Архип
2008-04-30
Америкидики хәлқара ениргийә мәслиһәт ширкитиниң мутәхәссиси Michael Lelyveld йеқинда, хитайниң шинҗаңдики ениргийә әндишиси намлиқ бир доклат тәйярлиған. Доклат бүгүн радиомизниң ингилизчә хәвәр торида елан қилинди.
2008-04-30
Хитай даирилириниң, март ейида бир уйғур қизниң хитай йолочи айропиланини партилитишқа урунғанлиқи вә уйғур мустәқилчилириниң бейҗиң олимпик йиғиниға қарши террорлуқ һуҗуми пиланлиғанлиқи һәққидики баянлиридин кейин, хитай ичидики тор бәтләрни, уйғурларға қарши өчмәнлик һессияти ипадиләнгән мақалиләр қаплап кәтти.
2008-04-30
Бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш сепигә сәйшәнбә күни америкидики йәһуди тәшкилатлар қошулди. Шу күни америка йәһуди тәшкилатлиридики мәшһур шәхсләр чақириқнамә елан қилип, бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишни тәләп қилди.
2008-04-30
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, корийә сақчи даирилири нәқ мәйдандин алған синалғу лентилирини бир - бирләп тәкшүрүш үчүн бир гуруппа тәсис қилған болуп, улар тәкшүрүш арқилиқ қалаймиқанчилиқ җәрянида бир сақчини урған бир нәпәр хитай оқуғучини қолға алған.
2008-04-30
19 - Апрелдин 24 - апрелғичә германийә пайтәхти берлинда өткүзүлгән "уйғур рәһбәрлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийиләш курси" һәмдә д у қ иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгән д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң икки һәптилик германийә зиярити 29 - април күни нәтиҗилик ахирлашти.
2008-04-30
30- Април күни чүштин бурун японийиниң токйо шәһридики асасий қанун мәһкимисиниң залида тибәт вә шәрқий түркистандики инсан һәқлири вәзийити һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлгән.
2008-04-30
Тарих тәтқиқатчиси вадин обуқуфниң тарихий һөҗҗәтлик материялларға асасән "6 империйиниң тоқунуши: шинҗаң үчүн күрәш" намлиқ әсири алдинқи йили москвада нәшр қилинған.
2008-04-30
Лос анҗилис таймис гезитиниң хәвәр қилишичә, бейҗиңда һазир олимпиккә 100 күн қалған күндин етибарән йолға қоюлидиған мусабиқә паалийәтлири башланди. Бу шәһәрдә һаяҗанлиқ вә әндишиму тәң мәвҗут.
2008-04-30
Бирләшмә агентлиқиниң ашкарилишичә, америкидики йәһудиларниң диний тәшкилат йетәкчилири пүтүн дунядики йәһудиларни бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақирмақта.
2008-04-30
Җәнубий корийә тәшкиллигән мәхсус сақчилар һазир, өткән һәптидә җәнуби корийиниң сиол шәһиридә өткүзүлгән олимпик мәшилини узутуш паалийитидә нәқ мәйдандин елинған синалғу хатирилиригә асасән, җәнубий корийидә коммунист хитайниң қизил байриқини көтүрүп адәм урған җинайәтчиләрни издәп тутушқа киришти.
2008-04-30
Йеқиндин буян дуняда миқясида, тәйвән язғучиси бо яң әпәндиниң "рәзил җуңголуқлар" дегән әдәбий мирасни әсләйдиған кишиләр көпәйди.
2008-04-30
Ақсарайниң баянатчиси дана перио бүгүн баянат елан қилип, тибәттә намайиш қилған 30 кишигә хитай һөкүмитиниң қамақ җазаси һөкүм қилғанлиқиға америка әпсуслиниду, деди.
2008-04-29
28- Апрел христиан илмий көзәтчилик гезитидә " уйғурлар хитай аққунлириниң тәсиридә шәкли өзгәргән муһитта күрәш қилмақта "намлиқ бир парчә мақалә елан қилинған болуп, бу мәзкур мақалә аптори петир фордниң йеқинда уйғур елидә қилған зияритиниң мәһсулидур.
2008-04-29
Йеқинда голландийидики уйғурлар, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситигә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди. Намайиш иштиракчилири, барин инқилабини әсләш , бу йил 3 - айда хотәндә тенч намайиш елип барған уйғур аяллириниң қолға елинғанлиқиға наразилиқ билдүрүш һәмдә хитайдәк бир дөләтниң олимпик мусабиқиси өткүзүш салаһийитигә лайиқ әмәсликини алаһидә гәвдиләндүрүш мәқситидә бу паалийәтни уюштурған.
2008-04-29
Франсийә агентлиқиниң шиветсарийиниң берн шәһиридин баян қилишичә, бүгүн 4 - айниң 29 - күни шивитсарийидә ечилған 27 чоң хәлқаралиқ тәшкилатниң алий дәриҗилик учришишида, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ашлиқ мәһкимиси һазир дуняда ашлиқ, май, шекәр қатарлиқ һәрхил асасий йемәклик баһасиниң бултурқи мушу мәзгилидикидин %50 чамисида өрләп кәткәнликини тәкитлигән.