Архип
2008-12-24
Көплигән исламий банкиларниң дуня пул муамилә кризисидин зиян көрмигәнлики, нурғунлиған дөләтләрни исламий банкиларниң қаидә - түзүмлирини өгинишкә вә улардин үлгә елишқа үндимәктә.
2008-12-24
Хитай деңиз мәһсулатлирида, хитайда ишләпчиқирилған сүт парашоки қатарлиқ йемәкликләрдә көрүлгән зәһәрлик химийиви мадда меламин маддиси болуши мумкинлики пәрәз қилнмақта.
2008-12-23
Йеқинда пәйзиват наһийә қошават йезиси деһқанлириниң, " бундақ партком шуҗисиниң қилмишлири қандақ ақивәт пәйда қилар? " намлиқ әрзи, уйғур елидики бир қисим тор мәйданлирида елан қилинған.
2008-12-23
Бу йил күз киргәндин буян, хитай һөкүмити уйғур елидә җәмийәт муқимлиқи вә яки байрам мәзгилдики аманлиқ дегән намлар билән бастуруш вә тәшвиқат һәрикәтлирини техиму кәскинләштүрүп кәлди.
2008-12-23
Америка президент вәзиписигә сайланған вә 20 - ноябир күни җорҗ буштин америка президент вәзиписини рәсмий тапшуруп алидиған барак обама америка президент сайлими һарписида бәргән баянатлирида гуантанамо һәрбий түрмисини тақашни өзиниң әң алдинқи вәзипилириниң бири дәп җакарлиған иди.
2008-12-23
Атақлиқ диний алим мәрһум муһәммәд абдулла мәхсум һаҗим уйғур илидин тунҗи болуп, 10 нәпәр уйғур балисини мисирға апирип дуняға даңлиқ әң қәдимий билим гаһ - әзһәр билим юртиға орунлаштуруш арқилиқ уйғур пәрзәнтлириниң ислам мәмликәтлиридә илим тәһсил қилиш йолини ачқан иди.
2008-12-23
Йеқинда б д т кишилик һоқуқ омуми хитабнамиси елан қилинғанлиқиниң 60 йиллиқи мунасивити билән дуняниң нурғун җайлирида түрлүк паалийәтләр өткүзүлүп, кишилик һоқуқ күнини хатирилигән вә һәр қайси дөләт һөкүмәтлирини кишилик һоқуқ хитабнамисиниң роһиға һөрмәт көрситишкә чақирған иди.
2008-12-23
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән - маарип комитети 2008 - йилини мәһмут қәшқири йили дәп елан қилғандин кейин, түркийә явро - асия язғучилар җәмийити, хәлқаралиқ мәһмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси орунлаштурған иди.
2008-12-23
Бу йил 12 - айниң 1 - күни сичүәндики йәр тәврәштә пәрзәнтлири өлгән ата - анилардин 60 киши, сичүән өлкисиниң деяң оттура сот мәһкимисигә әрз сунған иди.
2008-12-23
Португалийә өткән һәптә явропа иттипақидики дөләтләрниң гуантанамодики мәһбусларға панаһлиқ бериш арқилиқ америкиниң гуантанамо түрмисини тақишиға ярдәмлишишини оттуриға қойғандин кейин, түнүгүн германийә әгәр америка гуантанамо түрмисини тақиса, вәтинигә қайталмайдиған уйғур мәһбусларни қобул қилишни ойлишидиғанлиқини билдүргән иди.
2008-12-23
Түнүгүн дунядики бирқисим нобил мукапатиниң саһиплири вә хитай ишлири тәтқиқатчилири хитай президенти ху җинтавға очуқ хәт йезип сиясий тутқун, профессор лю шавбони шәртсиз вә дәрһал қоюп беришни тәләп қилди.
2008-12-22
Америкиниң тексас штатидики диний әркинлик паалийити билән шуғуллинидиған бир диний җәмийәт йеқинда чақириқнамә елан қилип, хәлқара җәмийәтни қәшқәрдики бир түрмә вә әмгәк билән өзгәртиш лагерида тутуп турулуватқан икки уйғур христиан муритини қоюп бериш тоғрисида хитайға бесим ишлитишкә чақирған иди.
2008-12-22
Америкидики уйғур алими әркин сидиқ әпәндиниң қош тиллиқ маарип һәққидә йәни " балиларға башланғуч мәктәптә ана тилни алдида өгитиш зөрүрлүкиниң илмий асаслири " дегән темидики мақалиси " мәрипәт " тор мәйданида һәмдә бир қисим уйғурчә тор мәйданлирида елан қилинған.
2008-12-22
Уйғур елидики һөкүмәт вә коммунистик партийә даирилири даим дегүдәк уйғур аптоном районида милләтләр иттипақлиқиниң изчил яхши икәнлики, бу йәрдә һечқандақ миллий зиддийәт вә миллий мәсилиниң мәвҗут әмәсликини тәкитләп кәлмәктә, буниң әксичә уйғур қатарлиқ милләтләрниң кәмситилишкә учраватқанлиқи, уларниң кишилик вә сиясий һоқуқлириниң дәхли - тәрүзгә учраш әһвалиниң күнсайин еғирлишип кетиватқанлиқини тәнқид қиливатқан уйғур тәшкилатлири вә шәхислирини болса миллий бөлгүнчилик һәтта террорчилиқ билән әйиблимәктә.
2008-12-22
Мушу айниң бешида, хитайдики бир түркүм мәшһур зиялийлар, адвокатлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири бирликтә , хитайниң демократийилишишини оттуриға қойған бир чақириқнамә елан қилған иди.