Архип
2008-11-03
Вәтән ичидә туруп мәлумат йоллиған бу инкасчи киши, уйғур яшлириниң роһ һалити һәққидә алаһидә тохталди. Униң қаришичә, нөвәттә уйғур яшлири өзлири дуч келиватқан зулум вә һәқсизлиқтин омумйүзлүк шикайәтчи, әмма бу реаллиққа тутиватқан позитсийиси охшаш әмәс.
2008-11-03
Хитайниң хәйнән өлкиси хәйко шәһиридә холера( ваба) тарқилишқа башлиған болуп, ройтерисниң хәвәр қилишичә, нөвәттә холераға гириптар болғучилар ичидә университет оқуғучилириму бар икән.
2008-11-03
3 - Ноябир, дүшәнбә күни, хитайниң чуңчиң шәһридә такси шопурлири, еғир җәриманә вә май баһасиниң өрләп кетиши қатарлиқларға наразилиқ билдүрүп иш ташлиған.
2008-11-03
Хитай дөләтлик маддий әшя алмаштуруш вә сетивелиш бирләшмиси дүшәнбә күни елан қилған доклатқа қариғанда, чәтәлләрдики база еһтияҗи төвәнлигәндин кийин, хитайниң 10 - айлиқ мәһсулат ишләп чиқириш нисбити көрүнәрлик төвәнлигән.
2008-11-03
Хитай ахбаратлирида көрситилишичә, тарим дәря башқуруш идариси тарим дәрясида көрүнгән су миқдари төвәнләш сәвәбидин, ишләпчиқиришни су билән тәминләшни капаләткә игә қилиш үчүн, тарим дәрясиниң төвән еқинлирини су билән тәминләшни тохтитидикән.
2008-11-03
Хитай дөләтлик хитай - тәйвән ишлири җәмийитиниң рәиси 3 - ноябир дүшәнбә күни тәйвәнгә йетип кәлгән болуп, бу 1949 - йилидин буянқи хитай юқири дәриҗилик рәһбәрлириниң тунҗи қетим тәйвәндә һөкүмәт зияритидә болуши болуп һесаблиниду.
2008-11-02
Тибәт роһаний даһийси далай лама японийә зиярити җәрянида 2 - ноябир күни, токйода нутуқ сөзләп, тибәтниң тәқдири һәққидә тохталди һәмдә өзиниң " оттура йол сиясити"ниң нәтиҗә бәрмигәнликини қайта тилға елип, бу айда өткүзилидиған тибәт парламентиниң йиғинида хәлқниң буниңдин кейин тибәтниң тәқдири һәққидә қандақ қарар қобул қилишни өзлири бәлгиләйдиғанлиқини билдүрди.
2008-11-02
Японийидә зиярәттә болуватқан тибәт роһаний даһийси далай лама 1 - ноябир күни токйода японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәһмутни қобул қилип, униң билән тибәт - уйғур һәмкарлиқи мәсилилиридә пикир алмаштурған.
2008-11-02
Әнглийә баш министири бровн сәуди әрәбистанни зиярәт қилип, сәуди әрәбистан падишаһи билән көрүшүп, нөвәттә дуня миқясида йүз бериватқан пул - муамилә кризисини һәл қилиш һәмдә вәйран болуш алдидики дөләтләрни қутулдуруш үчүн сәуди әрәбистанниң һәссә қошушини тәләп қилған.
2008-11-02
Русийиниң тонулған шәрқшунаси вә тарихшунаси наил ахмәтшин 31 - өктәбир күни бейҗиңда туюқсиз қазаға учрап вапат болған.
2008-11-02
Тибәтләрниң роһаний лидери далай лама, японийигә елип бериватқан рәсми зиярити җәрянида 11 - айниң 1 - күни токйодики рояпарис меһманханисида японийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмутни қобул қилған.
2008-11-01
1 - Ноябир күни "җәнубий җоңгу сәһәрлик почтиси" гезитидә елан қилинған бир мақалидә, хәлқара җамаәт дуня кишилик һоқуқ баяннамиси елан қилинғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләватқан бир мәзгилдә хитайда тән - җазасиниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқи баян қилинған.
2008-11-01
Хитайда бовақлар сүт парашокида байқалған зәһәрлик химийилик мадда меламинниң хитайда ясалған сүт мәһсулатлиридиму оттуриға чиқиши шуниңдәк йеқинда тоху тухумлиридиму байқалғанлиқи хәлқарада хитайдин импорт қилинған йемәкликләр үстидә мәвҗут гуманни техиму күчәйтивәткән.
2008-11-01
Тәйвән демократийә вә илғарлиқ партиси вә тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллайдиған тәшкилат вә гуруппилар, келәр һәптә тәйвәнни зиярәт қилишқа башлайдиған хитайниң "икки тәрәп" мунасивәтлири җәмийитиниң рәиси чән юнлин риясәтчилигидики хитай вәкилләр өмикиниң тәйвәнни зиярәт қилишиға қарши туруш үчүн кәң көләмлик наразилиқ намайишлири тәшкилләшкә тәйярланмақта.
2008-11-01
Афғанистан һөкүмәт даирилириниң билдүрүшичә, җүмә күни афғанистанниң җәнубий вә шәрқий районлирида афған миллий армийиси вә афғанистандики иттипақдаш армийә қисимлири тәрипидин елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә 20 дин артуқ милитант вә икки афған әскири өлгән.