Архип
2008-12-20
Хитай дөләт кабинитиниң мәслиһәтчиси чән кваншең хитайдики ишсизлар саниниң һөкүмәт тәрипидин елан қилинған сандин хели көп икәнликини билдүрди.
2008-12-19
Америка пайтәхти вашингитондин тарқитиватқан әркин асия радио долқунлирида уйғурчә аңлитиш башланғандин буянқи он йил мабәйнидә, истансимиз, ой - пикри, арзу - арманлирини дуняға аңлиталмайватқан уйғур хәлқиниң сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий вәзийити, мәдәний,маарип, етиқад, сақлиқ һәм муһит мәсилилирини дуняға аңлитип кәлмәктә.
2008-12-19
Хитайниң мунасивәтлик органлири елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, хитай санаәт мәһсулат миқдарлири 11 - айда 10 - айдикидин 2.8 Пирсәнт төвәнлигән.
2008-12-19
"Вақит" гезитиниң 12 - айниң 16 - күнидики санида, гезитниң әнқәрәдики мудири мустафа өзгүр әпәндиниң дуня уйғур қурултийи баш секретари долқун әйса әпәнди билән елип барған зиярити елан қилинди.
2008-12-19
Қазақистанда паалийәт елип бериватқан җумһурийәтлик мәдәнийәт мәркизиниң тәшкиллиши билән 18 - декабир күни алматадики қуддус ғуҗамяроф намидики уйғур тиятирида уйғур алими мәһмут қәшқириниң 1000 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.
2008-12-19
Канадада чиқидиған "макләанс" журнилида елан қилинған "хитайниң ғәрбидики уйғурлар " намлиқ узун мақалидә, хитай даирилириниң уйғур районидики нефит вә тәбиий байлиқларни ечиш сияситиниң хитай көчмәнлирини бу районға көчүрүш үчүн бир пурсәт болғанлиқи үстидә тохтилиду.
2008-12-19
Америкиниң тексас штатидики " җуңго ярдәм җәмийити" дәп атилидиған бир христиан диний җәмийити җүмә күни җиддий чақириқнамә елан қилип, хәлқара мәтбуат, һөкүмәт рәһбәрлири вә дуняниң һәр қайси җайлиридики бу ишқа қизиқидиған кишиләрни хитай түрмисидики уйғур христиан муритлиридин алимҗан һимит, осман имин вә хитай христиан мухлислиридин ло йүәнчиниң мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди.
2008-12-19
Хитайниң бир илмий тәкшүрүш өмики уйғур елиниң лопнур районида зор көләмлик илмий тәкшүрүш елип берип, крурән харабилиқиниң әтрапидики бир җайдин миладийидин бурунқи 206 - йилдин милади 420 - йилғичә болған дәвргә аит бир қәдими туралғу җайни байқиған.
2008-12-19
Нобил мукапат җәмийити баһалаш һәйити 2006 - вә 2008 - йиллири хитайда елип барған зияритидә хитай даирилириниң сәпәр чиқимини көтүрүветишигә йол қойғанлиқи вә хитайлар билән мукапат үстидә музакирә елип барғанлиқи сәвәблик пара елиш билән әйиблинишкә дуч кәлди.
2008-12-19
Хитайниң гуаңдуң өлкиси дуңгүән шәһиридә сақчилар җүмә күни кочиға чиқип намайиш қилмақчи болған мәзкур шәһәрдики бир чамадан завутиниң нәччә йүз ишчисини завут қорусиға соливалған.
2008-12-19
Сабиқ чехийә президенти ватслав хавел җүмә күни америкиниң Wall Street Journal гезитидә мақалә елан қилип, хитай даирилирини кишилик һоқуқ вә демократийигә һүрмәт қилиш, өз пикридә чиң турған кишиләрни бастурушни тохтитишқа чақирди.
2008-12-18
Америка пайтәхти вашингтонда тарқитиватқан әркин асия радио долқунлирида уйғурчә аңлитиш башланғандин буян, қисқиғина бир саәтлик программиси арқилиқ авази, ой пикри, арзу - арманлирини дуняға аңлиталмайватқан уйғур хәлқиниң авазини дуняға яңритиш, йәни уйғурларниң сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий вәзийити, мәдәний, маарип, етиқад, сақлиқ һәм муһит мәсилилири һәққидә чин учурларни игиләп дуняға аңлитиш билән бир вақитта йәнә, уйғурларға һәм дуня учурлирини йәткүзүшни давамлаштуруп кәлмәктә.
2008-12-18
Явропа парламентиниң әң юқири кишилик һоқуқ мукапати - сахароф мукапатиға еришкән хитай түрмисидики кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җяни мукапатлаш мурасими, чаршәнбә күни, явропа парламентиниң стирасбургдики бинасида өткүзүлди.
2008-12-18
18 - Декабир күни хитайда ислаһат вә ечиветиш йолға қоюлғиниға 30 йил толған күн. Бу мунасивәт билән хәлқ қурултийи залида сөз қилған хитай президенти ху җинтав, хитай компартийисиниң рәһбәрлик орниниң мәңгүлүк әмәсликини билдүргән.