Архип
2008-11-27
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән - мәдәнийәт комитети йәни унәско тәрипидин он икки муқам қоғдилидиған мәдәний мираслар қатариға киргүзүлгәндин кейин, ғәрб дөләтлиридики музикашунаслар он икки муқамни хитайлар қандақ қоғдаватиду? 2006 - йили хитай һөкүмити он икки муқамни қоғдаш һәққидә чиқарған қарарлириға риайә қиливатамду? дегәнгә охшаш мәсилиләргә көңүл бөлүш билән биргә, он икки муқам һәққидә әсәрләр йезип нәшир қилдурмақта.
2008-11-27
Америка һөкүмити гуантанамода тутуп туриливатқан осама бин ладинниң шопури сәлим әхмиди һәмданни түрмидин чиқирип дөлити йәмәнгә қайтуруп беридиғанлиқини уқтурған болуп, вашингтон печта гезитидә берилгән мақалидә бу "гуәнтанамо адалити" дәп сүрәтләнди вә америка һөкүмитиниң йәнә мәзкур түрмигә қамалған 17 нәпәр уйғур тутқунниму қоюп берип йәнә бир хәйрлик иш қилиши керәклик оттуриға қоюлди.
2008-11-27
Йеқинда пичан наһийисидә зор көләмлик көмүрлүк байқалған болуп, "шинҗаң аманлиқ" торида хәвәр қилинишичә, мәзкур көмүрлүкниң омуми көлими 300 квадрат километирға йетидикән.
2008-11-27
26 - Ноябир кәчтә һиндистанниң бомбай шәһиридә чоң көләмлик бир террорлуқ вәқәси йүз бәргән болуп роейтерс агентлиқида хәвәр қилинишичә, вәқәдә 110 киши өлүп 300 дин артуқ киши яридар болған.
2008-11-27
Хитай һөкүмити алдинқи күни явропа иттипақи билән елип баридиған алий дәриҗиликләр учришишиға қатнишишни кечиктүридиғанлиқини уқтурғандин кийин, бүгүн баянат елан қилип буниңға пүтүнләй франсийиниң сәвәбчи икәнликини билдүрди.
2008-11-27
Нөвәттә қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи, мәшһур уйғур алими, тилшунас мәхмут қәшқири тәвәллудиниң 1000 йиллиқини байрам түсидә тәбрикләш үчүн тәйярлиқ көрмәктә.
2008-11-27
Қирғизистан, қазақистан қатарлиқ оттура асия әллиригә тонулған уйғур шаири абдуманап қасим, 26 - ноябир күни, бишкәк шәһиридә вапат болди. Бишкәк шәһири йенидики покировка йезисидики мәсчиттә намизи чүшүрүлди.
2008-11-27
Бу йил 12 - айниң 1 - күни 21 нөвәтлик хәлқара әйдиз күни.Хәлқара әйдизгә қарши туруш күни һарписида дуняда бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәлқарадики асаслиқ сәһийә тәшкилатлири җүмлидин хитай һәм уйғур елидики қизил крест җәмийәтлириму, 2008 - йилидики әйдиз тарқилиш әһваллири һәққидә доклатлар елан қилмақта.
2008-11-26
Хитайниң муқимлиқ әндишиси билән елип бериватқан халиғанчә тутқун қилиш һәрикәтлири олимпиктин кейин изчил давамлашмақта. Ғулҗа шәһириниң пәнҗим йезисидики мейип яш абдушүкүр қурбанниң 21 - ноябир күни кәчтә тутқун қилиниш әһвали вәзийәтниң җиддиликидин бишарәт бәрмәктә.
2008-11-26
Америкида яшайдиған уйғур анализчи, истансимизниң обзорчиси сидиқһаҗи рози әпәнди чаршәнбә күни америкиниң " вашингтон вақти гезити" дә мақалә елан қилип, 1945 - йили ечилған ялта йиғинидин нөвәттә 17 нәпәр уйғурниң гүәнтанамо арилиға қамилишиғичә болған тарихий җәрян арисидики сәвәб - нәтиҗә мунасивитини шәрһилигән.
2008-11-26
Richard Bernstein Әпәнди өзиниң " тутқунларниң дилоси америка үчүн бир әхлақи мәғлубийәт" дегән мақалисиниң бешидила сөзини мундақ башлайду": тәсәввур қилинған мундақ бир мисал әхлақи характерни өлчәйдиған асан синақ болуши керәк, мәсилән, дөләт даирилири бир гуруппа кишиләрни қолға алди вә уларниң нимә җинайәт өткүзгәнликини дәп бәрмәй, испат көрсәтмәй узун йилғичә, һәтта уларни давамлиқ тутуп турушиға асаси йоқлуқини етирап қилишқа мәҗбурланғичә түрмидә тутуп турди."
2008-11-26
Нөвәттә уйғур елидә деһқанчилиқниң арам вақти болсиму әмма, хитай даирилириниң түрлүк һашарларға орунлаштуруши билән уйғур деһқанлири техиму еғир әмгәкләргә мәҗбурланмақта.
2008-11-26
Әхлақ инсанлар оттурисидики мунасивәттә яхши билән яманни, тоғра билән хатани айрийдиған өлчәмләрдин биридур. Әхлақ сөзи етмологийә җәһәттин әрәбчидики `хулқ` сөзидин кәлгән болуп, әрәпчидики `хулқ` сөзи`хуй` мәнисини ипадиләйду.
2008-11-26
Һәҗ ибадити мусулманларға буйрулған бәшинчи чоң пәрз болуп, тени сақ болуп, һәҗ сәпириниң чиқимлирини қилалиған адәм үчүн өмри ичидә бирла қетим һәҗ қилиш пәрздур.
2008-11-26
Радиомизниң обзорчиси сидиқһаҗи рози әпәндиниң 1945 - йилидики ялта келишими һәққидә язған обзори бүгүн 'вашингтон вақти гезити " дә елан қилинди.