Архип
2008-11-04
Бүгүн 11 - айниң 4 - күни, америка президент сайлиминиң әң ахирқи биләт ташлаш күни. Америкиниң һәр қайси мәһәллилиридә дөләт пуқралири бүгүн таң сәһәрдин башлап беләт ташлаватиду.
2008-11-04
Уйғур язғучи нурмуһәммәт ясинниң "ява кәптәр" намлиқ әсири, германийидә төт хил тилда нәшр қилинған болуп, мәзкур әсәрни уйғур тәтқиқати билән шуғуллинидиған түрк язғучиси мәмәт айдәмир әпәнди нәшргә тәйярлиған.
2008-11-04
Уйғур елидики хитай тор бәтлиридин ашкарилинишичә, келәр йилидин башлап уйғур елидә вақитлиқ туруш һоқоқиға игә болған үч йерим милйон хитай аққун, уйғур елидә олтурақлишиш һоқоқиға игә қилинидикән.
2008-11-04
Хитай һөкүмити бүгүн шинхуа агентлиқида хәвәр тарқитишичә, хитай һөкүмити бу йил дөләт қурулған 59 йилдин буянқи тунҗи " инсан һәқлири һәрикәт пилани"түзүшни қарар қилған болуп, мәзкур һәрикәт пилани бойичә хитай келәрки икки йил җәрянида инсан һәқлири әһвалини яхшилаш,тәрәққий қилдуруш мунасип тәдбирләрни қолланмақчи болған.
2008-11-04
Бу йил авғустта уйғур елигә хитайниң гәнсу, хенән, ниңша, вә сичуән қатарлиқ өлкилиридин бир милйонға йеқин хитай пахта теришқа кәлгән иди. Бу пахта териш қошуни нөвәттә пәсиллик әмгикини аяғлаштуруп юртлириға қайтишқан болуп, ноябир кириши билән уйғур елидин хитайға қатнайдиған пойиз вагонлири пахта терип қайтқан аққунлар билән тошмақта.
2008-11-04
Йеқинқи йиллардин буян инсанийәт толуқ алдини алди дәп қаралған қизил кесили вә чечәк қатарлиқ юқумлуқ кесәлликләрниң уйғур елидә кәң һәм җиддий тарқилиш әһваллири йүз бәрмәктә.
2008-11-04
4 - Ноябир америка президент сайлам күни, шундақтиму 29 милйондин артуқ америка пуқралири қәрәлдин бурун өз президент намзати үчүн биләт ташлиди.
2008-11-04
Америка президент сайлиминиң нәтиҗисигә чәтәлләрдики уйғурлар алаһидә көңүл бөлүп кәлгән болуп, болупму америкидики уйғурлар. Уйғур паалийәтчилири икки нәпәр президент намзатидин мәйли кимниң президент болушидин қәтий нәзәр, америкиниң уйғурларға қаратқан сияситидә сәлбий бир өзгириш болмайдиғанлиқини пәрәз қилишмақта.
2008-11-04
Йемәк - ичмәк бир милләтниң мәдәнийитини бәлгиләйдиған әң муһим амиллардин бири. Уйғур тамақлири уйғурларниң тарихидәк қәдимий тарихқа игә болуп, уйғур мәсилисиниң хәлқаралишиши вә дунявилишишиға әгишип уйғур йемәк - ичмәклириму хәлқарада тонулушқа башлиди.
2008-11-04
Түркийә дөлитиниң илтимасиға асасән б д т ниң пән - мәдинийәт органи 2008 - йилни 11 - әсирдики уйғур мутәпәккури махмуд қәшқирини хатирләш йили қилип бекиткән иди. Шу мунасивәт билән түркийәдә махмуд қәшқирини хатирләш тема қилинған нурғун паалийәтләр уюштурулди.
2008-11-04
Бейҗиң олимпикидин кейин хитайда өзгириш болидиған - болмайдиғанлиқи мәсилиси, хәлқара җамаәт пикридә бу йилниң қиззиқ темилиридин бири иди.
2008-11-03
Америка президент сайлам паалийити дүшәнбә күни әң ахирқи һәл қилғуч басқучқа кирди. Америкиниң 50 штати вә бир алаһидә районидики сайлиғучилар сәйшәнбә күни биләт ташлап, келәр нөвәтлик америка президентини таллайду.
2008-11-03
Тибәтниң диний даһийси далай лама йеқинда токйода нутуқ сөзләп, өзиниң узун йиллардин буян тутуп кәлгән " оттура йол" сияситиниң нәтиҗә көрсәтмигәнликини, шуңа мушу ай ичидә, тибәтләрниң һиндистандики сүргүн һөкүмити турушлуқ дарамсалада, дуня тибәт қурултийи вәкиллири йиғини чақирип, тибәтләрниң кәлгүсидики нишанини бәлгиләйдиғанлиқини билдүргән.
2008-11-03
Германийә баш министири ангела меркел ханим алдинқи ай хитайда елип барған зиярити мәзгилидә, уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини алаһидә тилға алған иди.
2008-11-03
1980 - Йилларниң башлиридин тартип көп санда уйғур яшлири чәтәлгә чиқип оқушқа башлиған болуп, бүгүнки күнгә кәлгәндә бу уйғур яшлири дуняниң һәрқайси җайлирида магистир вә докторлуқ оқуп һәр қайси илим саһәлиридә нәтиҗиләрни қолға кәлтүрмәктә.