Архип
2008-04-28
Бәш ай илгири хоңкоңда тохтап өтүш рухсити берилмәй хитай даирилири тәрипидин қайтип кетишкә мәҗбурланған америка авиаматкиси киттй һавк, бүгүн йәни дүшәнбә күни хоңкоңға тәвәсигә кирди.
2008-04-28
Олимпик мәшили йәткүзүш паалийити йәкшәнбә күни җәнубий корийә пайтәхти сиолға кәлгәндә йәнә қаршилиқ намайишиға дуч кәлгән болуп, хәвәрләргә қариғанда, хитайға қарши намайишчилар билән хитайни қоллиғучилар арисида тоқунуш йүз бәргән, һәтта икки тәрәп бир - биригә таш - кесәкләрни етишқан.
2008-04-28
Хитайда хам әшя баһасиниң вә башқа чиқимларниң өрлишигә әгишип, хитай тәннәрхи товән болуш артуқчилиқи билән чәтәл мәблиғини җәлип қилиштики алаһидиликини йоқитишқа башлиған болуп, америка сода министирлиқиниң билдүрүшичә, бу хил әһвал хитайға мәбләғ салған америка ширкәтлирини хитайдин чекинип чиқишқа мәҗбурлайдикән.
2008-04-28
Гәрчә бейҗиң даирилири бир нәччә күни илгири далай ламаниң вәкиллири билән сөһбәт өткүзүшни халайдиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң далай ламаға қаратқан әйибләшлири хитай ахбаратлирида йәнә көрүлүшкә башлиди.
2008-04-27
27 - Април күни канаданиң ванкувер шәһиридики мәркизий мәйданда, канада инсан һәқлири һимайичилири, дарфур һәм тибәт мәсилилиридә хитайни әйиблигүчи гуруһлар вә бир қисим һөкүмәт вәкиллириниң иштирак қилиши билән хитайниң дарфур мәсилисини һәл қилиши һәм инсан һәқлирини яхшилишини тәләп қилидиған наразилиқ намайиш паалийити өткүзүлгән.
2008-04-27
Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң билдүрүшичә, бу йил ичкири хитайдики вә уйғур аптоном райониниң ичидики толуқ оттура һәм толуқсиз оттура синиплириға оқуғучи қобул қилишта йеза - чарвичилиқ районлиридики балилар асас қилинған.
2008-04-27
Русийә агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, русийә билән чегридаш хитай шәһәрлири русийиликләрниң өй сетивелиш қизиқ нуқтисиға айланмақта.
2008-04-27
4 - Айниң 27 - күни афғанистан пайтәхти кабул шәһиридә дөләт байримини хатириләш йүзисидин өткүзүлгән паратни көзитиватқан президент һамит карзай туюқсиз зәрбигә дуч кәлгән болуп, униң йенидики икки нәпәр парламент әзасини өз ичигә алға тоққуз адәмниң яриланғанлиқи вә бир адәмниң өлгәнлики хәвәр қилинди.
2008-04-27
Бир нәпәр непалниң юқири дәриҗилик әмәлдари хитайниң тибәт - чиңхәй төмүр йолини непалға туташтурушни пиланлиғанлиқини ашкарилиди.
2008-04-25
Хитай даирилириниң шәрқи түркистан мустәқиллиқ күчлири һәққидики баянатлири зитлиқлар зәнҗири һасил қилмақта уйғур райониниң партком секритари ваң лечүән икки айниң алдида бөлгүнчиләрниң сани аз вә аҗиз иш чиқиралмайду дәп баянат бәргән иди.
2008-04-25
25- Апрел күни америкиниң монтана университетида оттура асия вә ғәрби җәнуби асия әллиридики қанун, зораванлиқи ислам дини вә кишилик һоқуқ баш тема қилинған бир хәлқаралиқ илми муһакимә йиғин чақирилди.
2008-04-25
Дуня уйғур қурултийи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә америкиниң демократийини илгири сүрүш фонди бирликтә тәшкиллигән 2 - нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини демократийә вә инсан һоқуқлири бойичә тәрбийиләш курсиниң күн тәртипигә асасән 2008 йили 4 айниң 23 - күни германийиниң пайтәхти берлин шәһиридики тарихи мәйдандики брандәнбургәр дәрвазисиниң алдида намайиш өткүзүлди.
2008-04-25
Бүгүн 4 - айниң 25 - күни америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридә, натсист германийиси 1936 - йили берлинда өткүзгән олимпик мусабиқиси һәққидә бир чоң көргәзмә ечилди.
2008-04-25
Баш шитаби берлинда болған "хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати" ниң рәиси улрич дәлиус әпәнди башчилиқидики кишилик һоқуқ паалийәтчилири тәрипидин түзүлгән "хитайда инсан һәқлири паҗиәси" намлиқ бу доклат, мәзкур тәшкилатниң 33 -номурлуқ кишилик һоқуқ әсләтмисидин ибарәт.