Архип
2008-12-25
23 - Декабир күни бишкәк шәһиридә қирғизистан уйғур җәмийити йиғин ечип, мәһмут қәшқәри уйғур путбол командиси қурулғанлиқиниң бәш йиллиқини хатириләш мурасими өткүзди.
2008-12-25
Йеқинқи йиллардин бери чәт' әлдә яшаватқан уйғурлар нәшриятчилиққа алаһидә әһмийәт бәрмәктә. Уйғурлар пүтүн имканлирини сәпәрвәр қилип, нәшриятлар қуруп һәр хил китабларни нәшир қилмақта.
2008-12-25
Канада даирлири, канада һөкүмитиниң әң назук оргиниға орунлашқан бир нәпәр хитай аялни хитай һөкүмитигә җасуслуқ қилиш қилмишлири билән җиддий тәкшүрмәктә.
2008-12-25
Йеқинқи заман тарихида уйғур елидә башланған йеңи исламий ойғиниш һәрикитиниң асас салғучилиридин бири болған, уйғур пәрзәнтлириниң пакистан, сәуди әрәбистани вә мисир қатарлиқ ислам мәмликәтлиридики али билим юртлирида илим тәһсил қилиш йолини ачқан, атақлиқ диний алим, мәшһур җамаәт әрбаби мәрһум муһәммәд абдулла мәхсум һаҗимниң оғли вәтәнпәрвәр яш алим абдуҗелил туран әпәндиниң тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин "ислам динидики һалал - һарам, мусулманлар үчүн чәкләнгән ишлар " намлиқ әсәр нәширдин чиқти.
2008-12-25
Хитай даирилири 59 тибәтликни өсәк сөз тарқатти дегән җинайәт билә қолға алған болуп, ройтерста хитай ахбаратлиридин нәқил елип көрситишичә, бу тибәтләргә җәмийәт аманлиқини бузидиған нахшиларни тарқатқан дегәндәк җинайәтләр артилған.
2008-12-25
24 - Декабир йүннән өлкиси күнмиң шәһиридики бир қавақханида партлаш йүз берип, бир адәм өлгән болуп, өлгүчи өзини бу йил июлда кунмиңда йүз бәргән аптобус партлаш вәқәсиниң иҗрачиси дәп җакарлиған.
2008-12-25
Роҗистива байрими һарписида уйғур елидики бир қисим христиан муритлириниң йиғилиши сақчи даирилири тәрипидин мәҗбурий мәний қилинған болуп, бошүн торида хитайға ярдәм бериш җәмийитиниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, мәзкур йиғилишниң йетәкчиси сақчиларниң тәһдит селишиға учриған.
2008-12-24
Пәйзиватниң қошават йезилиқ партком секретари ли һәққидики хәвәр муһаҗирәттики уйғур зиялийлири арисида күчлүк ғулғула пәйда қилди.
2008-12-24
Америкидики уйғур алими әркин сидиқ әпәндиниң қош тиллиқ маарип һәққидики йәни" балиларға башланғуч мәктәптә ана тилни алдида өгитиш зөрүрлүкиниң илмий асаслири" дегән темидики мақалиси " мәрипәт" тор мәйдани шуниңдәк вәтән ичидики бир қисим тор мәйданлирида елан қилинип, зиялийларниң алқишиға муйәссәр болди.
2008-12-24
Бейҗиң мәркизий милләтләр университетидики җаң биңлиниң йеқинда бейҗиңдики мәлум бир тор бәттә елан қилған мақалисидә тәкитлинишичә, уйғур аптоном районидики миллий зиддийәткә сәвәб болған амиллар көп хил болуп, буларниң ичидики йәнә бир муһим сәвәб иқтисадий амилдур.
2008-12-24
Японийә кагошима университетиниң тәтқиқатчиси һаҗи қутлуқ қадириниң `тунҗи уйғур дуня хәритиси вә униңдики японийә аталғуси` намлиқ китаби 2008 - йили 12 - айниң 15 - күни түркийә явро - асия тәтқиқат тәлим - тәрбийә параванлиқ фонди тәрипидин инглиз вә япон тиллирида нәшр қилинди.
2008-12-24
Хитайниң мәркизи телевизийә истансиси ишлигән "таң падишаһлиқи" дегән телевизийә тиятириниң 15 - қисмида көрситилишичә, әрәб падишаһиниң әлчилири тәрипидин падишаһ таң шүәнзоңға бир рәсим ләвһәси совға қилинған болуп, у рәсимдики сүрәтни әрәб падишаһиниң әлчилири таң шүәнзоңға " бу, муһәммәд әләйһиссаламниң сүрити" дәп тонуштурған.
2008-12-24
Португалийә ташқи ишлар министири амадониң гуантанамо тутқунлирини явропа әллиригә қобул қилиш тоғрисидики тәклипидин кейин, гуантанамо мәсилиси қайтидин хәлқара қизиқ нуқтиларниң бири болуп қалди.
2008-12-24
Америка һөкүмити гуантанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.
2008-12-24
Дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси қатарлиқ уйғур тәшкилатлири яврупа дөләтлириниң гуантанамода тутуп турулуватқан вә өз юртлириға қайтурулиши мумкин болмиған мәһбусларниң бир қисмини қобул қилишни ойлишиватқанлиқи тоғрисидики баянатлирини қизғинлиқ билән қарши алидиғанлиқини билдүрди.