Архип
2008-11-30
Хитай һөкүмити уйғур елини пүтүн мәмликәт бойичә хәлқаралиқ тошуш линийилири әң көп вә әң узун җайға айландурған болуп, нөвәттә, 105 хәлқаралиқ тошуш линийиси уйғур ели билән чәт әлләрни һәм башқа җайларни сода җәһәттин бағлап турмақта. Хитай һөкүмити уйғур елиң әтрапидики 8 дөләткә 29 еғиз ечип експорт - импорт паалийити елип бармақта.
2008-11-30
Русийидә уйғурларниң сани бәк аз, әмма улар ичидин чиққан адәмләр бәк саз болса керәк, йеқинда мустәқил дөләтләр һәмдостлуқида тарқитилидиған "уйғур хәлқи" дәп аталған тор бетидә елан қилинған бир парчә мақалида йезилишичә, руслар тәрипидин маха шермәт яки михаил шермәт дәп аталған бир уйғур бокс чемпийони русийидики тунҗи кикбокс кулубини қуруп, йеңи бир әвлад дуня чемпийонлирини тәрбийиләп йетилдүргән.
2008-11-30
Мумбайдики һуҗумларда өлгәнләрниң саниниң 195, яридар болғанларниң 300 нәпәргә йәткәнлики хәвәр қилинди.
2008-11-30
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити бейҗиңлиқ атақлиқ қанун һимайичиси, адвокат лихепиңниң явропаға берип, униңға берилгән " явропа адвокатларниң кишилик һоқуқ мукапати"ни тапшуривелишиға тосқунлуқ қилған.
2008-11-30
Москва ечилған пүтүн русийә компартийисиниң 13 - қурултийида коммунистлар қандақ қилғанда русийини иқтисадий мәсилиләрдин қутулдуруш һәққидә музакириләр елип барди.
2008-11-28
Түркийә заман гезитиниң 27 - ноябир күнидики хәвиригә қариғанда, хитайниң сияси мәслиһәт кеңишиниң башлиқи җя чиңлин вә униң билән биргә кәлгән хитай вәкиллири рәсмий дөләт зиярити үчүн түркийиниң пайтәхти әнқәрәгә йетип кәлгән.
2008-11-28
Мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи мунасивити билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән - маарип комитети 2008 - йилини мәһмут қәшқирини хатириләш йили дәп елан қилған иди.
2008-11-28
Турмуш толиму мурәккәп, хилму - хил миҗәз, рәңму - рәң характердики адәмләр муҗәссәмләнгән бу дуняда, кишиләрниң қәлбини чүшәнмәк толиму қийин.
2008-11-28
Хитай мәркизи һәрбий ишлар комитети йеқинда қарар мақуллап, хитай хәлқ қораллиқ сақчи қисимлири шинҗаң баш әтритиниң штатини муавин корпуслуқтин толуқ корпуслуққа өстүргән.
2008-11-28
Полшаниң 1980 - йиллардики иттипақ ишчилар уюшмиси рәһбири, сабиқ полша президенти лих валеса, җүмә күни хитайниң тибәт роһани даһийси далай лама сәвәбидин явропа иттипақи билән өткүзидиған юқири дәриҗиликләр сөһбитини кечиктүргәнликини әйибләп, " дуня хитайниң башқиларға дост таллап беришигә йол қоймайду " дәп көрсәтти.
2008-11-28
Һиндистанниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари җүмә күни, һиндистанниң мумбай шәһиридә алдинқи күни башланған бир қатар зәнҗирсиман террорлуқ һуҗумлирида 8 нәпәр чәтәлликниң өлгәнликини, яриланған чәтәлликләрниң 22 гә йетидиғанлиқини билдүргән.
2008-11-28
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитай рәһбәрлири компартийә мәркизи комитет сияси бюросиниң йеқинда чақирилған йиғинида принсип характерлиқ һөҗҗәт мақуллап, қанун ислаһати елип беришни, лекин ғәрб истилидики димукратийә йолиға меңиш нийити йоқлиқини тәкитлигән.
2008-11-28
Хитай җүмә күни тәйвәнгә ахбарат йоллаш билән әйибләп өлүм җазасиға һөкүм қилған тиббий пәнләр мутәхәссиси ву вейхәнниң өлүм җазасини иҗра қилғандин кейин, ху вейхәнниң аилә тавабати вә америка һөкүмити хитай даирилириниң бу һәрикитини әйиблиди.
2008-11-27
Һиндистанниң бомбай шәһири чаршәнбә күни кәчтә бир гуруп һуҗумчиларниң еғир зәрбисигә учриди. Хәвәрләрдә көрситилишичә, әрәп деңизидин қолвақлар арқилиқ кәлгән 10 - 12 кишилик бир гуруп бомбайниң катта меһманхана, ашхана қатарлиқ сода мәркәзлиригә вә пойиз истансисиға һуҗум қилған.
2008-11-27
Франсийидики Agence Capa намлиқ бир ахбарат оргини тәрипидин 2008 - йили күздә ишләнгән "хитайдики қозғалған уйғурлар" намлиқ һөҗҗәтлик филим 11 - айниң 1 - күни германийә ARTE телевизийә қанили тәрипидин көрситилгән иди.