Архип
2008-10-26
Түркийә җумһурийитигә тәвә ата түрк тил, тарих вә мәдәнийәт җәмийити игидарчилиқ қилған 6 - нөвәтлик хәлқаралиқ түрк тили қурултийи 10 - айниң 25 - күни түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһридә йепилди.
2008-10-24
Қәшқәр йеңишәр наһийиси хитай һөкүмити тәрипидин шәндуңлуқ хитай кадирларни нуқтилиқ чениқтуруш орни қилип бекитилгән 10 йилдин буян, шәндуңлуқ хитай кадирлар, икки йилда бир алмишип бу наһийиниң наһийилик һәм йезилиқ партийә, һөкүмәт орунлирида һоқоқ тутуп кәлмәктә.
2008-10-24
Америкида президент сайлими бу йил 2 - айдила башланған иди. 8 - Айда, демократлар партийиси билән җумһурийәтчиләр партийисидин ибарәт бу икки партийә қурултайлирини ечип, сайлам риқабитигә қатнашқанлар ичидин бирдин президент вә муавин президент намзатини таллап чиқти. Шуниңдин кейин иккинчи басқучлуқ сайлам башланди. Әмди қайси кандидатниң ғәлибә қилғанлиқи төтинчи ноябир күни мәлум болиду.
2008-10-24
Лондонда чиқидиған " оттура шәрқ" гезитиниң 2008 - йили 24 - өктәбир җүмә күнидики санида, мустафа сериниң қәлими билән " елип қечилған хитайларни қоюп беришниң шәрти хитай шерикәтлирииң райондин чиқип кетишидур" дегән темида бир мақала елан қилған.
2008-10-24
Охшаш болмиған милләт вә охшаш болмиған өрүп - адәтләрни бир йәргә җәм қилип өз ара чүшәнчә һасил қилиш мәқситидә бир қанчә күндин бери истанбул - зәйтунбурну районлуқ һөкүмити тәрипидин " нөвәттики вәзийәттә бүгүн" намлиқ программа уюштурулған болуп, бу программиға һәр күни истанбулниң зәйтунбурну районида яшайдиған хәлқтин һәр қайси милләт вә җәмийәтләрни қатнаштурулуп уларниң милли өрүп - адәтлирини тонуштуруп кәлмәктә.
2008-10-24
Уйғур илидики тор бекәтлириниң җүмә күни хәвәр қилишичә, уйғур елиниң мәркизи үрүмчидин қәшқәргә зиярәткә барған путбол мәстанилар оюшмиси "һурра " кулубиниң көк рәңлик майкисини кийгән бир кулуб әзаси, қәшқәрдә майкисиниң рәңги түпәйли сақчилар тәрипидин сораққа тартилған.
2008-10-24
Явропа рәһбәрлири вә явропа иттипақиниң бу нөвәтлик рәис дөлити франсийә президенти саркозий җүмә күни бейҗиңда башланған асия - явропа башлиқлар йиғинида сөз қилип, кишилик һоқуқниң бәзи дөләтләргә хас, йәнә бәзи дөләтләр хали нәрсә әмәслики, униң пүтүн инсанийәткә ортақ нәрсә икәнликини әскәртти.
2008-10-24
Норвегийиниң муавин ташқи ишлар министири раймонд җохансен йетәкчиликидики зор көләмлик бир норвегийә кишилик һоқуқ өмики келәр һәптә хитайни зиярәт қилип, бейҗиң һөкүмити билән кишилик һоқуқ мәсилилиридә сөһбәт елип бариду.
2008-10-24
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң һөҗҗәтлиридин мәлум болушичә, америка хитай, русийә, венизуела қатарлиқ дөләтләрниң бәзи ширкәтлиригә иран, шималий корийә, сүрийә қатарлиқ дөләтләргә қорал - ярақ сатқанлиқи яки назук техника експорт қилғанлиқи түпәйли имбарго қойған.
2008-10-24
Хитай һөкүмити йеқинда "террорчилар" тизимлики елан қилип, 8 нәпәр уйғурни террорчилиқ билән әйиблигән вә мунасивәтлик дөләтләрниң уларни тутушқа һәмкарлишишни тәләп қилғандин кейин, җүмә күни түркистан ислам партийиси намидин баянат елан қилған "қомандан сәйфуллаһ" исимлик баянатчи, хитай даирилириниң тизимликтики кишиләргә даир баянлирини рәт қилди вә тизимликтики 8 кишиниң бәшиниң мәзкур тәшкилат билән алақиси йоқлуқини билдүрди.
2008-10-23
Явропа иттипақи пәйшәнбә күни хитай даирилириниң агаһландурушиға қаримай, мәзкур иттипақниң алий кишилик һоқуқи мукапати - сахаров мукапатини хитай әйдизләр һоқуқи паалийәтчиси ху җяға бәрди.
2008-10-23
20 - Өктәбир дүшәнбә күни америка әрзийәт соти, америка һөкүмитиниң уйғур тутқунларни қоюп беришкә қарши сунған әрзини қобул қилғандин кийин, 24 - ноябир йәнә һөкүмәт тәрәп вакаләтчилири билән уйғур тутқунларниң вакаләтчилири арисида ағзаки муназирә елип беришни орунлаштурған иди.
2008-10-23
Хитай алдинқи күни иккинчи түркүмдики террорчилар тизимликини елан қилди. Бу қетимқи тизимлик, хитайниң олимпиктин кейин уйғур районида аталмиш 3 хил күчләргә қарши қайта долқун қозғиған вә америка гүәнтанамо түрмисидики уйғурларни америкиға қоюветиш мәсилисини җиддий ойлишиватқан пәйткә тоғра кәлди.
2008-10-23
Хитайниң хәлқ қурултейи бүгүндин башлап йемәк бихәтәрлики тоғрисида оттуриға қоюлған тәклип қанун лайиһилирини көздин кәчүрүватиду. Хитайниң һазир йемәклик бихәтәрлики тоғрисида қанун түзүш үчүн қәдәм басқанлиқи бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң һәр қайси дөләтләргә аммивий бихәтәрлик һәққидә оттуриға қойған җиддий тәклипигә асасән болуватиду.