Архип
2008-10-22
Юқири дәриҗилик хитай дипломатлириниң чаршәнбә күни ашкарилишичә, хитай баш министири вен җябав 27 - өктәбирдин 31 - өктәбиргә қәдәр русийә билән қазақистанни зиярәт қилидиған болуп, зиярәт мәзмуни асаслиқи йәр шари пул - муамилә кризиси вә ениргийә бихәтәрликини мәркәз қилған һалда елип берилидикән.
2008-10-22
Мәркизи америкиниң вашингтон шәһиридики америка уйғур җәмийити чаршәнбә күни хитай җ х министирлиқиниң 8 нәпәр уйғурни шәрқий түркистан "террорчилар" тизимликигә киргүзгәнлики мунасивити билән ахбарат елан қилип, хитай даирилириниң йеңи "террорчилар" тизимликидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини, хитайниң тизимлик елан қилиштики мәқситидин гуманлинидиғанлиқини билдүрди.
2008-10-21
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи бүгүн, иккинчи түркүмдә террорчи дәп бекиткән шәрқи түркистан күчлириниң тизимликини елан қилди.
2008-10-21
20 - Өктәбир дүшәнбә күни кәчқурун, америка әрзийәт соти гуәнтанамо уйғур тутқунлирини қоюп бериш қарари үстидин америка һөкүмити өз мәһкимисигә сунған әрзини қобул қилип, уйғур тутқунлириниң дәрһал қоюп берилишини вақтинчә тохтитип қойди.
2008-10-21
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим сәйшәнбә күни, америкиниң North Caroline шитатидики Davidson College университетиниң мәхсус тәклипигә бинаән, мәзкүр университеттики оқутқучи вә оқуғучиларға уйғурлар вә уларниң һазирқи вәзийити һәққидә доклат бәрди.
2008-10-21
Америкиниң президент сайлимида қайси кандидатниң ғәлибә қилидиған 11 - айниң 4 - күни мәлум болиду. Шу күндә чиқидиған хуласә пүтүнләй дөләт пуқралири ташлиған беләт саниға бағлиқ. Буниңға йәнә икки һәптә қалди.
2008-10-21
6 - Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк тили қурултийи 10 - айниң 20 - күни түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһиридә рәсмий башланди. Қурултайниң ечилиш мурасимиға түркийә җумһурийәт рәиси абдуллаһ гүл, баш министир рәҗәп тайип әрдоған, дөләт министири мәмәт айдин қатарлиқлар қатнашти.
2008-10-21
Оттура асия әллиридә , хитайниң уйғур илидики сияситигә қарши чиққанлиқи түпәйли қолға елиниш хәвпигә дуч кәлгән вә шу түпәйли юртини тәрк етишкә мәҗбур болған уйғур мусапирлириниң сани күнсери көпәймәктә.
2008-10-21
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 21 - өктәбир бейҗиң вақти саәт 10да мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, иккинчи түркүмдә бекиткән шәрқи түркистан террорчилар тизимликини рәсмий елан қилди.
2008-10-21
Уйғур аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң дүшәнбә күни чүштин кейин елан қилған статистикисидин мәлум болушичә, пүтүн уйғур елидә һазирға қәдәр 91 миң 694 бовақниң хитайда ишләнгән зәһәрлик бовақлар сүт парашоклири билән озуқлиниватқан икән.
2008-10-21
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим сәйшәнбә күни North Caroline шималий королайна шитатидики Davidson College университетиға йетип кәлди.
2008-10-21
20 - Өктәбир дүшәнбә күни кәчқурун, америка әрзийәт соти америка һөкүмитиниң гуәнтанамо түрмисидики 17 нәпәр уйғур тутқунларни америка туприқиға қоюп бериш қарари үстидин өз мәһкимисигә сунған әрзини қобул қилип, уйғур тутқунлириниң дәрһал қоюп берилишини вақтинчә тохтитип қойди.
2008-10-20
Японийиниң җәнубидики кагошима хәлқара университетида оқуп, докторлуқ унваниға еришкән қутлуқ қадир 16 - өктәбир күни мәзкур университетта " мәһмуд қәшқәри вә тунҗи уйғур дуня хәритиси" мавзулуқ илмий доклат бериш паалийити өткүзди.
2008-10-20
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң 60 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән 10 - айниң 19 - күни америка калифорнийә штатиниң сенйего шәһиридә 12 дөләттин кәлгән 700 дин артуқ кишилик һоқуқ җәңчилири бир чоң паалийәт өткүзди.
2008-10-20
Уйғур районлуқ партком секритари ваң лечүән үч хил күчләргә қарши һәрикәтни һаят - маматлиқ күрәш дәп атиғандин кейин, рәис нур бәкри исламий саһәни үч хил күчләргә қарши һәрикәтниң алдинқи сепи дәп көрсәткән вә уйғур районида диний саһәгә қарита бир қатар чәклимиләрни йолға қойған иди.