Архип
2008-11-26
Хитайниң ташқи ишлар министирлиқи бүгүн франсийә президенти саркозийниң далай лама билән полшада көрүшидиғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, 'тибәт хитайниң айрилмас бир қисми' дегән гепини қайтидин тәкрарлиди.
2008-11-26
Косова сақчи даирилири бүгүн, пул әткәсчилик җинайити билән шуғулланған икки хитайни қолға алди. Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, бу дело 1 милйон 250 миң явро )бир милйон 610 миң америка доллири( нәқ пулға тақилидикән.
2008-11-26
Бүгүн хоңкоң телевизийә истансисиниң баян қилишичә, хитайда 'говей' ширкити дәп атилидиған хусусий игиликтики електир сайманлири ширкитиниң хоҗайини хуаң гуаңйүниң 42 милярд 300 милйон йүәнлик сәрмайиси вә мүлки, 300 дин артуқ шәһәрдә 1300 дин артуқ дукини бар. У 30 миң адәмни ишқа орунлаштурған.
2008-11-26
Афғанистан президенти һамид карзай түнүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң вәкилләр өмики билән көрүшкәндә, ғәрб әллиридин америка йетәкчилик қиливатқан террорлуққа қарши уруш қачанғичә давам қилидиғанлиқи вә қачан әскәр чекиндүридиғанлиқи һәққидики вақит җәдвилини тәләп қилди.
2008-11-25
Америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетида, 24 - ноябир чүштин кейин гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғурни дәрһал қоюп бериш мәсилиси буйичә испат бериш йиғини өткүзүлгән.
2008-11-25
Б д т тән җазасиға қарши туруш комитетиниң 4 - нөвәтлик йиғини 11 - айниң 3 - күнидин 21 - күнигичә б д т ниң җәнвәдики баш шитабида чақирилған иди.
2008-11-25
1992 - Йилидин 1997 - йилиғичә әнгилийиниң хоңкоңдики баш валиси болуп турған киристофер паттин әпәнди йеқинда хоңкоңни зиярәт қилип, өзи язған йеңи китабини тонуштурди. Униң бу йеңи китабида, коммунист хитай һөкүмити һазир пүтүн дуня миқясида демократик түзүм билән риқабәтлишиватиду, дәп мулаһизә қилинған.
2008-11-25
2008 - Йили бейҗиң олимпик мусабиқисини баһанә қилип туруп хитайларниң уйғурларға елип барған бесим сияситигә түркийә мәтбуатлири алаһидә йәр бәрди.
2008-11-25
Канада сақчилири,2007 - йили торонто шәһиридики хитайлар мәркәзлик олтурақлашқан районда гуманлиқ бир өйни тәкшүрүш нәтиҗисидә көп миқдарда сахта гуваһнамә,сахта паспорт вә һәр хил сахта һөҗҗәтләрни қолға чүшүрүп, 5 нәпәр хитай оқуғучини қолға алған иди.
2008-11-25
Түркийә халисанә бирләшмә фондиниң иҗраийә һәйити йиғиниға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити саһибханлиқ қилған болуп, йиғин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң йиғин залида өткүзүлди.
2008-11-25
Радиомизға кәлгән инкаслардин игә болушимизға қариғанда, йеқинқи йиллардин буян уйғур оқутқучилири хитай тили сәвийиси имтиһандин өтәлмиди дегәнгә охшаш сәвәбләр билән иштин бошитиливатқан болуп, иштин бошитилған уйғур оқутқучилири орниға хитайлар қош тил оқутқучилири намида ишқа орунлашмақта.
2008-11-25
Хитай һөкүмити башқурушидики уйғур ели ахбарат торлирида бүгүн берилгән хәвәрләрдин ашкарилинишичә, хитай компартийә мәркизи комитети, уйғур елидә йүргүзүватқан маарипни қош тиллаштуруш сияситини йәниму күчәйтиш үчүн йәнә 3 милярд 750 милйон юән мәхсус түр мәблиғи аҗратқан.
2008-11-25
Ақсу вилайитиниң һөкүмәт торида берилгән хәвәрләрдин ашкарилинишичә, хитай даирилири ноябирдин башлап вилайәт тәвәликидики биңтуәндин башқа наһийиләрдә деһқанларниң қишлиқ арам вақтидин пайдилинип,бир тәрәптин уларға идеологийә саһәси буйичә үч хил күчләргә қарши туруш тәрбийисини күчәйтип елип бериватқан болса, бир тәрәптин деһқанларни һәр хил баһаниларда һашарға орунлаштурмақта икән.
2008-11-25
24 - Ноябир дүшәнбә күни америка федерал әрзийәт сотида гуәнтанамо һәрбий түрмисидә туруватқан 17 нәпәр уйғурни америкиға қоюп бериш - бәрмәслик мәсилиси һәққидә ечилған сотта, уйғур тутқунларниң адвокати сәйбин веллит, сотчи урбинаниң уйғур тутқунларни қоюп бериш һәққидики қарарини иҗра қилишни тәләп қилған.
2008-11-25
Гретсийидә порт ишчилири сәйшәнбә күни 24 саәт иш ташлиған болуп уларниң бу наразилиқиға,гретсийиниң әң чоң сода портини хитайға 35 йиллиқ иҗаригә бериш келишими имзалиғанлиқи сәвәб болған.