқара тиҗарәт йәрмәнкиси ечилди.
2008-10-27
Хитайдики тоху тухумлиридиму зәһәрлик химийилик мадда меламин байқалған болуп, франсийә агентлиқиниң көрситишичә, йәрлик әмәлдарлар бу иштин бу йил сентәбирдила хәвәр тапқан икән.
2008-10-27
Әл җәзирә телевизийисиниң хәвәр қилишичә, гөрүгә алғучилар йеқинда суданда гөрүгә еливалған 9 нәпәр хитай нефит ишчисиниң 5 нәпирини өлтүрүвәткән.
2008-10-27
Пәйшәнбә күн хитайниң җяңши өлкиси тоңгу наһийисидә деһқанлар билән яғач материяллири ширкити оттурисида йүз бәргән тоқунушта вәһший васитиләрни ишлитип қаршилиқ көрсәткән 8 нәпәр аманлиқ сақлиғучи қолға елинған болуп, франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур аманлиқ сақлиғучилар деһқанларға пичақ билән зораванлиқ қилған.
2008-10-27
26 - Өктәбир, түркийә дөләтлик радиоси уйғур тилида аңлитиш беришни башлиған болуп, шуниң билән чәтәлләрдә бивастә уйғур тилида аңлитиш беридиған радио истансилиридин йәнә бири көпәйди.
2008-10-27
Тәйвән президенти ма йиңҗу "дәһшәтлик боран" 2E типлиқ башқурулидиған бомбидин йәнә 300 данә ясаш буйруқи чүшүргән болуп, тәйвәндин чиқидиған "тәйбей вақит гезити"дә нәқил елип көрситилишичә, нам шәрипини ашкарилашни халимиған бир һәрбий әмәлдар юқириқиларни билдүргән.
2008-10-26
6 - Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк тили қурултийи 10 - айниң 20 - күни түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһридә башлинип 25 - күни ахирлашти. Җәми 6 күн давам қилған бу қурултайға 34 дөләт вә райондин кәлгән 478 мутәхәссис қатнашти.
2008-10-26
Өткән йили 10 - айда қирғизистанниң ош шәһиридә намәлум адәмләр тәрипидин етип өлтүрүлгән өзбек журналисти, америка авази қатарлиқ ғәрб мәтбуатлириға учур йоллап турғучи әлишир сайиповниң өлүмигә бир йил тошқан болсиму, лекин һазирғичә қатилниң техи ениқланмиғанлиқи, ғәрбтики инсан һоқуқи вә ахбаратчилар җәмийәтлириниң наразилиқини қозғиған, сайиповниң өлүминиң бир йиллиқи мунасивити билән чегрисиз мухбирлар тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати қирғизистан һөкүмитини бу делоға җиддий қарап, уни ениқлашқа чақирған.
2008-10-26
Тибәтниң роһаний даһиси далай лама ағриқтин яхши болуп, йеңи деһлида оператсийидин сақ - саламәт чиққандин кейин, мәтбуатларға тибәтләрниң тәқдири һәққидики йеңи мәйданини оттуриға қойди.
2008-10-26
Уйғур аптоном районлуқ яшлар бирләшмиси қатарлиқ орунларниң игидарчилиқидики "шинҗаңдики 10 мәшһур яш" ни баһалаш паалийити изчил давамлашмақта һәмдә 24 - өктәбир күни, ахири әң мәшһур 10 нәпәр яш бекитилип, уларниң тизимлики елан қилинған.