Архип
2008-11-20
Пәйшәнбә күни, америка консерватиплар бирләшмисиниң рәиси девид кени, иванс ширкәтләр гуруһиниң рәиси вә сабиқ америка дөләт мәҗлисиниң җумһурийәтчи әзаси тамас иванс қатарлиқ америкидики он нәпәр атақлиқ консерватип әрбап, бирләшмә баянат елан қилип, президент буш һөкүмитидин гүәнтанамо һәрбий түрмсидә тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғур мәһбусни дәрһал қоюп беришни тәләп қилди.
2008-11-20
Оттура асия һәмдә әтраптики дөләтләрниң мутәхәссислири пәйшәнбә күни уйғур аптоном районидики иҗтимаий пәнләр академийисигә йиғилип, оттура асия әллириниң сиясий вәзийити һәмдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң тәрәққияти үстидә мәхсус муһакимә йиғини өткүзгән.
2008-11-20
Хитай компартийиси тәшвиқат министирлиқиниң исмини ашкарилашни халимиған бир хадими пәйшәнбә күни ғәрб мәтбуатлириға тәшвиқат министирлиқиниң ахбарат орунлири үчүн чиқарған йеңи тәдбирини ашкарилиған болуп, мәзкүр тәдбирдә, мухбирларниң мунасивәтлик һөкүмәт органлириниң алдин рухситини алмай туруп, йүз бәргән вәқәләрни елан қилишиға рухсәт берилгәнлики бекитилгән.
2008-11-20
Хитай орган мәтбуати һесабланған шинхуа агентлиқиниң пәйшәнбә күни билдүрүшичә, сақчи даирилири мушу һәптә, хитайниң ғәрбий райони - гәнсуда йүз бәргән зораванлиқ һәрикитигә қатнашқан 30 нәпәр наразилиқ билдүргүчини қолға алған.
2008-11-20
Чәтәлләрдики тибәт паалийәтчилириниң дүшәнбә күни һиндистанниң дарамсала шәһиридә ечилған тарихи қурултийи давамлашмақта. Хәвәрләргә қариғанда, қурултайда далай ламаниң мөтидил йол сияситини давамлаштурушни қоллайдиған вәкилләр билән хитайға қарши қаттиқ позитсийә тутушни үндәйдиған вәкилләр оттурисида җиддий талаш - тартишлар йүз бәрмәктә.
2008-11-20
19 - Ноябир күни чүштин бурун саәт 9 да, бейҗиң шәһәрлик һөкүмәт бинаси алдида 1000 дин артуқ киши һөкүмәткә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди.
2008-11-19
Америка - хитай иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитети 2000 - йили қурулған хитай - америка сода вә иқтисад мунасивитиниң америка дөләт бихәтәрликигә көрситидиған тәсирини көзитиш мәқситидә қурулған америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң тәң башқурушидики органдур.
2008-11-19
Хитай даирилириниң йеқиндин буян уйғур ели миқясида һәр саһә, һәр кәсп һәм қатламларда, үч хил күчләргә қарши турушни асас қилған идеологийә саһәси буйичә қайта тәрбийиләш долқуни һасил қилғанлиқи мәлум.
2008-11-19
Сүргүндики тибәт миллий һәрикити вәкиллириниң һиндистанниң дарамсала шәһиридики тарихи қурултийи давамлашмақта. Қурултайдин тибәт миллий һәрикитиниң кәлгүси йөнилиши һәққидә қандақ қарар чиқидиғанлиқи мәлум әмәс.
2008-11-19
Америка йемәк - ичмәк вә дора - дәрмәк башқуруш идарисиниң хитайдин америкиға импорт қилинидиған йемәкликләрниң бихәтәрлик өлчимини тәкшүрүш үчүн тәсис қилған мәхсус иш беҗириш орни чаршәнбә күни рәсмий иш башлиған.
2008-11-19
Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабиниң баш қисмида йәнә 1933 йили, 2 - айниң 2 - күни таң сәһәр вақтида қозғилаңчилириниң бирликтә қәшқәргә һуҗум қозғап, бу шәһәрни ишғал қилғанлиқини язиду.
2008-11-19
Хитай һөкүмити бу йил қәшқәр конишәһәр наһийисидә йезиларда қуруп болған қош тиллиқ балилар бағчисиниң сани 75 гә, униңда оқуватқан балиларниң сани 6338 гә йәтти.
2008-11-19
Хитай һөкүмити йеқинда, уйғурлар әң зич олтурақлашқан қәшқәр конишәһәр наһийисидә кәң көләмлик 'тәшвиқат' һәрикитини башлиди.
2008-11-19
Киристофер симит, җио петтс қатарлиқ америка дөләт мәҗлиси әзалири бүгүн йәнә баянат елан қилип, хитай һөкүмити тәрипидин қорсиқидики һамилини алдурушқа мәҗбурланған уйғур аял арзугул вәқәсини давамлиқ көзитидиғанлиқини җакарлиди.
2008-11-19
Йеқиндин буян сомали билән йәмән арилиқидики адән қолтуқида деңиз қарақчилири һәддидин ешип тайланд, гритсийә, хоңкоңларниң белиқчи яки йүкчи парахотлиринила әмәс, һәтта сәуди әрәбистаниниң йүз милйон долларлиқ нефит басқан парахотиниму гөрүгә еливалидиған вәқә йүз беришкә башлиған иди.